Хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисида баянат елан қилди
2011.07.22

2011-Йили 7-айниң 21-күни истанбулда яшаватқан уйғурлар, хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә мунасивити билән хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш қилғандин кейин, хитай консулханиси хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисида баянат елан қилди.
Түркийидә чиқидиған вәтән гезитиниң 22-июл күнидики санида елан қилинған хитай консулханисиниң баянатида, 18-июл бир гуруппа һуҗумчилар тәрипидин хотәнниң навағ сақчи понкитиға һуҗум қилғанлиқини, бу һуҗумчиларниң сақчиларға қаршилиқ көрситип икки кишини өлтүргәнликини, һуҗум қилған сақчи понкитиға от қоюп көйдүргәнликини, бир әскәрниң гөрүгә елинғанларни қутулдуруш җәрянида өлгәнликини, йәнә бир әскәрниң яриланғанлиқини, сақчи понкитиға һуҗум қилғанлардин бир қанчә кишиниң өлтүрүгәнликини вә улардин бир кишиниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән.
Хитай консулханиси бу вәқәни техиму кичик көрситип, вәқәдә өлгән вә яриланғанлар тоғрисида хитайлар өзи елан қилған санлиқ мәлуматларниму бурмилап, вәқәдә бир әскәрниң өлгәнликини, бир сақчиниң яриланғанлиқини, бир адәмниң гөрүгә елинғанлиқини баян қилған ,әмма баянатта қанчә уйғурниң өлтүрүлгәнликини билдүрмигән.
Баянатта йәнә түркийидә йүз бериватқан һуҗум характерлик вәқәләр билән уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләр охшаш террорлуқ һәрикәтләр икәнликини вә һуҗум характерлик вәқәләргә ортақ қарши турушни тәшәббус қилип мундақ дейилгән: пат -пат түркийиму террорлуқ һуҗумлириға учримақта. Түркийә террорлуқ һуҗумларға учриған вақитларда, хитай һәр қетимда түркийиниң һессиятиға қайғу билән ортақлашти. Һуҗум қилиш характерлик вәзийәтләргә қарита түркийә вә хитай өз-ара бир-бирини қоллап-қуввәтлиши вә өз-ара қайғу әләмлирини ортақлишиши керәк.
Хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқәниң келип чиқиш сәвәблири
Хотәндин чәтәлгә чиққан бир уйғурниң исмни ашкарилимаслиқ шәрти билән хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисида дәп беришичә 2011-йили 7-айниң 2-күни хотән шәһиридә тенини сетип җан бақидиған 3 паһишә хитай аял намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгән болуп, сақчилар бу паһишә аялларни өлтүргән кишиләрни издәп тапалмиған, әмма у паһишә аялларниң йениға йүзини етивалған бир ропаш аялниң кәлгәнлик учурини алған вә хотәндә йүзини етип маңған ропаш аяллардин 100 гә йеқин уйғур аялни тутуп чоқу базардики сақчи идарисигә солап қойған.
Шуниң билән у аялларниң әрлири, оғуллири вә ака -инилири болуп бир гуруппа кишиләр сақчи идарисигә берип, у аялларни қоюп беришни тәләп қилған, әмма сақчилар қоюп бәрмигәндин кейин, уларни қутулдуруш үчүн сақчилар билән урушуп кәткән вә калтәк -таяқлар билән уруп бир қанчә сақчини өлтүрүп, бир қанчисини яриландурған. Кейин хитайниң қораллиқ әскәрлири вәқә йүз бәргән орунға бесип келип нурғун уйғурни етип өлтүргән.
Биз, хотәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисида хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси тәрипидин елан қилинған баянат тоғрисида түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси шундақла истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғуз әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.