Хитай, асия тәрәққият банкисиниң аруначалға қәрз бәргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

Һинидстан бу йил 3 ‏ - айда асия тәрәққият банкисиниң мәбләғ игилири комитетиға икки милярд 900 милйон америка доллири қәрз бериш һәққидә илтимас сунған иди. Асия тәрәққият банкиси 6 ‏ - айниң 15 ‏ - күни һиндистанниң бу илтимасини тәстиқлап қарар мақуллиди.
Мухбиримиз вәли
2009.06.19

Асия тәрәққият банкиси һиндистанға беридиған қәрз пулниң 60 милйон америка доллири хитай - һиндистан оттурисида земин талаш - тартиши болуватқан аруначал шитатиға берилидиған қәрз иди.

Чин гаң: асия тәрәққият банкиси ахирқи һесабта көзлигән мәқситигә йетәлмәйду

Б б с ниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң бүгүн асия тәрәққият банкисиниң бу қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди вә асия тәрәққият банкисини 'гәрчә қалақ районларға ярдәм бәрмәкчи болған болсиму, әмма ахирқи һесабта көзлигән мәқситигә йетәлмәйду' дәп җакарлиди.

Шундақла йәнә, асия банкисиниң қәрз муамилә ишлириға мунасивәтсиз мәсилини сөзләп 'җуңго баштин - ахир һинидистан билән чегра мәсилисини сөһбәт арқилиқ тинчлиқ билән һәл қилишни тәшәббус қилип келиватиду' дәп тәкитлиди.

Асия тәрәққият банкиси: банка кәспи хитай - һинидистан земин җидили билән мунасивәтсиз

Асия тәрәққият банкиси: бүгүн б б с ниң суалиға җаваб берип 'банка кәспи хитай - һинидистан земин җидили билән мунасивәтсиз, банкиниң низамнамиси буйичә, хизмәтчимиз һечқанда қ сияси ишларға арилашмайду, бизниң қәрз бериш қараримиз иқтисадий амилларға асасән чиқирилған ' дәп инкас қайтурди.

Хитай билән һинидстан оттурисидики чегра сөһбиитиниң техичә нәтиҗиси көрүлмиди

Хәвәр архиплириға қариғанда, хитай билән һинидстан оттурисида, 1962 ‏ - йилидики чегра урушидин қалған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, 2006‏ - йилидин башлап сөһбәт өткүзүлүшкә башлиған иди.

Әмма та һазирғичә техи бирәр мурәссә яки келишим һасил қилинмиди. Хитай 2008‏ - йилидин башлап йәнә, һинди окян вә молокка араллиридики хәлқара қатнаш йоллирини қоғдаш үчүн, бир нәччә һәрбий база қурушқа башлиди.

Рең йиң: хитай билән һинидистан оттуриисида чегра мәсилисидә һелиму қаршилишиш мәвҗут

Бүгүн хитай билән асия тәрәққият банкисиниң һинидстанниң аруначал шитатиға қәрз бериш мәсилисидә қаршилиқ пәйда болғандин кейин, хитайниң хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орниниң җәнубий асия тәтқиқат бөлүми башлиқи рең йиң хитай билән һиндистан оттурисидики һазирқи күч селиштурмиси тоғрисида мулаһизә елан қилди. Униң қаришичә, хитай билән һинидистан оттурисида чегра мәсилисидә һелиму қаршилишиш мәвҗут.

Униң баян қилишичә, хитайниң истератегийә җәһәттә тақабил туруш нишани америка, русийә вә японийә. Һинидистанниң тақабил туруш нишани бирла хитай. Хәлқаралиқ деңиз йоллири хитайниң иқтисадий тәрәққияти үчүн интайин муһим. Хитайниң тавар икиспорти вә импорти асасән деңиз йоллири арқилиқ орунлиниду. Бултур оттура шәрқтин, африқидин импорт қилған 200 милйон тонна нефитниң һәммиси хитайға һинди окяндин өтүп молокка араллири арқилиқ тошулди. Шундақ болғанлиқи үчүн, хитай 1990 ‏ - йиллардин башлапла һинди окянда өзиниң һәрбий күчини өстүрүшкә тиришип кәлмәктә. Әмма хитай һазир пәқәт пакистанниң вә берминиң деңиз портлиридин пайдилинип һинди окянға күч көрситәләйду. Әмма һинидстанниң деңиз қисимлири хитайдин күчлүк.

Униң қаришичә, дуняда һазир һинидстан билән қаршилишиватқан аран бирла һәрбий күч бар, у болсиму, пакистан. Шуңлашқа хитайниң һиндистанға тақабил туридиған бирла тәдбири пакистанни қоллаш. Пакистан қолдин кәтсә, һинидистанға тәһдит болидиған күч қалмайду, бәлки һинидстан бивастә хитайға тәһдит болалайду. Шуңлашқа хитай пакистанни қоллашни һәргиз аҗизлаштурмайду. Униңдин башқа, хитай һазир тибәт арқилиқму һиндистанға тәһдит болалайду. Әмма тибәттә қатнаш қолайсиз, җоғрапийә шараити җәһәттин бу районда йәнила һинидстан үстүнлүккә игә. Һинди окянму һазир йәнила америкидин қалса һинидистанниң окяни.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.