Ранд ширкитиниң хитай һәққидики мулаһизилири (2)
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.27
2008.06.27
Бу доклат 'көзитиш журнили'да қисқартип елан қилинғанда әскәртилишичә, ранд ширкитиниң бу доклатида хитай һәққидә оттуриға қоюлған әқилгә мувапиқ баһа вә кәскин тәнқидләр кишиләрни чуңқур ойға салиду. Төвәндики баянлар бу доклатниң қисқичә мәзмунлири.
Хитайда әзәлдин қанун билән идарә қилинидиған җәмийәт бәрпа қилинған әмәс
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайда әзәлдин қанун билән идарә қилинидиған җәмийәт бәрпа қилинип баққан әмәс. Бундақ әһвал астида, хитайлар қандақ қилип қанунға тақабил турушни ойлашқа адәтлинип кәткәнликтин, улар һәмишә 'чиғир йол билән мәнзилгә йетиш'ни ойлайду.Улар нәтиҗә қазинишниң теришип ишләш вә бәдәл төләш арқилиқ болидиғанлиқини чүшәнмәйду. Хитайлар пәқәт бәдәл төлимәйла пайда елишни көзләйду. Улар шуни билиши керәкки, һаятниң мәниси синиң қанчилик көп мәнпәәт алғанлиқиңда әмәс, бәлки синиң башқа инсанларға қанчилик тәқдим қилғанлиқиңда ипадилиниду.
Хитайларниң хиялиға кирип - чиқидиғини өзини башқиларниң алдида мәртивилик қилип көрситиш
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайларниң көпинчиси йүз - аброй вә иззәт - һүрмәт дегәнниң турмуштики әһмийитини билип йәткән әмәс. Хитайлар өзиниң вә пүтүн җәмийәтниң параван болуши үчүн үнүмлүк яшаш дегәнни билмәйду. Хитайларниң хиялиға кирип - чиқидиғини турмушта қандақ қилип өзини башқиларниң алдида мәртивилик қилип көрситиштинла ибарәт. Улар йүз - аброй вә мәртивә қазиништинла мәмнун болиду. Техиму ениқ қилип ейтқанда, йүз - аброй дегән нәрсила хитайларда әң асасий елиминт.Хитайлар өзиниң һәқиқәтни қобул қилиши вә мол мәзмунлуқ турмуш көчүрүшигә тосалғу болидиған бу нәрсигә хатимә беришни ойлимайду. Хитайларниң шәхсийәтчи болуп қелишиға вә хитай җәмийитиниң қалақлиқта туруп қелишиға сәвәб болуватқан бу илләт чуқум тәнқид қилиниши лазим.
Хитайларда өзи тоғра дәп қариған ишқа җүрәт қилидиған батурлуқ йоқ
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайларда өзи тоғра дәп қариған ишқа җүрәт қилидиған батурлуқ йоқ. Алди билән, хитайларниң хиялини ачкөзлүк чирмивалған болғачқа, уларда хата билән тоғрини тасқап айрип чиқидиған қабилийәт йоқ.Униңдин қалса, мубада хитайларда тоғра билән хатани айриялайдиған қабилийәт бар дәп дәва қилидиғанлар чиқсиму, әмма улар хитайларда һәқиқәтни әмәлийәткә айландуридиған батурлуқ бар дәп оттуриға чиқалмайду.
Хитайлар қиммити төвән яки һәқсиз нәрсини қобул қилишқа адәтләнгән
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайлар қиммити төвән яки һәқсиз нәрсини қобул қилишқа адәтләнгән. Хитайлар тиришчанлиқ көрситишни халимайду, тәйярға һәйяр болувалиду, улар һаман ғайиптин амәт келишини күтиду.Иззәт - абруй, вә нәтиҗә дегәнниң тиришип ишләш, қурбан бериш, бәдәл төләш арқилиқ бир - бирләп қазинилидиғанлиқини билидиған хитайлар наһайити аз.
Хитайлар яш вақтидики маарип тәрбийисидила ялғанчилиқ қилишни вә башқиларни баплашни өгинип чиққан
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайларниң көпинчиси намратлиқ басқан вә маарип тәрбийиси кам муһитта чоң болғачқа, улар әқәллий әдәп - қаидини вә салапәтлик иш - һәрикәтни билмәйду.Улар адәттә наһайити уятчан көрүнсиму, әмма уларниң тәқ - турқи бәд - бәширә. Хитайлар яш вақтидики маарип тәрбийисидила ялғанчилиқ қилишни вә өзидә бар нәрсиниң һалавитини башқилар билән тәң көрүш әмәс, бәлки башқиларни қандақ баплашни өгинип чиққан.
Хитай пәйдин - пәй дуня буйичә инсанийәт яшашқа әң мувапиқ болмиған дөләткә айланмақта
Ранд ширкитиниң доклатида баян қилинишичә, хитайда кәң көләмдә ишләпчиқирилған әрзан баһалиқ малларниң, ишләш техникиси вә игилик башқуруш системиси қалақ болғанлиқи үчүн, експорт қилинған районларда қазанған инавити төвән.Хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларға кәткән сәрпият японийә, америка қатарлиқ тәрәққий қилған дөләтләргә қариғанда көп юқири. Шуңлашқа хитайда мәһсулат қанчә көп ишләпчиқирилғансери, униңда исрап қилинған енергийә шунчә көп болмақта.
Хитайда ишләпчиқириш кеңәйтилгәнсери енергийә исрапчилиқи шунчә көп болуватқан бундақ һадисә түпәйлидин, хитайда муһитниң булғиниши барғансири еғирлишип, хитай пәйдин - пәй дуня буйичә инсанийәт яшашқа әң мувапиқ болмиған дөләткә айланмақта.