Хитай дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятини илгири сүрдиму?
2012.06.01

Хитай компартийисиниң авази болған “хәлқ тори” 29 - май “җуңго дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятини илгири сүрди” намлиқ хәвәр елан қилди. Хәвәрдә хитайниң алтә саһәдә кишилик һоқуқни илгири сүргәнлики тилға елинған.
Кишилик һоқуқ көзәткүчилири тәрипидин интайин күлкилик вә бимәнә дәп қаралған мәзкур хәвәр болса “җуңгониң һәқиқий тәрәққияти вә өзгиришигә обйектип қарайдиған һәрқандақ бир адәм җуңгониң кишилик һоқуқ ишлириниң пухта тәрәққий қилип, дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятиға муһим төһпиләрни қошуватқанлиқини ениқ көрүвалалайду.” дегән сөз билән башланған.
Биз германийидики уйғур зиялийлиридин өмәрҗан, османҗан вә ғәюр әпәндиләрниң хитай тилға алған бу алтә түрлүк нәтиҗигә болған көзқарашлирини аңлап бақайли.
Хитай тилға алған бу алтә түрлүк нәтиҗиниң биринчисидә “җуңго һөкүмити кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә униңға капаләтлик қилишни дөләтни идарә қилиш, һакимийәт йүргүзүшниң муһим принсипи қилди” дейилгән болуп, уйғур зиялийси османҗан әпәндиниң пикри башқичә болди.
Хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидә қолға кәлтүргән аталмиш нәтиҗисиниң иккинчисидә “җуңго асасий қанунни ядро қилған кишилик һоқуққа капаләтлик қилидиған қанун системисини асасий җәһәттин шәкилләндүрди” дейилгән болса, үчинчисидә “җуңго дөләт кишилик һоқуқ һәрикәт пилани (2009 - 2010)”ни түзди” дейилгән биз буниңға қарита д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр қурбан әпәндиниң ипадисини алдуқ.
“җуңго дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятини илгири сүрди” намлиқ хәвәрдә, хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидә қолға кәлтүргән нәтиҗисиниң төтинчиси “җуңго хәлқниң яшаш һоқуқи вә раваҗлиниш һоқуқи җәһәтләрдики мәсилиләрни һәл қилишни алдинқи орунға қоюп, ғайәт зор нәтиҗә қазанди” дегәндин ибарәт болған. Османҗан әпәнди бу хусустики көзқарашлирини билдүрүп өтти.
Бәшинчисидә “җуңго сиясий түзүлмә ислаһатини паал вә пухта илгири сүрүп, демократийә шәкиллирини бейитип, пуқраларниң демократийә һоқуқини үзлүксиз кеңәйтти вә униңға капаләтлик қилди” дегән болса, алтинчисидә “җуңго кишилик һоқуқни күчәйтиш тәрбийисини кишилик һоқуқни илгири сүрүшниң йеңи истратегийиси қилди” дегән. Уйғур зиялийси өмәрҗан әпәнди хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси вә кишилик һоқуқ баяннамилириниң тор бәтлиридә тарқилишини чәкләватқанлиқини, кишилик һоқуқ һәққидә пикир йүргүзүшләрни, кишилик һоқуқниң әқәллий түрлири болған намайиш қилиш, сөз әркинлики, мәтбуат әркинлики дегәнләрни чәкләп келиватқанлиқини, хитайда кишилик һоқуқ издәп түрмиләргә бәнд қилинған кишиләрниң һесаби йоқлуқини тилға алди.
Хитай елан қилған “җуңго дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятини илгири сүрди” намлиқ хәвәрдә тилға елинған алтә түрлүк мәсилигә қарита бир қисим зиялийларниң қарашлирини диққитиңларға сундуқ.