Хитай - һиндистан мунасивәтлири күндин күнгә йирикләшмәктә
Мухбиримиз әқидә
2009.12.22
2009.12.22
AFP Photo
Асиядики әң тез тәрәққи қиливатқан икки чоң дөләт Һесабланған, хитай билән һиндистан оттурисидики мунасивәтләр күнсери йирикләшмәктә. Йеқинқи айлардин бери хитай һөкүмити, узундин бери һиндистан билән мәвҗут чегра ихтилапини қайтидин қозғиған болуп, хитай мәтбуатлирида һиндистанға қаритилған тәнқидләр алаһидә көпийишкә башлиған.
Һиндистан болса, хитай чегрисидики мудапиә тәдбирлирини күчәйтип, талаш - тартиштики аруначал прадиш өлкиси үстидики игилик һоқуқини бир тәрәп қилишниң икки тәрәп оттурисидики һәл қилишқа тегишлик әң муһим мәсилә дәп тәкитлигән. Һиндистан һөкүмити буниңдин сирт йәнә тибәтниң дини вә сияси даһиси далай ламани қоллайдиғанлиқини оттуриға қоюп, һиндистанда ишләйдиған миңлиған хитай қара ишчисини қоғлап чиқарған.
Демәк иқтисадий җәһәттин тез сүрәттә тәрәққи қиливатқан вә нопус җәһәттин дуняниң әң чоң дөләтлиридин бири болуп қалған хитай билән һиндистан оттурисида барғансери йириклишиватқан бу мунасивәтләр, дуняниң болупму икки дөләткә қошна асия доләтлириниң диққитини тартмақта.
"Йәр шари әрәб тор бети"ниң сияси мулаһизичиси садананд дһумәниң һиндистан вә хитай мунасивәтлири һәққидә елан қилған мақалисида тәкитлишичә, иқтисадий вә сияси җәһәттин бир бири билән риқабәтлишиватқан бу икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң йириклишиши дуня һәмдә район учун алаһидә тәсир көрситидикән.
Униң ейтишичә, нурғунлиған дөләтләр, тез илгирләватқан шуниңдәк ядро қорал күчигә игә болған бу икки дөләтниң қайсисини өзигә йеқин дост қилиш қарарини берәлмигән болуп, көплигән дөләтләр болупму шәрқи җәнуби асиядики нурғун дөләтләр, хитайға қарши райондики куч тәңпуңлуқини сақлаш учун һиндистанниң хитайға тақабил туралайдиған бир куч болуп оттуриға чиқишини нәзәрдә тутуп, һиндистан билән һәмкарлиқ елип беришқа әһмийәт бәрмәктә икән.
Әмма вәзийәт җиддийлишип икки дөләт оттурисида рәсмий бир тоқунуш мәйданға кәлсә, йәнила нурғунлиған дөләтләр хитайниң сепидә турушқа яки хитайниң асиядики әң қудрәтлик дөләт болуш һәвисигә очуқ ашкарә қарши чиқишқа мәҗбурлинидикән.
Хәлқара мәтбуатлар хитай билән һиндистан оттурисидики мунасивәтләрниң йириклишишидә, хитай тәрәпниң хата һесаблириниң чоң рол ойниғанлиқини билдүрмәктә.
Садананд дһумәниң мақалисида, техи 2008 - йили олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ғәлибә шадлиқи тәсиридә туруватқан, һәрби җәһәттин наһайити тез күчийиватқан вә иқтисади күчи һиндистандин уч һәссә көп болған хитайниң, икки дөләтни селиштуруш тоғрисидики муназириләргә пүтүнләй хатимә беришни ойлишиватқанлиқини қияс қилған.
Униң ейтишичә, хитайниң җиддийлишишидә, пәқәт хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси болупму, уйғур райони вә тибәттики милли тоқунушларни өз ичигә алған ички амиллар муһим рол ойнаватқан болуп, булардин башқа тибәтләрниң кәлгүси далай ламани хитай һакимийити сиртидики бир райондин таллайдиғанлиқи һәққидики әндишидин мәйданға кәлгән.
