Канадада, вен җябавниң стевен һарперни аммиви сорунда әйиблигәнликигә аит муназириләр давамлашмақта

Канада баш министири стевен һарперниң хитайға қаратқан тунҗи дөләт зияритиниң ахирлашқиниға 2 һәптә болуп қалған болсиму, әмма, канада мәтбуатлирида хитай баш министири вен җябаониң, аммиви сорунда "бу тазиму кечиккән бир зиярәт болди" дәп харперни әйиблигәнликигә қарита муназириләр давамлашмақта.
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.12.16
Kanada-bash-minister-Stefen-xarper-wen-jyabaw-305.jpg Канада баш министири стифен харперниң хитай баш министири вен җябав билән көрүшкәндики көрүнүшләрдин бири. 2009-Йили 3-декабир, бейҗиң.
AFP Photo

Әйни чағдики харпергә қилинған бу әйибләш вә дартмилашлар, канада мәтбуат саһәсидә җидди муназирә қилиниватқан темиларниң бири болуп, мәйли канада хәлқи болсун вә яки канададики асаслиқ партийиләр һесаблинидиған либерал вә консерватип партийиләргә тәвә ахбарат васитилирида болсун, вен җябаониң бу һәркитини "интайин қопаллиқ вә дипломатик болмиған йолсизлиқ" дәп әйиблимәктә.

Канадада чиқидиған "йәр шари почтиси" гезитиниң мухбири җон ибитсон бу гезиттә елан қилған "аммиви сорундики әйибләш" намлиқ мақалисида, әйни чағдики вен җябаониң харпергә қаратқан даритмилашлирини әсләп, ''бу бир кишиниң диққитини чекидиған аммиви сорундики әйибләш иди. Мән һечқачан бундақ бир әһвални учуртуп бақмиған икәнмән,'' дәп язиду.

Канада баш министири стевен харперниң хитай зиярити җәрянида мухбирлиқ вәзиписини үстигә алған мухбир җон ибитсон, хитай канада мунасивәтлиригә аит йәнә бир мақалисида интайин өткүр қилип, ''канада хитай мунасивәтлиридики күрәш, хитай билән қандақ бир мунасивәт орнитишни билиш билән бир вақтта, канаданиң өзини сетиветидиған паһишигә айлинип қалмаслиқи'' дәп йезиш арқилиқ канада тәрәпни хитай мунасивәтлиридики сәзгүр вә назук нуқтиларға сәл қаримаслиққа агаһландуриду.

Йәнә, "йәр шари почтиси гезити" дә йеқинда елан қилинған "канада хитайниң дәрс беришигә муһтаҗ әмәс" намлиқ мақалида, аптор хитай министири вен җябавни агаһландуруп, "сән бизниң баш министиримизни аммиви сорунларда әйибләш билән бир вақитта, канададики 30 милйон хәлқни әйибләватисән, чүнки биздә министирни хәлқ сайлап чиқиду. Стевен харпер 30 милйон канада хәлқиниң вәкили," дәп язиду.

Канадада чиқидиған "хәлқара почта" гезитидә узақ йолларни бесип хитайни зиярәт қилған бир дөләт адимигә қилинған бу хил аммиви сорундики әйибләшни,"қопаллиқ вә дипломатик болмиған мәнтиқисизлиқ" дәп тәнқид қилиду.

Канадада хитайчә йезиқта чиқидиған "бүйүк җуңхуа" гезитиниң өткән һәптә ичидики санлиридиму канада баш министири стевен харперниң хитай зияритигә қарита охшашмиған баһа, көз қараш вә мулаһизиләр йәр алған болуп, бу мақалиләр ичидә хитай аптор шяойү тәрипидин йезилған "канада кишилик һоқуқни йәмчүк қиливәтмәйду" намлиқ мақалә диққәт қилишқа әрзийдиған мақалиларниң бири болуп һесаблиниду. Аптор мақалисидә "канада баш министири стевен харпер хитай зиярити җәрянида өзиниң бир дөләт әрбабилиқ салаһийитини наһайити яхши намайән қилди. Әмма, хитай баш министири харперниң сөзлиридин қусур чиқиришқа тиришти. Шундақла хитай -канада мунасивәтлири тарихиға дағ чүшүрүп қойди буни дөләт рәһбәрлиригә һас болмиған қопаллиқ вә мәнтиқисизлиқ дейишкә болиду" дәп язиду. Аптор йәнә мақалисида харперниң кишилик һоқуқ җәһәттә тутқан өзгәрмәс мәйданини махтайду.

Йеқинда канададики "анҗуст" дәп атилидиған бир рай синаш ширкитиниң канада хәлқи арисида елип барған бир қетимлиқ рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, канададики 63% хәлқ канада консерватıплар партийисиниң хитайға тутқан кишилик һоқуқ мәйданини алқишлайдикән. Әмма канададики ишсизлиқ вә ихтисадий кризис қатарлиқ амиллар сәвәбидин, кишилик һоқуқ мәсилилири канада сода саһәсиниң шундақла мәбләғ салғучиларниң қулиқиға хош яқмайватқан амиллардин болуп, улар харпер рәһбәрликидики консерватиплар партийисини хитайға қаттиқ қол муамилә қилмаслиққа агаһландуруп туридикән.

"Бүйүк җуңхуа" гезитидә елан қилинған "канада кишилик һоқуқни йәмчүк қиливәтмәйду" намлиқ мақалида,канаданиң хитайни һәр йили 50 милйон долларлиқ ярдәм пули билән тәминләйдиғанлиқини, бу мәбләғниң нуқтилиқ һалда хитайдики маарип, пән - техника, муһит асраш вә намратларни йөләш қурулушлири үчүн ишлитилидиғанлиғини тилға елип иқтисадий әмәлий күч җәһәттин канаданиң хитайға әмәс, бәлки хитайниң канадаға еһтияҗлиқ икәнлики, шу вәҗидин канаданиң,сода үчүн кишилик һоқуқни йәмчүк қиливәтмәйдиғанлиғидәк бир мәсилини әмәлий пакитлар билән оттурға қойған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.