1949 - Йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан 'шинҗаң' (6)
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.29
2008.07.29
news.boxun.com / Wang Lixiong
Төтинчи баб: шинҗаңниң кәлгүси
Лин бавхуа әпәнди китабиниң төтинчи баби, йәни 'шинҗаңниң кәлгүси' дегән бабиниң мәзмунлирини тонуштуруп мундақ дәйду: шәрқи түркистан тәшкилатлири коммунист хитай һөкүмитигә җәң елан қилип болди, һазир яш әвладларни қолға кәлтүрүш үчүн тәшвиқатни күчәйтиватиду, әгәр хитай әмди сияситини өзгәртмисә, бәрпа қилимән дәватқини 'инақ җәмийәт' әмәс, бәлки қан аққузидиған җәмийәт болуп чиқиду.Рабийә қадир ханим хитай һөкүмити үстидин шикайәт башлиди
- Бир қисим уйғурлар 2004 - йили 9 - айда, америкиниң вашингтон шәһиридә 'муһаҗирәттики шәрқий түркистан һөкүмити' дегән бир тәшкилатниң қурулғанлиқини елан қилған иди, дәп баянини башлайду лин бавхуа әпәнди " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң 'шинҗаңниң кәлгүси' дегән бабида. Униң қаришичә, баш оргини германийидики дуня уйғур қурултейиниң бу һәқтә позитсийә билдүрмигәнликидин қариғанда, бу, уйғурларниң ички қисмида мәқсәтлирини өз - ара уқушалмиған йәнә бир тәшкилатниң һәрикити икәнлики ениқ.Лекин, - дәйду лин бавхуа әпәнди баянида, - хитай һөкүмити 'дөләт мәхпийәтликини чәтәлгә ашкарилиған' дегән җинайи нам билән 1999 - йили 8 йиллиқ қамақ җазаси елан қилип түрмигә ташлиған бай уйғур содигири рабийә қадир ханим, хитай түрмисидин 2005 - йили америкиға келип аилиси билән җәм болғандин кейин, дуняға хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқиға зиянкәшлик қилғанлиқини шикайәт қилишқа башлиди. Униңдин кейин, 2005 - йили 'шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати' дегән бир тәшкилат германийиниң мюнхин шәһиридики шәрқий түркистан учур мәркизи арқилиқ бир синтәхсә тарқитип, коммунист хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ җәң башлап мустәқиллиққә еришидиғанлиқини елан қилди. Бу иккисиниң бағлиниши барму - йоқ бу, маңа намәлум.
Хитай һөкүмити рабийә ханимдин өч елиш үчүн балилирини гөрүгә еливалди
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, америкиниң террорчилиққа қарши уруши техичә тиркишиш һалитидә турғачқа, уйғурларниң хитайдин қутулуш һәрикәтлириниң ғәрб дөләтлириниң қоллишиға игә болушиға қийинчилиқ туғулди. Бундақ әһвал астида, рабийә ханимниң нобил тинчлиқ мукапати намзатиға көрситилгәнликиму уйғурларниң қутулуш һәрикәтлиригә наһайити чоң түрткә болалмиди. Бәлки униң әксичә, рабийә ханим дуняға уйғур қурултийиға рәис болуп сайланған һаман, хитай һөкүмити үрүмчидики сот мәһкимиси арқилиқ рабийә ханимниң бир оғлиға 'баҗ оғрилиди' дегән җинайи нам билән 7 йиллиқ қамақ җазаси елан қилип өч алди.Униңдин кейин, хитай һөкүмити рабийә ханимниң йәнә бир оғлиға 'дөләтни парчилашқа қутратти' дегән җинайи нам билән 9 йиллиқ қамақ җазаси елан қилди. Бу, хитай һөкүмитиниң рабийә ханимниң һәрикитини чәкләп туруш үчүн юрттики балилирини гөрүгә еливалғанлиқи.
Җорҗ буш рабийә ханимни қобул қилиш арқилиқ хитайға инкас қайтурди
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, хитайниң бундақ йолсизлиқ қилғанлиқи, позитсийиси техичә муҗимәл туруватқан америка президенти җорҗ бушни, 2007 - йили 6 - айниң 5 - күни прагани зиярәт қиливатқан пурсәттин пайдилинип, рабийә ханим билән көрүшүшкә, бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң рабийә ханимдин өч алғанлиқиға инкас қайтурушқа мәҗбур қилди.Рабийә ханим японийини һәмкарлишишқа чақирди
Униңдин кейин, - дәйду лин бавхуа әпәнди баянида, - рабийә ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәклипи билән японийидә үч һәптә зиярәттә болди. японийини асияда тәсири күчи бар дөләт дәп қариған рабийә ханим, японийә һөкүмитини уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн һәмкарлишишқа, японийидики уйғур оқуғучиларни давамлиқ қоллап беришкә чақирди.Японийә һөкүмитиниң рабийә ханимға виза бәргәнлики вә уни 'уйғурларниң мәнивий аниси' дәп атап һөрмәтлигәнлики, хәлқарада, хитайниң уйғурларни рәһимсизлик билән бастуруватқанлиқиға қарши җиддий инкас пәйда қилди.
Хитай һөкүмити уйғурларни 'террорчи' дәп атиғансири, уйғур мәсилиси шунчә тез хәлқаралашти
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң хитайдин қутулуш һәрикәтлирини бастуруп кетәлмиди. Хитай уйғурларни дуняға 'террорчи'дәп елан қилғансери, уйғурларниң хитайдин қутулуш һәрикәтлири шунчә тез хәлқаралашти.Буниң билән хәлқара уйғурларниң өз - өзигә хоҗа болуш вә етиқад әркинликигә болған арзуйини чүшәнди. Бейҗиң һөкүмити болса, хәлқараниң инкасини ойлап көрмидила әмәс, бәлки хәлқараға уйғурларни давамлиқ бастуруш арқилиқ инкас қайтурди, бу, зиддийәтләрни кәскинләштүрүвәтти.