Хоңкоңда хитайниң истиқбалидин үмидсизлиниш юқири чәккә йәтти

Хоңкоңда елип берилған хәлқ райини синаш нәтиҗиси хоңкоң хәлқиниң хитай дөлити вә һөкүмитиниң истиқбалидин үмидсизлиниш роһиниң юқири чәккә йәткәнликини испатлиди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.09.20
tebiiy-gaz-305.jpg Сүрәттә, тәбий газ қудуқлиридин бир көрүнүш.
AFP Photo

Хитай зиялийлириниң илгири сүрүшичә, 1997-йили хоңкоң хитайға қайтурулғандин буян, хоңкоңниң иқтисади тәрәққияти бир изда тохтап қалди. Җәмийәт тәрәққиятида тилға алғудәк илгириләш болмиди. Көрүнүштә “бир дөләттә икки хил түзүм” сиясити иҗра қилиниватқандәк қилсиму, хоңкоңдики һөкүмәт сайлими вә мәтбуат әркинлики хитай мустәбит түзүминиң көләңгиси астида қалди.

Германийә долқунлири радиосиниң 19-сентәбирдики “хоңкоң хәлқиниң хитайниң истиқбалиға болған ишәнчи төвәнлиди” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, хоңкоң университети 9-айниң 11-күнидин 14-күнигичә миңлиған пуқралар арисида телефон арқилиқ биваситә рай синаш елип барған болуп, хуласә сүпитидә елан қилинған нәтиҗә хоңкоң һөкүмити вә хитай һөкүмәт даирилирини қаттиқ биарам қилған.

Рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, бу йил хоңкоң һөкүмитигә болған ишәнчини йоқатқанларниң нисбити 34% өрләп, 2004-йилидин буянқи әң юқири сәвийигә йәткән. Хитай һөкүмитигә болған ишәнчини йоқатқанларниң нисбити 40% өрләп, 1997-йилидин буянқи әң юқири сәвийини һасил қилған.

Хәвәрдә көрситилишичә, һазир ляң ченйиң рәһбәрликидики хоңкоң һөкүмитигә ишинидиғанларниң нисбити аран 35% кә чүшүп қалған болуп, хоңкоң хәлқиниң хоңкоң һөкүмитигә болған ишәнчиниң йоқилип беришиға хоңкоңда йолға қоюлмақчи болған “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” намидики меңә ююш оператсийиси, хоңкоң асасий қанунини түзүш комитети вә йеңи хоңкоң һөкүмитиниң хитай компартийисиниң тәсиригә учраш һадисиси, хоңкоңдики ахбарат әркинликиниң бесимға учриши, хоңкоңниң хитайға қайтурулғанлиқиға 15 йил болған болсиму, һечқандақ иҗабий тәрәққият, йеңилиқниң рояпқа чиқмиғанлиқи қатарлиқ бир талай мәсилиләр сәвәбчи болған. Йеқинқи йиллардин буян хитай компартийисигә вә хоңкоң һөкүмитигә қарши елип берилған зор көләмлик намайишларму кишиләрниң роһиға тәсир қилған.

Хоңкоң хәлқиниң хитай мәркизи һөкүмитигә болған ишәнчиниң йоқилип беришиға сәвәб болған амиллар наһайити көп болуп, “алма гезити” ниң баян қилишичә; иқтисадий тәрәққияттин башқа, хитайда мәдәнийәт җәһәттә, идрак җәһәттә, җәмийәт тәрәққияти вә әхлақ җәһәттә илгириләш болмиди. Әксичә, ақ-қара арилишип кәтти, истил бузулди, кишилик һоқуқ паалийәтчилири түрмиләргә бәнд қилинди, пикир әркинлики чәкләнди. Демократик һәқ-һоқуқлар саһәсидә барғансери чекиниш болди.

Уйғур зиялийлириниң қаришичә, хитай һөкүмитигә болған ишәнчини йоқатқанлар, хитай дөлитиниң истиқбалидин үмидсизлиниватқанлар ялғуз хоңкоң хәлқила әмәс, бәлки пүтүн хитай хәлқи болмақта. Уйғур вә тибәт хәлқигә охшаш мустәмликә астидики милләтләрниң наразилиқи, қаршилиқи техиму күчлүк. Уйғур ели гәрчә хитайниң әң чоң енергийә мәнбәси, хитайниң бүгүнкидәк иқтисадий чоң дөләт болуп оттуриға чиқишиға түрткә болған бир район болсиму, уйғурлар йәнила намрат, уйғур елидә нә санаәт, нә йеза игиликидә көзгә челиққудәк тәрәққият йоқ. Хитайниң пүтүн муддиаси уйғур елиниң байлиқлири билән өзини қудрәт тапқузушқила мәркәзләшкән. Бу сәвәбтин, уйғурларниң байлиқлирини булап-талашқила көңүл бөлүп, бу районни намрат пети ташливәткән. Гәрчә йеқинқи йиллардин буян аталмиш “һалқима тәрәққият” намида уйғур вәтинини хитайниң 19 өлкисигә бөлүп берип, “ғайәт зор илгириләш” ләрниң рояпқа чиқиватқанлиқини давраң салсиму, уйғурларниң бу тәрәққиятлардин бәһримән болуватқанлиқини көргили болмайду. юқириқи қарашларни илгири сүргән д у қ тәшвиқат-нәшрият комитетиниң мудири пәрһат муһәммиди әпәнди бу хусуста тохтилип өтти.

Хоңкоң университети хәлқ райи тәтқиқат пилани мәркизи 1991-йили қурулған болуп, улар 2000-йили елан қилған бир қетимлиқ рай синаш нәтиҗиси пүтүн хитайда зилзилә қозғап, хитай мәркизи һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Мәктәп мудири қатарлиқ бир қисим кишиләр хитай тәрәпниң қаттиқ бесимиға дуч кәлгән. Бу мәркәз өткән йили 12-айда елип барған рай синашта, аран 17% хоңкоңлуқниң өзлирини җуңголуқ дәп қарайдиғанлиқини ашкарилиған болуп, бу сәвәбтин хитай һөкүмәт тәрәп бу рай синашқа қаттиқ наразилиқ билдүргән вә хитай-хоңкоң бирләшмиси тәшвиқат-мәдәнийәт бөлүминиң хитай тәрәп әмәлдари хав течуән дәрһал мәтбуатларни өзлүкидин зиярәт қилип “бу рай синаш илмий әмәс, логикиға уйғун әмәс, безиләр дөләтниң бир пүтүнлүкигә тәһдит салмақта, иғва тарқатмақта” дәп етираз билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.