Милйонларчә хитай ишсизлар қошуни уйғур елигә қарап ақмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.02.13
2009.02.13

AFP Photo
Бу тарихтин буян уйғур елигә келиватқан әң зор күләмлик аққун ишчилар қошуни болуши мумкин.
Хитай аққунлири уйғур елигә келиштә рекорт яратти
Уйғур ели әмгәк вә иҗтимаий капаләт назаритиниң торидин ашкарилинишичә, йеқинқи йиллардин буян хитай даирилири пиланлиқ һалда һәр йили уйғур елигә милйон әтрапида деһқан ишчиларни киргүзүп келиватқан болуп, бу йил уйғур елигә хитай өлкилиридин келидиған деһқан ишчилар қошуни бир милйон 400 миңдин ешиши мумкин икән. Әмгәк мулазимәт даирилири бу йил бунчә көп хитай аққунлириниң уйғур елигә кириши тарихий йеңи рекорд яратти дәп қаримақта.Уйғур ели әмгәк мулазимәт даирилириниң"баһар шамили" һәрикити намидики кәң көләмдә ишқа орунлаштуруш программиси йәнә башланди. Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан бу һәрикити қандақту уйғур елидики ишсизларға ярдәм қилиш болмастин бәлки, хитай өлкилиридин һәр йили хитайниң баһар байрими йәни чағинидин кейин келиватқан зор түркүмдики ишсизлар қошунини уйғур елидики һәр саһәләргә кәң көләмдә тез сүрәттә орунлаштурушни мәқсәт қилған.
Улар келипла иш тапалайду
Үрүмчидики хитайчә учур тор бәтлириниң 13 - февралда елан қилишичә, үрүмчидә 10 -февралдин башланған деһқан ишчиларни ишқа орунлаштуруш һәрикитигә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, яшлар иттипақи, ишчилар уюшмиси қатарлиқ орунлар сәпәрвәрлик қиливатқан болуп, һазирғичә уйғур елигә орунлашқан 249 ширкәт һәм кан - карханилар бу қетимқи баһар шамили һәрикитигә қатнашқан.Адәттә һәр йили хитайниң чаған байриминиң 15 - күнидин кейин хитай аққунларниң уйғур елигә киридиған юқири долқуни башлиниду. Әмма бу йилқи долқун чаған ахирлашмай турупла башланған болуп, хитай деһқан ишчиларниң көпинчиси хитайниң сичуән, йүннән, хенән, шәндуң қатарлиқ өлкилиридин кәлгән 20 яштин 50 яшқичә болған ишләмчиләр икән.
Хитайчә хәвәрләрдә көрситилишичә, уйғур елигә нөвәттә келиватқан бу ишсизларниң көпинчиси өзлириниң биринчи қетим уйғур елигә келиши икәнликини ейтқан.
Үрүмчи шәһири хитай ишләмчиләрни әң көп қобул қиливатқан шәһәр болуп йилда 600 миңдин артуқ хитай аққун үрүмчигә сиңип кетидикән. Ишләмчиләр қошуниниң иш тепишини асанлаштуруш үчүн, һәтта даириләр үрүмчи вогзалиғиму әмгәк базарлирини тәшкиллигән болуп, ишләмчиләр пойиздин чүшкән һаман уларни йетәкләйдиған, иш тепишиға ярдәмлишидиған хадимларниму орунлаштурған. Нөвәттә хитайлар, үрүмчидә пойиздин чүшүпла шеркәтләрдин иш тапалайдикән.