Мақалида йәнә көрситилишичә, хитай билән һиндистан оттурисидики чегра ихтилапи 1914 - йили әнглийә бекиткән "мәк махан чегра линийиси"ни асас қилип давамлишиватқан болуп, һиндистан һөкүмити бекитилгән чегра линийисини етирап қилсиму, хитай һазирғичә буни етирап қилмай кәлмәктә. Һиндистан билән хитай икки дөләт оттурисидики чегра ихтилапини бир тәрәп қилиш үчүн өткән 6 йил ичидә 13 қетим сөһбәт елип барған бирақ бу сөһбәтләрдин үнүмлүк бир нәтиҗә чиқмиған.
Хитай һөкүмити бу йил июн ейида җидди дипломатийә паалийити елип бериш арқилиқ, аруначал прадиш өлкисидики деһқанчилиқ саһәсини тәрәққи қилдурушта ишләтмәкчи болған асия тәрәққият банкисиниң һиндистанға аҗратқан 2 милярд 9 милйон долларлиқ қәрзиниң һиндистанға берилишиниң алдини тосиған.
Мақалида йәнә ноябир ейида, хитай һөкүмитиниң, тибәтләрниң дини вә сияси даһиси далай ламаниң, аруначалдики таваң шәһирини зиярәт қилишиға очуқ - ашкарә қарши чиққанлиқи тәкитләнгән. Тибәтләрниң 6 - қетимлиқ далай ламасиниң қәбриси таваң шәһиридә болуп, бу шәһәр тибәт буддистлири үчүн муқәддәс бир шәһәр һесаблиниду.
Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси далай ламаниң таваң шәһирини зиярәт қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, уни бөлгүнчилик вә хитайниң башқа дөләт билән болған мунасивәтлирини бузуш үчүн паалийәт елип бериватиду дәп әйиблигән иди. Бирақ далай ламаниң таваң зияритидин бир һәптә бурун, асия дөләтлири иқтисади һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини җәрянида хитай баш министири вен җябав билән учрашқан һиндистан баш министири ман моһан сиң, далай ламаниң һиндистанниң шәрәп меһмини икәнликини вә һәрқандақ җайға бериш әркинлики барлиқини тәкитлигән иди.
Йәнә бир тәрәптин, һиндистан билән хитай дуня суда тәшкилатида, өз - ара әң көп ихтилаплири болған икки дөләт болуп, һиндистан тәрәп хитайдин балилар оюнчуқи билән сүт, шакилат қатарлиқ йемәкликләрни импорт қилишни қәтий чәклигән.
Хитайниң һиндистанда турушлуқ баш әлчиханисиниң, икки дөләт оттурисида талаш - тартиштики районда туғулған вә хитайни зиярәт қилмақчи болған кишиләргә, һиндистан паспортиға әмәс, айрим бир қәғәзгә виза тәриқисидики бир тонуштурушни бесип бериватқанлиқи һиндистан һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған, буниң билән һиндистан һөкүмити йеңи бир виза қануни чиқирип, һиндистанда ишләватқан вә ишләшкә кәлгән миңлиған хитай ишчисини һиндистандин қоғлап чиқарған.
Садананд дһумәниң хитай - һиндистан мунасивәтлири һәққидики мақалисиниң ахирида, һәр икки дөләт диққитини иқтисади тәрәққиятқа қаратқанлиқи үчүн қисқа вә оттура муддәттә һәм һиндистан һәм хитай икки дөләт арисидики ихтилапларниң контроллиқтин һалқип чиқип кетишиниң алдини елиш мумкинчилики барлиқини, лекин хитайниң һиндистанға кибирлик бир қараш билән йеқинлишиши, һиндистанниң хитай тоғрисидики әндишисини күчәйтип, бу дөләтниң америка билән болған мунасивитини техиму күчәйтишигә йол ачидиғанлиқини оттуриға қойған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.