Тәбиий апәт йүз бәргәндә хәлқни қоғдаш үчүн һөкүмәт немә қилиш керәк?
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.22
2008.05.22
явропада чиқидиған 'ғәрб шамили' журнилиниң тәһрири, һазир шивитсийидә туруватқан абдуришит һаҗи керими әпәндиниң қаришичә, хитайда һөкүмәт пән-илим хадимлириниң тәтқиқатиға һүрмәт қилиши, адәттә қурулуш пиланлиғанда һөкүмәт биналиринила йәр тәврәшкә бәрдашлиқ берәләйдиған қилип салмай, хәлқ туралғулирини селиштиму шуниңға охшаш өлчәм қоллиниши вә хиянәтчи әмәлдарлардин сақлиниши керәк.
Абдуришит һаҗи керими әпәндиниң қаришичә, һөкүмәт 'апәткә учриған хәлқни қутқузуш' дегән нам билән башқа намрат районлардики хәлққә мәмурий, сиясий бесим ишлитип ианә топлап, 'сиясий апәт' пәйда қилиштин сақлиниш керәк.