Хитай армийисиниң ласа вәқәсидә зораванлиқ билән бастуруш һәрикити елип барғанлиқи ашкариланди

14 - Март ласа вәқәси һәққидә 22 - июл елан қилинған доклатта, хитай әскәрлириниң намайишчиларға қаритип оқ чиқарғанлиқи вә намайишчиларни уруп зәхмиләндүргәнлики ашкариланди. Вәқә җәрянини өз көзи билән көргән 203 нәпәр шаһит тәминлигән учурларға асасән тәйярланған доклатниң қисқичә мәзмунини аңлайсиләр.
Мухбиримиз әқидә
2010.07.22
lhasa-305 Сүрәттә лихасадики подала сарийиниң алдидики һәрбий машинилири
AFP Photo

Мәркизи нюйорктики " кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати" ниң асия ишлири тәтқиқатчиси Nicholas Bequelin тәрипидин елан қилинған " өз көзүм билән көргән җуңго дөләт мудапиә әскәрлириниң, тибәтләрниң һоқуқиға таҗавуз қилип елип барған бастуруш һәрикәтлири" дегән темидики 73 бәтлик доклатта, хитай һөкүмитиниң тибәтләр районида елип барған қораллиқ бастуруш һәрикити, тән җазаси йүргүзүш һәмдә қалаймиқан қолға елиш қилмишлири паш қилинған. Бирләшмә агентлиқи, б б с, америка авази қатарлиқ мәтбуатлар николас бекулинни зиярәт қилип мәзкур доклатниң мәзмунлири һәққидә мақалиләр елан қилди.

Доклатта шаһитларниң, икки йил илгири йүз бәргән ласа вәқәсидә хитай армийисиниң оқуғучи, диний зат вә пуқраларға қаритип оқ чиқирип, уларни етип өлтүргәнлики һәққидә бәргән испатлири оттуриға қоюлған.

Николас бекулинниң ейтишичә, икки йилдин буян 14 - март ласа вәқәси һәққидә көплигән талаш - тартишлар мәйданға кәлгән болуп, бу, хитай һөкүмитиниң районни пүтүнләй қамал астиға алғанлиқи, мухбирлар билән көзәткүчиләрниң вәқәниң әслини тәкшүрүшигә рухсәт қилмиғанлиқи билән мунасивәтлик икән.

203 Нәпәр тибәтлик тәминлигән вәқәләрниң испатиға асасән тәйярланған мәзкүр доклатниң тәрәпсиз вә ишәнчлик дәриҗиси юқири икәнликини билдүргән Nicholas Bequelin мундақ дегән ":җуңго һөкүмити, сүргүндики тибәт тәшкилатлирини изчил түрдә сиясий ғәризи бар дәп көрсәтмәктә, шуңа биз чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилатлириниң материяллирини қолланмидуқ. Биз өзимиз бивастә игилигән материялларға таяндуқ. Болупму, тибәткә барған чәтәлликләр, чәтәл мухбирлири вә саяһәтчиләр билән сөһбәт өткүзүп, улар тәминлигән учур вә испатлиқ материялларға асасән доклатни һазирлидуқ".

Омумән доклатта,асаслиқ 14 - март күни йүз бәргән қораллиқ бастуруш һәрикити вә бу йил 4 - айғичә хитай дөләт бихәтәрлик қисимлириниң тибәт районлирида юргузватқан һуҗум характерлик бастуруш һәрикәтлири ашкариланғандин сирт, көплигән шаһитларниң испатлири қәйит қилинған болуп, шаһитлардин Tenpa исимлик бир яшниң сөзи доклатта нәқил илинған, униң ейтишичә, хитай армийиси дәсләп асманға қаритип бир қанчә қетим оқ чиқарған, намайишчилар қошуни өзлириниң оққа тутулушини пәрәз қилалмай, алдиға қарап меңивәргән. Туюқсизла намайишчилар оқ ямғуриға тутулған. Тенпаниң сөзичә, бәлки мәркизи һөкүмәт билән йәрлик һөкүмәт ортақ қарар чиқарған болуши мумкин.

Ласа пуқраси Dorje ниң сөзиму доклатта йәр алған болуп, у мундақ дегән.

" Хитай әскәрлиридин бир қанчиси мени тасмиси вә милтиқ пәйники билән удул кәлгән йеримгә қаттиқ урди, мән қанға миландим. Лекин, улар мени мидирлиялмиғидәк һаләткә кәлгичә урди вә мени өлди дийишти болғай кетип қелишти".

Доклатта, гәрчә, хитай һөкүмити намайишчиларни қораллиқ бастуруш һәрикитини изчил түрдә йошуруп кәлгән болсиму, әмма шаһитлардин игилигән мәлуматлардин қариғанда, 14 - март күни, ласа шәһириниң җәнубида, сичүән вә гәнсу өлкилириниң тибәтләр яшайдиған районлирида тибәтләрниң оқ һуҗумиға учриғанлиқи ашкариланғанлиқи, лекин хитай һөкүмитиниң қаттиқ сиясий бесими астида, хәлқниң һәқиқәтни паш қилиштин қорқуп бу һәқтики дәлиллик испатларниң бастурулуп қоюлғанлиқи илгири сүрүлгән.

Bequelin Өзи тәрипидин тәйярланған бу доклатниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ күн тәртипигә киргүзүлидиғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң 14 - март вәқәсидә йүз бәргән реаллиқни, һечқандақ сиясий чарә қолланмиған асаста бир тәрәп қилиши керәкликини оттуриға қойған.

Доклатниң ахирида, 14 - март вәқәси йүз бәргәндин кейин, җуңго һөкүмитиниң, вәқәни дәрһал сүргүндики тибәт һөкүмити қозғиған сиясий " топилаң" қилип хуласә чиқирип, дөләт бихәтәрлик қисимлирини ишқа селип мәсилини техиму қейинлаштурвәткәнлики тилға елинғандин сирт, хитай һөкүмитиниң әслидә мәвҗүт болған тәңсизликләрни һәл қилиш орниға, мәсилини " топилаң" ға айландуруп, бигунаһ хәлқниң һаяти бәдилигә бастуруш елип берилғанлиқи тәнқид қилинған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, 1978 - йили нюйоркта қурулған һөкүмәтсиз тәшкилат болуп, һәр қайси дөләтләрдә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиклирини испатлиқ материялларға асасән тәнқид қилип келиватқан тәрәпсиз тәшкилатлардин бири һесаблиниду.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.