1949 ‏ - Йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан 'шинҗаң' (5)

Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң үчинчи бабини, йәни 'хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.28
BasturulghanUyghurlar-305 Сүрәттә хитай сақчилири уйғур аптоном райониниң бир йезисида уйғур деһқанлирини тутқун қиливатқан көрүнүш
news.boxun.com / Wang Lixiong
 "Коммунист хитай шинҗаңни ишғал қиливалғандин кейин, бир туруп юмшақ, бир туруп қаттиқ муамилә қилиштин ибарәт икки қоллуқ һөкүмранлиқ вастиси қоллинип кәлмәктә."

Үчинчи баб: хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири

Лин бавхуа әпәнди китабиниң 'хитай коммунист һөкүмитиниң шинҗаңға һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабида хитай һөкүмитиниң юмшақ васта қоллинип, йәни аптоном район қуруп алдамчилиқ қилғанлиқини, 'аптоном район' арқилиқ хитайларни көпләп көчүрүп келип йәрлик хәлқни ассимилиятсийә қилиш билән бастуруштин ибарәт икки қоллуқ сиясәтни тәңла йолға қоюватқанлиқини; хитай һөкүмитиниң 'биңтуән' қуруп, уйғур аптоном районида йәр игиләп, уйғур юртлирида һәммә һоқуқни тәдриҗи һалда көчмән хитайларниң қолиға өткүзүп бериватқанлиқини вә 'биңтуән' арқилиқ қошна дөләтләргә кеңәймичилик қиливатқанлиқини баян қилғандин кийин, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң қаршилиқини қандақ бастуруватқанлиқиниң җәрянини баян қилған.

Қаршилиқ вә бастуруш

Лин бавхуа әпәнди " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң 'хитай коммунист һөкүмитиниң шинҗаңға һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабиниң үчинчи қисмини, йәни 'қаршилиқ вә бастуруш' дегән қисмини мундақ дәп башлайду: хитайниң шинҗаң партком секритари ваң лечүән яздуруп ички қисимда тарқатқан 'дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегән китабта, шинҗаңни қандақ қилип 'муқим' қилиш һәққидила пикир йүргүзүлгән.

Бу китабтики 'шинҗаңда 1950‏ - йилидин 1955 ‏ - йилиғичә елип берилған бөлгүнчиликкә қарши көрәш мусаписи' дегән доклатта, коммунист хитай һөкүмити 1946 ‏ - йили 1 ‏ - айдин 1951 ‏ - йили 9 ‏ - айғичә давам қилған осман ислам башчилиқидики қозғилаңни; 1950 ‏ - йили 7 ‏ - айда елидә йүз бәргән рахманоф башчилиқидики қозғилаңни; 1951 ‏ - йилидин 1968 ‏ - йилиғичә йүз бәргән тоққузтарадики малик һаҗи башчилиқидики қозғилаң; хотәндики аблимит дамолла башчилиқидики қозғилаң; йеңисардики җелил һаҗи башчилиқидики қозғилаң; қумулдики әли қурбан, сейит һамутлар башчилиқидики қозғилаң; байдики һәсән башчилиқидики қозғилаң; 1962 ‏ - йили елидә йүз бәргән 29 ‏ - май чегра қозғилиңи; 1968 ‏ - йилидики шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси йетәкчиликидики қозғилаң қатарлиқ йәрлик хәлқниң хитайдин қутулуш үчүн елип барған һәрикәтлириниң һәммисини 'әксилинқилабий топилаң' дәп бекиткәнликини елан қилди.

1980‏ - Йиллардин кейин йүз бәргән қутулуш һәрикәтлири

Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити 1980‏ - йиллардин кейин йүз бәргән ақсу вәқәси, қарғилиқ вәқәси, қәшқәрдә йүз бәргән 30 ‏ - өктәбир вәқәси, ақтуда йүз бәргән барин вәқәси, хотәндә йүз бәргән 7 ‏ - июл вәқәси қатарлиқ йәрлик хәлқниң коммунист хитай һөкүмитидин қутулуш үчүн елип барған һәрикәтлириниң характерини 'сияси малиманчилиқ' дәп бекитти.

Хитай һөкүмити шинҗаңда йәрлик хәлқниң қаршилиқ һәрикәтлирини мәйли немә дәп бекитсун, һәтта хәлқ ичидики зиддийәт дәп бекиткәнлириниму, һәммисини қораллиқ бастурди.

'Косова кризиси шинҗаңдики бөлгүнчилик һәрикәтләргә күчлүк сәлбий тәсир көрситиши мумкин' дәп уйғурларни бастурди

Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, ваң лечүән нәшр қилдурған 'дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегән китабта '1999 ‏ - йилидики косова кризиси шинҗаңда биз елип бериватқан бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң вәзийитидә йеңи өзгириш пәйда қилди. Миллий тоқунуш һазир дунядики давалғушларниң бивастә сәвәби болуп қалди. Кишилик һоқуқни әң юқири орунға қоюп, башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға арилишиш һазир америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң қануни болуп қалди. Бундақ әһвалда, косова кризиси буниңдин кейин шинҗаңдики бөлгүнчилик һәрикәтләргә күчлүк сәлбий тәсир көрситиши мумкин' дәп йезилған.

Шуниңдин кейин хитай һөкүмити уйғурларниң хитайдин қутулуш һәрикәтлирини очуқ - ашкара һалда бастуруп келиватиду вә уйғурларни рәһимсизлик билән бастурушни 'әң үнүмлүк чарә' дәп қарап келиватиду. Шундақла, хитай һөкүмити уйғурларни қаттиқ бастуруш җәрянида 500 дин артуқ 'дело' паш қилғанлиқини дуняға көз - көз қилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити дуняниң террорчилиққа қарши туруш байриқини уйғурларни бастуруш үчүн қоллинип кәлмәктә

Лин бавхуа әпәнди " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабида, уйғурларниң хитайдин қутулуш үчүн елип бериватқан һәрикәтлирини тәйвән хәлқиғә бир - бирләп тонуштуруп өткәндин кейин баян қилишичә, хитай һөкүмити 11 ‏ - сентәбир вәқәсидин кейин, дуняниң террорчилиққа қарши туруш байриқини уйғурларни бастуруш үчүн қоллинип кәлмәктә.

Дең шавпиң оттуриға қойған 'қаттиқ бастуруш' ни ваң лечүән 'муқимлиқни сақлаш' дегән нам билән қолланди

Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, дең шавпиң 80 ‏ - йилларда 'қаттиқ зәрбә бериш' бастуруш демәктур, бу арқилиқ еғир һәм тез җазалап, кейинкиләрни қорқутидиған үнүм һасил қилиш керәк' дәп көрсәткән иди. Шуниңдин кейин, ваң лечүән шинҗаңда, дең шавпиң оттуриға қойған 'қаттиқ бастуруш' ни 'муқимлиқни сақлаш' дегән нам билән қолланди. 2005 ‏ - Йили 1 ‏ - айниң 20 ‏ - күни қарамайдин шихоға баридиған таш йолда кишиләрни 'қорқутуш' ролини ойнайдиған аптобус вәқәси келип чиққанлиқи буниң бир мисали.

Лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, шинҗаң дегән бу җайда әзәлдин яшап келиватқан йәрлик хәлқ билән биңтуән оттурисида аллиқачан пәйда болған миллий, сиясий, диний, мәдәнийәт зиддийәтлирини һәл қилиш мумкинлики аз. Бу һазир хитай һөкүмити һәл қилмиса болмайдиған мәсилә болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.