Бир түкүм хитай зиялири сиясий ислаһат елип беришни тәләп қилди

Хитайниң илим саһәсидики бир түркүм атақлиқ затлар вә адвокатлар хитай рәһбәрлиригә тәклипнамә сунуп, сиясий ислаһат елип беришни илтимас қилған.
Мухбиримиз әркин
2012.12.26
xitay-18-qurultay-emeldarlar-305.jpg Хитай президенти ху җинтав(оңдин үчинчиси) хитай компартийисиниң башқа рәһбәрлири билән 18-қурултайниң йепилиш мурасимида. 2012-Йили 14-ноябир, бейҗиң.
AFP


Бирақ бу қетим ислаһат елип беришни илтимас қилғучиларниң пикри, 2008 - йили лю шявбо қатарлиқ зиялийлар оттуриға қойған федератсийилик түзүмгә көчүш, көп партийилик түзүмни йолға қоюш қатарлиқ радикал ислаһат пикирлиригә қариған көп мөтидил. Улар хитайниң 1982 - йили мақулланған һазирқи мәвҗут асаси қанунини һәқиқий иҗра қилип, партийә билән һөкүмәтни айришни тәләп қилған.

Хитайниң илим саһәсидики атақлиқ затлар вә мәшһур адвокатлардин болуп 70 нәччә кишиниң хитай рәһбәрлирини сиясий ислаһат елип беришқа чақирип сунған илтимасини бейҗиң университетиниң қанун профессори җаң чифән қәләмгә алған. Униңға хитайниң гу йүхуа, ху шиңду, ву гогуаң, ли йиңхе, җаң лифән қатарлиқ атақлиқ зиялийлири имза қойған. Илтимас нобел тинчлиқ мукапати саһиби, хитай түрмисидики өктичи зат лю шявбо сунған демократик ислаһат елип бериш һәққидики 2008 - низамнамисигә қариғанда мөтидил болсиму, бирақ компартийини асаси қанунға әмәл қилип, сөз әркинликини қоғдаш, хусуси игиликни риғбәтләндүрүш, әдлийә системисиниң мустәқиллиқиға йолға қоюш, партийә билән һөкүмәтни айриш, хәлқниң өз вәкиллирини сайлап чиқишиға йол қоюш, компартийә сайламға арилашмаслиқни тәләп қилған.

Улар илтимасида ши җинпиң башчилиқидики хитай йеңи рәһбәрлик гуруһини агаһландуруп, әгәр җуңго җәмийити еһтияҗлиқ болған түзүлмә ислаһати оңушсизлиққа учрап тохтап қалса, чириклик, һоқуқни суйиистемал қилиш вә иҗтимаий наразилиқ давамлиқ күчийип, җуңго тинч ислаһат елип бериш пурситини қачуруп қойидиғанлиқи, җуңго җәмийити зораванлиқ әвҗ алған қалаймиқанчилиқ ичигә чүшүп қалидиғанлиқини илгири сүргән.

Мәзкур илтимасни қәләмгә алған профессор җаң чифән бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида, хитайниң иҗтимаий тәңсизлик, һоқуқини суйиистемал қилиш, чериклик қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилиш үчүн җиддий өзгәртиш елип беришқа еһтияҗлиқ икәнликини әскәртип: җуңго өзгириш елип бармиса, инқилаб вә қалаймиқанчилиқ йүз бериш хәвпигә қарап кетиватиду, дегән.

Хитай өктичилириниң америкида нәшр қилинидиған “бейҗиң баһари” намлиқ журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң илгири сүрүшичә, җуңгода дәрһал ислаһат елип берилмиса, иҗтимаий қалаймиқанчилиқ партлаш хәвпи һәқиқәтән мәвҗут.

У : “4 - июн вәқәси” йүз бәргән 23 йилдин буян, компартийә изчил юқири бесимлиқ вә зораванлиқ сиясити арқилиқ муқимлиқни сақлап кәлди. Әмәлийәттә, бу зиддийәтни һәл қилмиди. Бәлки зиддийәтни җиддийләштүрди, өткүрләштүрди, көпәйтти вә күчәйтти. Сиз юқири бесимлиқ сиясәт арқилиқ зиддийәтни мәлум вақит бесип туралишиңиз мумкин. Бирақ бир күни у һаман партлап чиқиду. Әгәр у партлиса, хәлқ билән һөкүмәт арисидики диалог вә ислаһат нәтиҗиси сүпитидә партлимайду. Бәлки һөкүмәтниң вәзийәт контрол қилалмаслиқи сәвәблик партлап чиқиду. Шуңа интайин шиддәтлик иҗтимаий партлаш вә зор қалаймиқанчилиқ пәйда қилиши мумкин. Тарих буни изчил испатлап кәлди, дәп, көрсәтти.

