Чәтәлләрдә қурулған коңзи иниститотлири немә иш қилиду?
Мухбиримиз вәли
2010.01.28
2010.01.28
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай һазир дуняға 'коңзичилиқ'ни көтүрүп чиқти. Хитайдики зиялийларниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң һазир коңзичилиқни көтүрүп чиқишиға, америкида ишләнгән илмий фантазийә филими 'авитар' ниң дуняда, шундақла хитайда қизғин алқишқа еришкәнлики сәвәбчи болған.
'Авитар' филимидә тәсвирләнгән наһайити йерақ бир пиланиттики йәрлик хәлқ, срттин келип земинини игиливалған ят милләтни қоғлап чиқарғанлиқи һәққидики һекайә хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Хитай һөкүмити бу һекайидин муқимсиз районлардики хәлқтә әкс сада пәйда қилиду, дәп гуманланған. Әмма хитайда ишләнгән коңзи филими дуняда қарши елинмайватиду.
Хитай һазир дуняға коңзичилиқни көтүрүп чиқиватқанда, америкида 2006 - йили дөләт күтүпханисиниң мәңгулуқ мувәппиқийәт мукапатиға еришкән җоңхуа минго тарихчиси доктор йү йиңши бир мулаһизә елан қилди. Униңда мундақ дәп баян қилиниду:
Хитай 87 дөләттә коңзи инистотидин 280 ни қуруп бопту
-- Өткәндә, әгәр марилән университетидики 'коңзи иниститоти' мини лексийә сөзләшкә тәклип қилмиған болса, мән техи чәтәлләрдә 'коңзи иниститоти' барлиқини билмәйттим. - Дәп мулаһизисини башлайду доктор йү йиңши, - интернеттин издәп көрсәм, коммунист хитай 2009 - йил 10 - айға қәдәр, 87 дөләттә коңзи иниститотидин 280 ни қуруп бопту. 19 Дөләткә мәхсус тәрбийиләнгән 2500 нәпәр 'мутәхәссисс' әвәтип бопту. Хитайда хәлқниң техи бундақ иниститотлардин хәвири йоқкән.--Коммунист хитай қурған коңзи иниститотлири, әгәр коңзи тоғрулуқла сөзлисә, униң һечқиси йоқ. Әмма мениң уқушимчә, бу иниститотлар, худди хитай һөкүмити дегәндәк, хитайчә тил өгитишни мәқсәт қилған, шу қатарда җуңго мәдәнийитини тонуштуридиған иниститот әмәскән.
-- Билп көрсәм, коммунист хитайниң коңзи иниститотлири дуняниң һәр қайси җайлириға наһайити обдан орунлишивапту. - Дәп баянини давамлаштуриду аптор, - америкида хусусий университетларниң коңзичилиқни тәтқиқ қилидиған тармақлири интайин мукәммәл һәм юқири сәвийилик болғачқа, коммунист хитайниң коңзи иниститотлири бундақ мәктәпләргә керәлмәпту. Әмма шитатлар башқуридиған алий мәктәпләргә, болупму чәт җайлардики алий мәктәпләргә киривапту. Бу иниститотлар адәттә 'хитайчә өгитиш' дегән нам билән оқуғучиларни өзигә җәлп қилип, шу баһанидә маркисзм, мавзедоң идийиси дегән аталғуни тилға алмиған һалда, хитайниң тәсирини кеңәйтишкә күчәветипту.
Коммунист хитай чәтәлләрдә қурувалған коңзи иниститотлири һазир бир чоң мәсилә болуп қалди
-- Миниң билишимчә, хитайда ғәрб әллиридикидәк дин йоқ иди, әмма һазир коммунист хитай коңзини 'илаһ ' дәп ативапту. Бәзи яхширақ башқурулған коңзи иниститотлири коңзичилиқни 'хитайчә идийә' дәп чүшәндүрсә, бәзи коңзи иниститотлирида пүтүнләй сиясий паалийәт елип баридикән. Изләп көрсәм, буниңдин икки йил бурунла 'җәнубий хитай гезити' дә, канадалиқ бир хитайшунас мутәхәссс , канадада қурулған коңзи иниститотлири у дөләттә җасуслуқ қиливатқанлиқини паш қилған икән. Мән һазир коммунист хитай чәтәлләрдә қурувалған коңзи иниститотлириниң характери адди әмәсликини чүшүниватимән. Мениң қаришимчә, һазирқи вақитта коммунист хитай чәтәлләрдә қурувалған коңзи иниститотлири бир чоң мәсилә болуп қалди.-- Биз билимиз, хитай коммунист партийиси қилған һәр қандақ бир ишниң кәйнигә бир яман ғәрәз юшурунған. Коммунист хитай немә қилидиғанлиқини һәргиз хәлққә демәйду, бу униң 'дөләт мәхпийәтлики'. Әмма биз һазир коммунист хитайниң пәқәт чәтәлләргә коммунист хитай һөкүмитини 'яхшикән' дегузүп, бу қанунсиз һөкүмәтниң 'қанунлуқ орни'ни тиклимәкчи болуватқанлиқни ениқ көрүватимиз. Һазир чәтәлләрдиму, коммунист хитайниң бундақ юмшақ вастисини чүшәндүридиған 'юшурун идийә' дәйдиған аталғу пәйда болди.
Коммунист партийә хитайда дуняға көтүрүп чиққудәк бирәр мәнивий мәдәнийәт яратқини йоқ
-- Коммунист партийә хитайда, дуняға көтүрүп чиққудәк бирәр мәнивий мәдәнийәт яратқини йоқ -- дәп хитап қилиду аптор, - әмди уларға, тарихтики куңзини 'җуңгочә идийә' дәп көтүрүп чиқип, уни өзгәртип - пәдәзләп, хитайдики һазирқи коммунист һакимийитиниң мәнивий күчи мушу мәдәнийәттин кәлгән дейиштин өзгә йол қалмиған иди.-- Коммунист хитай коңзини көтүрүп чиққанда бир чоң зиддийәткә дуч кәлди. Хитай һазир өзини сотсиалистик дөләт дәп атайду, һазирқи хитай рәиси ху җинтав вә башқа хитай әмәлдарлириниң илаһи маркисизм, ленинизм, мавзедуң идийиси. Уларниң һәммиси коңзини 'илаһ' дәп баққан адәмләр әмәс, бәлки коңзичилиқни изчил тәнқидләп , сөкүп, вәйран қилип келиватқан адәмләр. Уларниң һазир қиливатқан сөзлиридиму коңзичилиққа ятидиған бирәр сөз йоқ. Әмди, башқини қоюп турайли, мушу адәмләрниң өзи һазир иза тартмай коңзини көтүрүп чиқип немә иш қилмақчи? мана бу бизниң деққитимзини қозғаватқан мәсилә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.