“12-март хәлқара интернет әркинликини чәкләшкә қарши туруш күни” дә хитай тәнқид қилинди

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати һәрбир инсанниң интернетта халиған учуриға еришишни тәләп қилишниң демократийә вә инсан һәқлирини илгири сүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2012.03.13
Xitay-Internet-cheklesh-305.jpg Сүрәттә, хитайниң мәлум җайидики интернетханисида назарәтчилик қиливатқан интернет сақчилиридин бири мәлум интернет ишләткүчини тәкшүрмәктә.
AFP Photo

Өткән йили тунис, мисир қатарлиқ дөләтләрдә мәйданға кәлгән зор көләмлик хәлқ һәрикәтлиридә интернетниң учур билән тәминләш, җамаәт пикри йиғиш, уюштуруш ролини ойнап, кәң көләмлик демократик һәрикәтләргә мәйдан һазирлап берәләйдиғанлиқи йәнә бир қетим испатланғандин кейин, учурни қаттиқ қамал қилип кәлгән диктатор дөләтләр тиғ учини интернет алақисини қамал қилишқа қаратти. Дуняда учур алақисиниң тез тәрәққий қилишиға әгишип, уни қамал қилиш васитилири вә даирисиму охшашла кеңийип барди.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати мана бу вәҗидин 3-айниң 12-күнини хәлқара интернет әркинликини чәкләшкә қарши туруш күни қилип бекиткән болуп, улар бу күн арқилиқ дуня җамаәтчиликиниң диққитини учурға еришиш һоқуқиға қаритишни мәқсәт қилған. Дуняда чәклимигә учрайдиған бирму компютер қалмиғучә давани давамлаштуруш чақириқи қилған чеграсиз мухбирлар тәшкилати бу күн мунасивити билән елан қилған доклатида мундақ дегән:
“өз-ара учур вә пикир алмаштуридиған вә тарқитидиған интернет әмди әркинлик үчүн күрәш қилидиған фронтқа айланди. Ахбарат васитилири қамал қилинидиған дөләтләрдә, интернет кишиләрниң битәрәп учурларға еришидиған бирдин-бир мәнбәси вә шундақла өз пикрини баян қилидиған бирдин-бир васитиси болуп қалди. Лекин, интернетниң күчини тонуп йәткән һакимийәтләр уни қамал қилишни күчәйтмәктә, интернет қолланғучилирини қолға алмақта. Интернет абонтлири һазир һөкүмәтләрниң нишаниға айланди.”

Доклатта ейтилишичә, 2011-йили интернет әрәб баһариға охшаш сиясий нишанлар үчүн хизмәт қилғанниң сиртида, җәмийәттики чириклик вәқәлири вә башқа иҗтимаий вәқәләрни оттуриға чиқирип тәнқид қилиштиму күчлүк рол ойниған. Мәсилән, вукән деһқанлириниң қозғилип, йәрлирини тартивалған чирик әмәлдарларға қарши елип барған һәрикити буниң бир җанлиқ мисали болуп, бу қетимлиқ һәрикәттә интернет вукән хәлқиниң давасиниң җәмийәткә тарқилишида, җамаәт пикри һасил қилишида муһим рол ойниған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати хитай, иран вә вйетнамдин ибарәт бу үч дөләтни дуняда интернет әң еғир чәклимигә учрайдиған вә шундақла интернет абонтлири әң еғир тәқибгә учрайдиған дөләт дәп елан қилған болуп, униң хитайға аит қисмида: “хитай уйғур, тибәт вә моңғул районлирида вәқә йүз бәргәндә интернетни кесип ташлаш арқилиқ, вәзийәтни контрол қилишқа урунди. Уйғур, тибәт, моңғуллар интернет қамалиниң тунҗи зиянға учриғучилири” дәп көрсәткән.

Кейин, хитайниң бу һәрикитини конго җумһурийити, камерон вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрму өрнәк елип, дөләт ичидики вәқәләрни җимиқтурушта охшаш васитини қолланған. Чеграсиз мухбирлар тәшкилати бу хил диктатор һакимийәтләрниң интернетта чәкләйдиған мәзмун даирисиниң барғансери кеңийип бериш биләнла қалмай, бәлки интернет қолланғучилириға қаратқан тәқибни күчәйтиватқанлиқини әскәртип: “сүрийә, бәһрәйин вә шуниңға охшаш өктичиләргә зулум қиливатқан дөләт һакимийәтлири өктичиләрни шериклириниң исмини дәп беришкә қисташниң орниға, уларниң фейисбук вә скайипқа охшаш тор бәткә киридиған шифрисини сорайдиған болувалди” дәйду.

