Хитай казафийдин кейинки оттура шәрқ вә африқа үчүн қандақ бир сиясәт елип бариду?
2011.03.29
Әмма, йеқиндин буян һәдәп бирләшмә армийини ливийидики һәрбий һәрикитини тохтитишқа чақирип кәлгән хитай бу йиғинға қатнашмиди. Биз түнүгүнки программимизда б д т да ливийидики һәрбий һәрикәт қоллиниш мәсилисидә битәрәп болувалған хитайниң әмдиликтә һәдәп бирләшмә армийини әйиблиши вә хитай мәтбуатлириниң урушни бурмилап хәвәр қилишиниң сәвәблири үстидә тохтилип өткән идуқ. Төвәндә хитайниң ливийә мәсилисидә қарар бериштин илгирики вә бундин кейинки пилани һәққидә мутәхәссисләрниң көз қарашлирини диққитиңларға сунимиз.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, ливийә үчүн муһим әһмийәткә игә болған мәсилә б д т да авазға қоюлғанда, хитай өзиниң рәт қилиш һоқуқини ишләтмәй, пәқәт аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкән иди. Йәни мундақчә ейтқанда, бу бир һесабта, казафийға қарши бирләшмә армийиниң һәрбий һәрикәт елип беришини қоллиғанлиқ һесаблинатти. Ундақта әзәлдин бери бир дөләтниң ички ишиға арилишишқа шиддәт билән қарши чиқидиғанлиқини ипадиләп кәлгән хитай, немишқа ливийә мәсилисидә битәрәп туруш арқилиқ, бирләшмә армийиниң ливийигә киришигә йешил чирағ йеқип бәрди?
Истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң ливийигә салған омумий мәблиғиниң миқдари 20 милярд доллар әтрапида болуп, ливийидики вәзийәт түпәйли ливийигә мәбләғ салған хитай ширкәтлири һәммиси зиянға учриған. Шуниңдәк ливийидә казафийниң өз хәлқигә қораллиқ уруш қозғиши кәлтүрүп чиқарған бу қалаймиқанчилиқ, хитайниң африқа дөләтлиригә қарита йүргүзүватқан сиясәтлиригиму тәһдит пәйда қиливатқан болуп, әгәр ливийидә вәзийәт контролдин чиқип кәткән тәқдирдә, хитайниң африқа дөләтлиридики мәбләғ пиланлирини астилитип қойиду - дә, нәтиҗидә бу хитайниң иқтисадиға зиян елип келәтти. Шуңа әйни вақитта хитай мушу сәвәбләр түпәйли, казафийниң һакимийәттин қоғлинишиниң мәсилини һәл қилишниң әң йеқин йоли дәп қарап, казафийға қарши һәрбий һәрикәткә йешил чирағ яққан.
Әмма, казафийниң кетишиниң хитай ойлиғандәк ундақ асан болмиғанлиқи, казафийниң қораллиқ тоқунушни давам қилиши вә бирләшмә армийиниң өз вәзиписини натоға өткүзүп бериши болса, хитайниң әмдиликтә позитсийисини өзгәртип, һәдәп бирләшмә армийини уруш тохтитишқа чақиришиға сәвәб болмақта. Әлвәттә буниң йәнә бир муһим сәвәби болса, иқтисадий сәвәбтин башқа йәнә сиясий сәвәб болуп, өз ичидә уйғур вә тибәт мәсилисигә охшаш етник мәсилиси болған хитай һөкүмити әзәлдин бери бу хил демократик қаршилиқларға шиддәт билән қарши чиқип кәлгән. Дәрвәқә, хитай даирилири һәр пурсәттә ливийиниң игилик һоқуқи вә дөләт пүтүнлүкигә һөрмәт қилишни тәкитлимәктә. Бүгүн йәни сәйшәнбә күни әнглийиниң пайтәхти лондонда 40 дөләтниң вәкиллири бир йәргә җәм болуп, ливийиниң вәзийитини музакирә қилған йиғинғиму хитай қатнашмиған.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай вә русийиниң вәкиллири қатнашмиған бу йиғинда 40 дөләтниң рәһбири ливийилик диктатор казафийға дәрһал вәзиписидин истепа бериш һәққидә чақириқ қилди вә һәрбий һәрикәтләрниң, у авам хәлққә һуҗум қилишни тохтатқучә давам қилидиғанлиқини тәкитлиди. Буниңдин сирт, франсийә рәһбәрлири ливийилик исянчиларни қорал билән тәминләш һәққидә учришиш елип беришқа тәйяр икәнликини билдүрди. Йиғинға, б д т баш секретари бан кимун, түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғли вә америка ташқи ишлар министири һилларий килинтонларму қатнашти.
Игилинишичә, йиғин җәрянида йәнә, ливийилик исянчилар әгәр ғәлибини қолға кәлтүргән тәқдирдә ливийидә әркин вә демократик бир җәмийәт бәрпа қилиш һәққидә вәдә бәргән.
Ундақта дуня дөләтлири ливийиниң тәқдири һәққидә җиддий музакириләрни башливәткән мушундақ бир йиғинда йәр алмиған хитай бундин кейин районда қандақ бир сиясәт йүргүзиду?
Бу һәқтә, америка сйракус университети хәлқара вәзийәт вә сиясәт пәнлири доктор оқуғучиси қилич қанат радиомизға көз қаришини баян қилип, хитайниң һазир ливийидә вәзийәтниң тинҗишини күтүватқанлиқини вә ливийидики кейинки вәзийәт үчүн йеңи бир истратегийә бәлгиләйдиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, хитайниң бундин кейинки йеңи истратегийиси инсаний мәсилиләрдә техиму қаттиқ болуп, илгири косово вә кейин ливийигә қаритилған һәрбий һәрикәтни қоллашқа охшаш “хаталиқи” ни қайта тәкрарлимаслиқ йөнилишидә болидикән. Йәни, хитай өз ичидики етник мәсилилири үчүн бир йочуқ ичип бәрмәслик вә африқидики мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн, бундин кейин африқидики диктатор иттипақдашлирини қоғдашни асасий рамка қилған һалда сиясәт елип баридикән.
Истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди хитайниң африқида нурғун һәл қилғуч мәнпәәтлириниң барлиқини, шуңа хитайниң бу районда давамлиқ сөз игиси болуш үчүн өз паалийитини давам қилидиғанлиқини билдүрүш билән бирликтә, районда вәзийәт әслигә кәлгән тәқдирдә африқа дөләтлириниңму хитай билән йәнә һәмкарлишишни давам қилидиғанлиқини ейтти.
Дәрвәқә, хитай һазир казафийдин кейинки оттура шәрқ вә африқа сияситини бәлгиләшкә тиришиватқан болуп, хитай әмәлдарлири райондики дөләтләр билән болған дипломатик мунасивәтләрни қайтидин көздин кәчүрүш үчүн район дөләтлиригә қаратқан дипломатик зиярәтлирини башливәткән.