Хитайниң камбоджадин қайтурулған уйғурларни 'террорчилар'ға чиқириши кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң гуманини қозғиди

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим ғәрб әллири 2009 ‏- йили 12 - айда камбоджадин хитайға қайтуруп берилгән уйғур мусапирлириниң тәқдиридин җиддий әндишә қилип келиватқан иди. Бу әндишиниң бикар әмәслики ахири пәйшәнбә күни оттуриға чиқти.
Мухбиримиз әркин
2010.06.24
Kambodia-otkuzup-bergen-20-Uyghur-305 Сүрәт, хитай 'террорчилар' дәп әйиблигән камбоджадин қайтурулған уйғурлар тоғрисида елан қилинған мақалиниң тордики көрүнүши.
ki-media.blogspot.com Дин елинди.

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни уйғур мусапирлириниң ичидики бир қисим кишиләрни террорчиға Чиқарди. Лекин хитайниң баяни кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң гуманини қозғимақта.

Хитай җ х министирлиқиниң пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өткән йили 12 ‏- айда камбоджадин хитайға қайтуруп берилгән уйғур мусапирлириниң ичидин, бир қисим кишиләрниң террорчилар гуруһиға әза икәнликини елан қилиши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң гуманини қозғиди. Җ х министирлиқи баянатчиси пәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида 20 кишилик мусапирлар гурупписидики бәзи кишиләрниң "террорчилар" гуруһиға әза икәнликини илгири сүргән.

Җ х министирлиқи баянатчиси ву хепиң " террорчилар" гуруһи паш қилинип, гуруһниң 10 адими қолға елинғанлиқини, уларниң шәрқий түркистан ислам һәрикити билән алақиси барлиқини билдүргән болсиму, лекин даириләрниң мусапирлар гурупписидики қанчә кишини "террорчилар" гуруһиға бағлиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин уйғур вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң камбоджаға қачқан мусапирларни "террорчилар" гуруһиға чатқанлиқиға гумани позитсийә тутмақта. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим хитайниң мәқсити сияси ғәрәзлик болуп, уларниң баяни ишәнчлик әмәс дәп көрсәтти.

Камбоджа даирилириниң өткән йили 12 - айда бир нәпәр аял вә икки нарсидә балини өз ичигә алған 20 кишилик уйғур мусапирлар гурупписини хитайға қайтуруп бериши дуняда зор ғулғула қозғап, камбоджа һөкүмити б д т мусапирлар әһдинамисини дәпсәндә қилиш билән тәнқидләнгән. Бу вәқә йәнә америка - камбоджа мунасивитигә тәсир көрситип, америка һөкүмити камбоджаға беридиған һәрбий ярдәмни бикар қилған. Америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзалар қанун лайиһиси һазирлап, камбоджаниң америкиға бәзи малларни баҗсиз експорт қилиш имтиязини бикар қилишни тәләп қилған.

Америка камбоджаға беришкә вәдә қилған 250 данә һәрбий аптомобилни бериштин ваз кәчкәндин кейин, хитай һөкүмити камбоджаға һәрбий ярдәм беришкә вәдә бәргән. Хитай уйғур мусапирлириниң ичидики бәзи кишиләрни "террорчи"дәп елан қилишниң бир күн алдида чиққан хәвәрләрдә хитайниң камбоджаға 257 данә һәрбий аптомобил тапшурғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Мәркизи америкидики лавгәй фонди җәмийитиниң мәсули харий ву әпәнди, уйғур мусапирлирини қайтуруветиш хәлқара әһдинамиларға хилап икәнликини әскәртип, лекин хәлқара әһдинамилар хитай үчүн һечниемигә әрзимәйдиғанлиқини билдүрди. У, "җуңго һөкүмити хәлқара әһдинамиларға имза қойди, дегәнлик немә гәп. Хәлқара әһдинамилар җуңго үчүн һечниемигә әрзимәйду. Улар һәр қандақ келишимгә имза қоювериду, лекин һәрикитидә өзиниң билгинини қилиду. Улар нурғун һөҗҗәтләргә имза қойди. Лекин улар һечқачан уларға әмәл қилип бақмиди. Мән буниңға һәйран қалмаймән" дәп көрсәтти.

Хитай җ х министирлиқи юқириқи уйғурларниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи яки қилинидиғанлиқи, уларниң һазир қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи һәққидә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән. Хитайниң 5" - июл вәқәси"гә четилип қолға елинғанларни бир тәрәп қилиш усули хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң вә ғәрб әллириниң тәнқидигә учриған болуп, улар әйибләнгүчиләрниң адил сотлинишини вә өзини ақлаш һоқуқиға һөрмәт қилинишини тәләп қилған.

Рабийә қадир ханим буниң бу мәзгилгә тоғрилап елан қилиниши "тасадипийлиқ әмәс" дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай җ х министирлиқиниң баянатида йәнә, камбоджадин қайтурулған уйғурлар абдурешит абләт вә имин сәмәрләрниң гурупписиға мәнсуп кишиләр дәп елан қилинған болуп, абдурешит абләтниң шәрқий түркистан ислам һәрикити тәрипидин әвәтилгәнликини, имин сәмәр болса бу гуруппиниң ғоллуқ адәмлиридин икәнликини илгири сүргән. Бу гуруһниң 2009‏ - йили 8 ‏ - айда қәшқәрдә йүз бәргән хитай чегра мудапиә қисимлириға һуҗум қилиш, кучада йүз бәргән хитай нишанлириға һуҗум қилиш вәқәлирини елип барғанлиқини, бу гуруһниң йәнә тәшкилат әзалирини чәтәлгә қечишқа уюштурғанлиқини билдүргән.

Лавгәй фонди җәмийитидики харий ву әпәнди болса, җ х министирлиқиниң бу кишиләрни "террорчилар"ға бағлиғанлиқиға һәйран қалмайдиғанлиқини әскәртти. У мундақ дәйду" :мән җуңго һөкүмитиниң уйғурларни қолға елиши, уларни сотлап, террорчи дегән қалпақлар билән җазалишидин һәйран қалмаймән. Мениңчә бу һәйран қаларлиқ иш әмәс. Чүнки улар буни қилишқа тегишлик иш дәп қарайду һәм уйғурларни бастурушни бир вәзипә һесаблайду."

Хитай мәтбуатлириниң бу йил 1‏ - айда елан қилған камбоджадин қайтурулған уйғурлар һәққидики хәвәрлиридә мусапирлар топидики 7 - 8 кишиниң 5" - июл вәқәси" гә арилашқанлиқини вә вәқә җәрянида аталмиш"җинайәт" садир қилғанлиқини илгири сүргән иди. Хитай һөкүмити бу вәқәдә 200 гә йеқин адәм өлгәнликини елан қилған болсиму, лекин дуня уйғур қурултийи өлгән һәм из ‏ - дерәксиз йоқалған уйғурларниң нәччә миңға йетидиғанлиқини билдүрмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.