Интернет учур-алақә васитилирини контрол қилип келиватқан дөләтләр бир яндин уни чәклисә, уни йәнә бир яндин өзиниң тәшвиқатини қилидиған васитигә айландуруватқан болуп, доклатта, буниңға хитай һөкүмити мисал қилип көрситилгән. Мәсилән, алдинқи йили ички моңғулда йүз бәргән бир хитай шопурниң бир моңғул чарвичини аптомобилда бесип өлтүрүвәткәнлик вәқәси йүз бәргәндә, бу вәқә хитайниң ичи вә сиртида зор инкас қозғиған иди. Әйни чағда хитай даирилири издәш маторлирида ички моңғул дегән сөзни чәклигән иди. Шуниң билән биргә вақитта, хитай даирилири йәнә, мәхсус қилип “қәдирлик оқуғучилар вә достлар, ички моңғулдики у вәқә пәқәтла бир қатнаш һадисиси. яман ғәрәзлик кишиләр буни миллий мәсилигә вә яки тәбиий газ вә нефит мәсилисигә айландурушқа урунмақта. Һөкүмитимиз вәқәгә қаттиқ көңүл бөлмәктә. Биз оқуғучиларниң өсәк сөзләргә ишәнмәсликини үмид қилимиз...” дегәнгә охшаш тәшвиқат баянатлирини һәрқайси тор бәт вә блогларда тушмутуштин тарқатқан. Мутәхәссисләр, хитай һөкүмитини 40 миңдин артуқ микроблогниң учур архипиға игә, дәп қарайдиған болуп, улар йәнә хитай һөкүмитиниң хәлқара интернет саһәсидә йүз бериватқан хаккирлиқ һуҗумлириниң арқисидики күч икәнликигә ишиниду. Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, һазир хитай, сүрийә вә иранға охшаш дөләтләрниң нормал армийидин башқа йәнә, мәхсус интернет һуҗуми елип баридиған “интернет армийиси” бар болуп, һөкүмәт бу армийиниң рәсмий яки ғәйрий рәсмий йосундики тәшкиллигүчилиридур. Һазир дуня миқясида интернетта елан қилған көз қариши сәвәбидин түрмидә йетиватқан 117 мәһбус бар болуп, уларниң көпинчиси йәнә шу юқиридики үч дөләттә.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати бүгүн елан қилған доклатида йәнә, 2012-йилидики интернет дүшмәнлири дәп баһаланған дөләтләрниң тизимликини елан қилған болуп, улар берма, хитай, куба, иран, шималий корийә, сәуди әрәбистан, сүрийә, түркмәнистан, өзбекистан, вйетнам, бәһрәйн вә беларус қатарлиқ дөләтләрдин ибарәт. юқиридики дөләтләрдин сирт йәнә, қазақистан, һиндистан, мисир, русийә, тайланд қатарлиқ дөләтләр “көзитиш астидики дөләтләр” қатариға елинған.

Униңда ейтилишичә, 2012-йили хитай интернетни қамал қилиш техникисини ашуруш билән биргә, хусусий компютер пән-техника ширкәтлирини өзи билән һәмкарлишип, интернет әркинликини чәкләшкә қистиған. Қазақистан болса, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәисликини тапшурувалғанда, гәрчә демократийилишиш йолида қәдәм ташлаш һәққидә вәдә бәргән болсиму, әмма у вәдилирини бир чәткә қайрип қоюп, қазақистан нефит ишчилириниң намайиши йүз бәргәндә вә бир қанчә қетим мәйданға кәлгән сирлиқ партлаш вәқәлиридә вә шундақла президент назарбайефниң саламәтлик әһвалиға охшаш хәлқ көңүл бөлидиған мәсилиләрдә интернет учурлирини қаттиқ қамал қилип, алақидар тор бәтләрни тақиған. Бәзи шәһәрләрниң алақә васитилирини пүтүнләй кесип ташлиған. Көзитиш астиға елинған дөләтләр қатарида йәнә пакистан, таҗикистан, әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрму бар болуп, бу дөләтләрму дөләт ичидә йүз бәргән вәқәләрдә учурни қамал қилған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати 3-айниң 12-күни интернет әркинликини чәкләшкә қарши туруш күни мунасивити билән елан қилған баянатида, һөкүмәтләр интернетни қамал қилиш үчүн қандақ васитини ишқа селишидин қәтийнәзәр, улар салған “от тамлар” ни бөсүп өтүп кетидиған техникиларниңму күнсайин тәрәққий қилип, диктатор һөкүмәтләрни қейин әһвалда қоюватқанлиқини әскәрткән вә шундақла интернет әркинлики мәсилисиниң һазир хәлқара дипломатийидики муһим бир мәсилигә айланғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.