Апәттин қачқанлар уйғур елигә йүрүш қилмақта
Бу йил хитай 50 йилдин буянқи әң еғир қурғақчилиқ апитигә учримақта, америка авази радиосиниң елан қилишичә һазирға қәдәр хитайда 17 өлкә бивастә қурғақчилиқниң апитигә дучар болған болуп, үч милйон 460 миң деһқан еғир апәттә. Деһқанчилиқта еғир зиян көрүлмәктә.Әнгилийә б б с ниң 10 - февралдики хәвиригә қариғанда, хитайда йеқинқи бир икки айда деһқан ишчиларниң ичидә ишсизлар 20 милйонға йәткән болуп бу хитайдики пүтүн деһқан ишчиларниң алтидин бирини игиләйду. Шундақла бу йиллиқ ишқа орунлишиш нисбити өткән йилқи охшаш мәзгилдикидин көринәрлик төвән болуп, хитай йәнә бу йил йәттә милйон мәктәп пүттүрүп иш күтүп турғучилар қошуниға учрайду.
Асия киндикиниң хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимаий капаләт назаритиниң хитай деһқан ишләмчиләрни орунлаштурушқа мәсул кадири ву юәнхуаниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, бу йил бунчә көп хитай аққунниң уйғур елигә еқишиға хитай өлкилиридики карханилар кризисқа учрап әмгәк күчлиригә болған еһтияҗи пәвқуладдә төвәнлигәнлики сәвәб болған болса, әксичә уйғур елиниң төмүр йол, ул муәссәсәләр, нефит хемийә қатарлиқ қурулуш мәбләғ селиш түрлириниң көпийишигә әгишип ишләмчиләргә болған еһтияҗи барғанчә ашқан.
Хәвәрдә көрситилишичә, пәқәт пичанда йеңи ечилған канғила 10 миң ишләмчи қобул қилинидикән.
Сиясәттики пәрқ вә кирим пәрқи
Үрүмчи мәркизи шәһәр гезитидә берилгән хәвәргә қариғанда, гәрчә әмгәк базарлирида нурғун ишләмчи қобул қилиш еланлири болсиму, бәзи саһәләргә қизиқидиғанлар аз болуватқан болуп, буниң сәвәби асасән нөвәттә ишләмчиләрниң иш һәққи тәлипи илгирикидин юқири болуп, асия киндики мухбириниң уйғур елигә йеңи кәлгән җяң җүнйи исимлик бир хитай билән елип барған зиярәт хатирисидин ашкарилинишичә, у күнигә икки йүз юәнгә ишләйдиғанға бир орун билән келишип болған болуп, у техи "бу мааш һәргизму юқири һесабланмайду " дегән.Әмгәк мулазимәт һәмдә үрүмчи төмүр йол сақчи даирилириниң ипадилишичә, уйғур елигә келиватқан аққунлар асасән ақма нопус болғачқа, әмәлий санини ситатистика қилишму тәс болуп, бу йил бир милйон төт йүз миң хитай ишләмчиниң келиши пәқәт тәхмини сан икән, әмәлйәттә униңдинму ешип кетиши мумкин икән.
Гәрчә хитай даирилири, уйғур ели әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пилани буйичә уйғур елидә 2008 - йилда сиртқа йөткәп ишқа орунлаштурулғанлар бир милйон 870 миңдин ашти дегән болсиму, буниң ичидә бивастә хитай өлкилиригә йөткилип орунлашқанлар 162 миң 500 нәпәр. Игилишимизға қариғанда, уларниң айлиқ иш һәққи юқири болғанда миң юәнгиму бармайду, төвәнлири икки - үч йүз юән әтрапида.
Уйғурлар җүмлидин йеза ешинча әмгәк күчлири намида сиртларға йөткилип ишқа орунлаштурулуватқан уйғур яшлири өзлириниң ишсизлиқ, намратлиқ вәзийитини өзгәртиштә, хитай даирилириниң немә үчүн адил сиясәт қолланмайватқанлиқидин, немә үчүн өз юртида бар болған шунчә көп иш пурсәтлиригә һәр йили милйонларчә хитай аққунлар орунлишип, өзлириниң башқа юртларда сәргәрдан, әрзан қул орнида муамилигә учраватқанлиқидин нарази болмақта.