Уйғур елидә идийә өзгәртиш һәркити барғанчә кеңәйтилмәктә

Хитай һөкүмити һазир уйғур елидә елип бериватқан аталмиш "үч хил күчниң бөлгүнчилик, бузғунчилиқ һәрикитидин қәтий һушяр болуп, муқимлиқини сақлаш тәдбирлирини һәқиқий әмәлийләштүрүш" тәшвиқат һәркитини, идарә - орган, мәктәпләрдин һалқип, уйғур елиниң әң чәт районлиридики йеза-кәнтләргичә, һәтта йезилардики башланғуч - оттура мәктәп оқуғучилири арисиғичә кеңәйтмәктә.
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Urumqi-7-5-Uyghur-pajiesi-Xitay-zomigerligi-305.jpg YouTube Дин елинған бу сүрәтләр кириштүрмисидә, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиридә берилгән көрүнүшләр, йәни 7 - ийул күнидики уйғур айаллириниң намайиши җәрйанида айаллар вә балилиларниң учриған муамилиси, 13 - ийул күни йүз бәргән хитай сақчилириниң 2 уйғурни етип өлтүргәлик вәқәси, шундақла 6 - ийулдин кейин, үрүмчидики хитай пуқралириниң қандақ қоралланғанлиқи вә урүмчи кочилирида уйғурларни "овлап" йүрүп, уйғурларни уруп өлтүрүшлири көрситилгән.
YouTube Дин елинди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, гәрчә "5 - июл үрүмчи вәқәси" гә йерим йилдин ашқан, хитай һөкүмити қорал күчи билән райондики вәзийәтни контрол қилип келиватқан болсиму, лекин уларниң бу районда хәлқниң наразилиқидин келип чиқидиған вәқәләрниң давамлиқ йүз беришидин әнсириши бесилмиған. Һазир уйғур елидә 60 йилдин буян көрүлмигән еғир қар апити йүз берип, хәлққә еғир зиян йетиватқан болсиму, лекин уйғур аптоном райони даирилириниң мушундақ бир шараиттиму, алди билән бу районниң муқумлиқини қандақ қилип капаләткә игә қилиш ғемидә бәкрәк қалған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, бу йил 16 - январ чүштин кейин үрүмчидә вилайәт, област, шәһәр мәсуллириниң йиғини ечилған болуп, йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң лечүән һазирқи шараитта муқимлиқниң һәммидин муһимлиқини тәкитләп, " бир туташ орунлаштуруп, муһим нуқтини гәвдиләндүрүп, үч хил күчләрниң бөлгүнчилик, бузғунчилиқ һәрикитидин қәтий һушяр болуп, муқимлиқини сақлаш тәдбирлирини һәқиқий әмәлийләштүрүп, чаған вә буниңдин кейинки бир мәзгилдә аптоном районимизниң иҗтимаий, сиясий омумийитиниң муқим болушиға капаләтлик қилиш керәк," дегән.

Охшашла тәңритағ тор бетиниң 25 - январдики хәвиридә көрситилишичә, уйғур аптоном районида, 2009 - йили, һәр дәриҗилик аяллар бирләшмилири елип барған асаси хизмәт "муқимлиққа капаләтлик қилишни чөридәп, һәр милләт аяллирини иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш, илмий тәрәққиятни илгири сүрүш, инақ җәмийәт бәрпа қилишқа йетәкләш, иҗтимаий муқумлуқ, иқтисадий тәрәққият, хәлқ турмушини яхшилашқа төһпә қошуш" дин ибарәт болған.

Мәзкур хәвәрдә йәнә, "5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин, һәр дәриҗилик аяллар бирләшмилири мәйдани мустәһкәм, байриқи рошән һалда бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң биринчи сепидә чиң туруп, аяллар, балиларниң идийә вә һәрикитини мәркәз, аптоном районниң истратегийилик орунлаштурушлири асасида бирликкә кәлтүрүштә тегишлик ролини җари қилдуруш болди," дәп көрситилгән.

Хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмити бу хил муқимлиқ тәшвиқатини йәнә пүткүл мәктәпләрниң тәлим - тәрбийә хизмитидики асаси нишан қилған болуп, 5 - июл вәқәсидин кейин "милләтләр иттипақлиқи" дәрслики түзүп тарқитилған. Хитай һөкүмити йәнә һәрқайси оттура - башланғуч мәктәпләрдә вәтәнпәрвәрлик вә милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини елип бериш вә баһалаш түзүмини йолға қойған.

Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, үрүмчидә 22 - январ чүштин бурун, қурамиға йәтмигәнләрниң идийә - әхлақ қурулуши хизмитидин доклат бериш бирләшмә йиғини ечилған.

Исмини ашкарилашни халимиған бир оқутқучиниң билдүрүшичә 23 - январ шәнбә күни үрүмчи шәһридә пүткүл оттура мәктәпләрдә бир туташ һалда "милләтләр иттипақлиқини қоғдаш" дәрсидин имтиһан елинған һәм һәр бир оқуғучиниң бу имтиһанға чоқум қатнишиши тәләп қилинип, оқуғучиларниң бу нәтиҗисиниң уларниң архипиға селинидиғанлиқи уқтурулған.

Инкас қилинишичә, ғулҗида оттура - башланғуч мәктәп оқутқучи - оқуғучилириниң милләтләр иттипақлиқи һәрикәт өлчимини түзүп тарқитилған болуп, мәктәпләрдә милләтләр иттипақлиқини қоғдашни мәзмун қилған әхлақ тәрбийә дәрси омумий йүзлүк орунлаштурулған.

Радийомиз зияритини қобул қилған уйғур елиниң җәнубидики мәлум бир йезилиқ башланғуч мәктәп оқутқучиси, һазир муқумлиқ вә милләтләр иттипақлиқиниң мәктәпләрдики әң муһим хизмәт сүпитидә тутулуп, пүткүл оқутқучи - оқуғучиларға қоюлған әң муһим әхлақ өлчимигә айланғанлиқини баян қилди.

У йәнә сөзини давамлаштуруп, һазир йезиларда деһқанлар арисидиму муқимлиқниң әң муһим хизмәт сүпитидә тәкитлиниватқанлиқини, әмма деһқанларниң бу хил йиғинлардин бизар болушқа башлиғанлиқини, амал бар һәр хил баһаниләрни көрситип бундақ йиғинларға бармайдиғанлиқини, шуниңдәк өзигә охшаш нурғун кишиләрниң көз алдидики вәзийәткә нисбәтән толиму соғуқ нәзәрдә қарап туруватқанлиқини билдүрди.

У, йәнә һазир кишиләрниң өз - ара пикир баян қилишмайдиғанлиқини, һәммила адәмниң күтүш ичидә туруватқанлиқини, һәтта йезиларғичә аилиләрниң телефонлириға аңлаш апаратлири орнитилғанлиқини кишиләр билсиму, лекин һазир нурғун кишиләрниң бу хил әһвалға нисбәтән пәрвасиз позитсийидә икәнликини, һөкүмәтниң қаттиқ әнсирәш ичидә икәнликини һәтта деһқанларғичә һәммила адәм яхши билип кәткәнликини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң қаришичә, һазир гәрчә хитай һөкүмити һәммә амал чарилирини ишқа селип, уйғур елидә муқимлиқни тәкитләш, сақчи - әскәрләр арқилиқ вәзийәтни контрол қилиш, наразилиқ билдүргән уйғурларға нисбәтән қанлиқ бастуруш, түрмигә солаш, өлүмгә һөкүм қилиш қатарлиқ қаттиқ бастуруш сияситини йүргүзүш арқилиқ өз һакимийитиниң бу җайдики вақитлиқ муқимлиқини сақлап келиватқан болсиму, әмма хитайниң бу хил сиясити ахирқи һесабта уйғурларниң наразилиқини техиму улғайтиветидиғанлиқини агаһландурди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.