Хитай ' йешил тосма ' арқилиқ интернетни техиму қаттиқ контрол қилмақчи

Хитай интернеткә болған контроллуқни техиму күчәйтиш алдида турмақта. Алдимиздики күнләрдә хитай йолға қоймақчи болуватқан "йешил тосма" сестимиси дуня мәтбуатлирида кәң йәр алди вә җамаәтчиликиниң диққитини алаһидә тартти.
Мухбиримиз ирадә
2009.06.15
Xitay-Internet-cheklesh-305.jpg Сүрәттә, хитайниң мәлум җайидики интернетханисида назарәтчилик қиливатқан интернет сақчилиридин бири мәлум интернет ишләткүчини тәкшүрмәктә.
AFP Photo

Хитай санаәт вә учурлаштуруш министирлиқи қарар чиқирип, 7 - айниң 1‏ - күнидин етибарән хитайда сетилидиған барлиқ компютерларға "йешил тосма" системисини қачилимақчи. Бу система чәтәлләрдин киргүзүлгән компютерларғиму бирдәк қачилинидиған болуп, бу сестимини гуйҗу җиңйү компютер система қурулуш чәклик ширкити ишләпчиқарған икән. Гәрчә хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң бу системиниң яш өсмүр балиларни зиянлиқ вә мәзмуни сағлам болмиған тор бәтлириниң зийинидин сақлаш үчүн йолға қоюлидиғанлиқини баян қилған болсиму, лекин буниңға кишиләр гуман билән қаримақта.

Бу хәвәр пүтүн дуня мәтбуатлирида алаһидә орун алған болуп, мутәхәссисләр хитайниң нәччә вақиттин бери бәзи тор бәтлиригә чәклимә қоюп кәлгәнликини, әмма бу системини қачилашниң буниңдинму нәччә һәссә еғир қилмиш икәнликини, униң хитайниң интернеткә қойған чәклимә даирисини һазирқидинму бәк кеңәйткәнлик мәнисигә келидиғанлиқини ейтип, буниңға һәргизму сәл қарашқа болмайдиғанлиқини тәкитлимәктә.

Б б с да чиққан хәвәрләргә қариғанда, америка харвард университети тор учур техникиси тәтқиқат мәркизи тәтқиқатчиси "йешил тосма" системисиниң бихәтәрлик сестимисда нурғун бошлуқларниң барлиқини ейтқан болуп, буниң тор саһәсидики қара меһманларға абонтларниң мәхпий бәлгилирини оғрилайдиғанға яхши бир шараит яритип беридиғанлиқини, һәтта қара меһманларниң пүтүн учурларни қолға чүшүрүш вә яман нийәтлик сестимиларни қачилаш арқилиқ чоң көләмлик бир вәйранчилиқ кәлтүрүп чиқиришиға мәйдан һазирлап беридиғанлиқини әскәрткән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики юмшақ детал енжинири обулқасим әпәнди бу системиниң һәргизму улар дегәндәк балиларни қоғдаш биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини ейти. У, америка вә яврупа дөләтлиридиму балиларни торниң зиянкәшликидин қоғдаштәк системиларниң барлиқини, әмма униң хитайниңки билән охшимайдиғанлиқини ейти.

Юмшақ детал енжинери обулқасим әпәнди бу системиниң тор абонтлириниң һәр бир һәрикитини назарәт қилип туридиған бир көзәткүчи икәнликини, шуңа буниң тор абонтлири үчүн хәтәрлик нәрсә икәнликини ейтти.

Хитайда һазир видио ортақлишиш тор бети болған ютуб вә б б с хәвәр қанилиниң хитайчә тор бети чәкләнгән болуп, тор абонтлири бу тор бәтләргә кирәлмәйду. Кишиләр бу "йешил тосма" намлиқ бу система арқилиқ хитай пуқралириниң әркинликиниң йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда боғулидиғанлиқини ейтишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.