Ху пиң йәнә, хитай рәһбәрлик гуруһи бу нуқтини чүшәнсиму, бирақ мәсилә бәк көп йиғилип кәткәчкә ислаһат қалаймиқанчилиқ пәйда қилиду, дәп қорқидиғанлиқини, шуңа юқири бесимлиқ сиясәт арқилиқ вақит өткүзүп келиватқанлиқини билдүрди.

Хитай зиялийлириниң илтимасида, лю шявбо башчилиқидики өктичи зиялийлар “2008 низамнамиси” дә оттуриға қойғандәк һазирқи бир партийилик түзүмгә хатимә бериш тәләп қилинмиған болсиму, бирақ “2008 низамнамиси” дики бәзи тәклип пикирләр мәзкур тәләпнамидә әкс - әттүрүлгән. Хитай һөкүмити 2008 - низамнамисини түзүшкә йетәкчилик қилған язғучи лю шявбо “ағдурмичилиқ” билән әйибләп қолға алған вә 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.

Илтимас дәл 24 - декабир роҗистива байриминиң һарпа күни елан қилинған. Илтимас йәнә бу йил 11 - айда компартийә 18 - қурултийи чақирилип, ши җинпиң башчилиқидики хитай йеңи рәһбәрлик гуруһи һоқуқни өткүзүвалғанға дәл 40 күн болғанда сунулған.

Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, зиялийларниң асаси қанунни һәқиқий иҗра қилишни тәләп қилиши тоғра болсиму, бирақ хитай асаси қанунида нурғун зиддийәтлик нуқтиларниң барлиқини билдүрди.

У: җуңгониң асаси қануни әслидила өз ара зиддийәтниң мәһсули. Униңдики бәзи маддилар тоғра болсиму, бу маддиларда сөз, мәтбуат әркинлики қатарлиқ бәзи һәқ - һоқуқлар етирап қилинған болсиму, бирақ униң йәнә бәзи маддилирида бу хил һәқ - һоқуқлар инкар қилинған. Шуңа биз әркинлик вә һәқ - һоқуқимизни тәләп қилғанда, охшимиған усулларни қоллинишқа тоғра келиду. Асаси қанунниң сөз вә мәтбуат әркинликигә охшаш компартийә өзи етирап қилған бәзи маддилирини оттуриға қоюп, униң иҗра қилинишини тәләп қилиш бу хил усулларниң бири, дәйду.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң чаршәнбә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай зиялийлириниң сиясий ислаһат елип бериш һәққидики илтимасиға баһа беришни рәт қилип, хитайниң ахбарат әркинлик хатирисини ақлиған. Баянатчи өзиниң илтимасни көрүп бақмиғанлиқини әскәртип: җуңгода ахбарат әркинликини бастуруш мәвҗут әмәс, дегән.

Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитайдики һәр хил мәсилиләрниң һәл қилишниң ачқучи сөз әркинликидур.

У мундақ дәйду: әгәр сөз әркинлики һәқиқий йолға қоюлса, мәйли һазирқи қанун вә асаси қанундики мәсилиләр болсун вә яки юқирида тилға елинған барлиқ мәсилиләр болсун, һәммини түзәткили болиду. Мәсилән асаси қанундики хата маддиларға қарита пәқәт юқириқи бәзи зиялиларниңла пикри бар әмәс. Нурғун кишиләрниң пикри бар. Бирақ уларниң пикрини ипадиләш пурсити йоқ. Шуңа улар һөкүмәткә бесим ишлитәлмәйду. Әгәр сөз әркинлики болса, асаси қанунға түзитиш киргүзүш пикри партлап чиқиши мумкин. Бу һөкүмәтни асаси қанундики хата маддиларни түзитишкә мәҗбурлап, униң бикар қилинишиға түрткә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.