“хитайлар муһаҗерәттә яшаватқанларни җасуслуққа мәҗбурлимақта” намлиқ бир мақалә елан қилинди

Алдинқи һәптә голландийә ахбаратлирида бир мақалә елан қилинип, голландийә тәвәликидә көчмән яки илтиҗа қилип маканлишип қалған уйғур муһаҗирларниң хитай һөкүмити тәрипидин җасуслуқ қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.04.24
Uyghur-jasus-Rishat-305.jpg Германийидә нәшрдин чиқидиған “билд” намлиқ гезиткә берилгән уйғур җасус ришатниң сүрити. 2011-Йили 7-өктәбир.
RFA/Ekrem

Мақалидә, хитай һөкүмити дөлитимиз тәвәликидә яшаватқан пуқралириға бесим ишлитип, хитайниң дөләт бихәтәрлики үчүн хәвплик, дәп қариливатқан аз санлиқ милләтләр һәққидә учур топлимақта. Болупму, хитайда аилә әзалири болғанларниң аилисидикиләрни қейин-қистаққа елип, уларни уйғурлар арисида ишпийонлуқ қилишқа мәҗбурлимақта. Уйғурлар өз юртида әркинлик вә адаләт тәләп қилип күрәш қиливатқан бир милләт, дейилгән.

Мақалидә йәнә, шу сәвәбтин голландийә дөләт бихәтәрлик идариси бу һәқтә тәкшүрүш елип барғанлиқи вә 2011‏-йиллиқ тәкшүрүш хуласисидин бу нуқтини дәлиллигәнлики қәйт қилинған вә хитай һөкүмитиниң голландийидики уйғур җамаити ичигә сиңип кириватқанлиқи аздур-көптур көрүлүшкә башлиди. Голландийә бихәтәрлик идариси бу мәсилигә қарита, хитайниң ишпийонлуққа мәҗбурлаш қилмиши, үмид қилинмиған бир қилмиш болди, дәп әйиблиди. Чүнки улар буни голландийә пуқралириниң һәқ-һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқ деди вә бу хил ишларни қиливатқанларниң өзлирини мәлум қилишини вә давам қиливатқан җинайитини тохтитишни тәләп қилди, дейилгән.

Мақалидә йәнә, уйғурларниң хитайниң ғәрбий шималиға тоғра келидиған районларда яшайдиған; тил-йезиқ, дин, мәдәнийәт, өрп-адәт, йемәк-ичмәк, турмуш вә сәнәт қатарлиқ барлиқ саһәләрдә хитайларға әмәс, бәлки түрк системисидикиләргә охшайдиған қәдимий бир милләтлики; уйғурларниң хитайлар тәрипидин шинҗаң, уйғурлар тәрипидин шәрқий түркистан, дәп атилидиған ана вәтинидә, хитайлар тәрипидин кәмситилип, яшаш йоллириниң тарийиватқанлиқи сәвәблик чәтәлләргә қечип чиқишқа мәҗбур болуватқанлиқидәк әһваллар һәққидә берилгән изаһатларда: уйғурлар өз дөлитидә хитайлар тәрипидин кәмситилишкә қарши, алий аптономийә тәләп қилмақта. Бейҗиңдики коммунист һакимийәт уйғурларни хәтәрлик бөлгүнчиләр, дәп қарап, уларға кәңчилик беришни рәт қилип кәлмәктә. Уйғурлар шәрқий түркистан дәп атилидиған бу земинда 2009‏-йили қанлиқ етник тоқунуши йүз бәргән. Тоқунушта 200 гә йеқин адәм һаятидин айрилған иди. Бу тоқунуштин кейин сани ениқ болмиған бир қисим уйғурлар явропаға қечип чиққан. Уларниң көп қисми түркийидә яшаватиду. Дөлитимиздиму йүзләрчә уйғурлар бар. Уларниң паспортлирида хитай тәвәлики дәп қәйт қилинғанлиқи үчүн, сани ениқлиналмиди. Уларниң көпинчиси һелиһәм илтиҗачиларниң панаһлиниш лагерлирида қобул күтүп туруватиду, дейилгән.

Мақалидә йәнә, голландийә һөкүмитиниң хитайларниң наразилиқлириға қулақ салмастин, уйғурлардәк зулумға учриғучи милләтләрниң өз дәрт-пеғанлирини голландийә хәлқигә аңлитиши үчүн кәңри шараит-имканлар бериватқанлиқиға бақмай, хитай һөкүмитиниң рәзил васитиләрни қоллинип, уйғур муһаҗирлириниң вәтинидә қалған аилә тавабиатлириға қиливатқан искәнҗилири, уйғурлар арисидики мәхпийәтликләрни қолға чүшүрүвелишлири, тәшкилат вә җамаәтләрниң ичи-сиртида ишәнчсизлик пәйда қилип, уйғурларни иттипақлишалмайдиған, намайиш вә башқа паалийәтләргә қатнашмайдиған һалға кәлтүрүп қоюш нәтиҗисидә голландийидики аммиви паалийәтлирини паләч һалға чүшүрүп қоялиғанлиқи; әмма, бесимға учриғучи вәяки мәқсәтлик ишпийонлуқ қилғучи уйғурларниң маслашмаслиқи вә уйғурларниң буниңға қарита сүкүт қиливатқанлиқи сәвәблик бу мәсилиниң һәл болмайватқанлиқи баян қилинған.

Бир қисим уйғурлар, голландийә истихбарат идариси бу һәқтә тәкшүрүш қилип, өзлири билән көрүшкәнлики вә җасуслуқ җинайити билән шуғуллиниватқанларниң һаман бир күни қолға чүшидиғанлиқи һәққидә учур бәргән. Нөвәттә бу тәкшүрүш вә көзитишләр техичә йепиқ һалитидә давам қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.