Хитай маллирини байқут қилиш наразилиқниң йәнә бир усули
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.11.25
2009.11.25

www.treehugger.com Дин елинди.
Хитай маллирини байқут қилиш яки хитай иқтисадини қоллимаслиқ Арқилиқ инсан һәқлири дәпсәндичилики елип бериватқан коммунист хитайға өз наразилиқи һәм қаршилиқини ипадиләшму, америка вә башқа әлләрдә барғанчә кеңийиватқан наразилиқ һәрикитиниң бири болуп қалди.
"Хитайда ишләнгән" дәп йезилған маллар нөвәттә баһасиниң әрзанлиқи билән барғанчә дуня базарлирини игиләватқан болсиму йәнә бир тәрәптин, йеқинқи йиллардин бери миламен қошулған зәһәрлик сүт парашок вәқәси, зәһәрлик чиш пастиси, хәтәрлик чақ, зәһәрлик йемәклик, қоғушунлуқ оюнчуқ, зәһәрлик сир вәқәлири арқа - арқидин паш болуп хитайда ишләнгән малларниң сүпитидә һәқиқәтән мәсилиниң еғирлиқини испатлап кәлмәктә. Шуңа хитайда ишләнгән малларда көрүлгән еғир сүпәт һәм бихәтәрлик мәсилиси түпәйли, хитай маллири нурғун дөләтләр тәрипидин байқут қилинмақта.
Хитай маллирини байқут қилиш, нөвәттә пәқәт иқтисадий амил сәвәбидинла әмәс, бәлки сиясий вә башқа амиллар сәвәбликму аммиви бир һәрикәткә қарап тәрәққи қилмақта.
Болупму - 5 июл вәқәсидин кейин, түркийә җумһурйитидә хитай маллирини байқут қилиш тәшәббуси кеңәйди, чәтәлләрдики уйғурлар арисида болса, өз аилисиниң күндилик турмуш боюмлиридин башлап,хитай мелини ишләтмәслик вә бу арқилиқ хитайға болған күчлүк наразилиқни ипадиләштәк бир түрлүк қаршилиқ һәрикити қанат яймақта.
Америкида хитай маллирини сетивалмаслиқ принсипи билән яшаватқан нурғун яш уйғур аилилири болуп, йеқинда турмуш қурған вашингитондики бир аялниң "хитай маллирини байқут қилиш" тәҗрибиси мунасивити билән уни зиярәт қилдуқ.
Мәрийлән шитатида олтурушлуқ төт пәрзәнти болған бир яш уйғур ана өзиниң хитай маллирини байқут қилип яшаватқиниға бир қанчә йиллар болғанлиқи, америкида хитай маллирини сетивалмаслиқ принсипиға риайә қилип яшаш анчә асанға тохтимисиму, буниң тамамән мумкин икәнликини шундақла йәниму көп уйғурлар һәм уйғурларға көңүл бөлүватқан достларниң бу сәпкә қетилишқа башлиғанлиқини билдүрди.
Ситатистикиларға қариғанда, америка - хитай иқтисади һәмкарлиқлириниң күчийишигә әгишип техиму көп хитай маллири америка базирини манапол қилишқа башлиған болуп, һазир америка истимал базиридики түрлүк малларниң 60%хитайдин киргүзүлгәнлики тәхминләнмәктә. Әмма шундақтиму америкида хитай маллириниң сүпитигә болған наразилиқ вә хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичиликигә болған наразилиқлар бу демократик әлдики нурғун кишиләрни хитай иқтисадини қоллимаслиқ һәрикитигә елип кирмәктә.
Верҗиния шитатидики BRANDA SHEETS ханим төт йилдин буян аилиси бойичә хитай маллирини байқут қилип келиватқан америкилиқларниң бири, нөвәттә униң немә сәвәбтин хитайға бу хил усул билән наразилиқ билдүрүп келиватқанлиқини аңлап көрәйли:
-- Биз хитай маллирини алмаслиққа башлиғили бир қанчә йил болди, асаслиқи сақлиқ бихәтәрликимизни сақлаш, бихәтәр истимал боюмлирини ишлитиш, йәнә бирси хитайниң инсан һәқлири вәзийити буниңға сәвәб болди. Аилимиздә мән вә ерим, икки оғлум вә икки қизим шундақла сәккиз нәврәм һәммимиз турмуш боюмлири, йимәк ичмәк, керәклик барлиқ боюмларни сетивалғанда, хитай маллирини сетивелиштин интайин диққәт билән сақлинимиз.
-- Хитай маллирини байқут қилишни мән башлиған, ахири биз өткән йилда йеңи өйимизни пүтүнләй хитайда ишләнгән маллардин хали һалда қуруп чиқтуқ, америкидики малларниң болупму балиларға ишлитилидиған боюмларниң 90% и хитайдин кәлгән,әлвәттә хитай маллирини пүтүнләй рәт қилиш - бу асан әмәс, лекин тамамән қилғили болидиған иш.
-- Хитайдики инсан һәқлири мәсилиси бизгә интайин тонушлуқ. У җайда инсан һәқлириниң қиммити йоқ, - 5 июл вәқәси һәққидә хәвәрләрни көргиниминдә уларниң хәлқни қараңғулуқта қоюп дуня ахбаратидин юшуруп туруп өлтүргәнликигә һеч ишәнгүм кәлмигән иди, һазирму хитай һөкүмити дуняни қаритип қоюп йәнә бу бастурушини давам қиливатиду, биз болсақму бирликтә, хитай маллирини байқут қилиш арқилиқ, бир тәрәптин өзимизниң аилисини қоғдисақ, йәнә бир тәрәптин пүтүн инсанийәтни қоғдиған, болупму өзини қоғдаш имканийити болмиған, бастурулуватқан,өлтүрүлүватқан хәлққә болған азғинә ярдәм һәм қоллишимизни ипадилигән болимиз. Мана бу биз қиллайдиған әмәлий һәрикәт, биз һәммимиз бирликтә қарши турғандила хитай өзиниң йолини өзгәртишкә мәҗбур болиду.
BRANDA Ханимниң билдүрүшичә, америка иқтисадиниң төвәнлишидә хитай маллириниң америкиға бесип киришиму зор рол ойниған болғачқа, нурғун америкилиқлар арисида хитайниң мелини байқут қилиш һәрикити барғанчә күчлиниватқан икән, шундақла улар америка һөкүмитиниң хитай маллириға чәк қоюшини тәләп қиливатқан болуп, көп санда кишиләр, америка ширкәт, завут карханилирини хитайдин яндуруп келиши керәк, бу америкида иш пурсити һәм иқтисадниң көтүрүлүшигә түрткилик рол ойнайду дәп қарайдикән.
Мәйли қандақла сәвәб вә мәқсәтниң түрткисидә болмисун, америкида амма арисида хитайни байқут қилиш һәрикити барғанчә әвҗ еливатқанлиқи мәлум, һәтта бу һәқтә қизил хитайни байқут қилиш мәқситидики мәхсус тор бәт һәм аммиви тәшкилатларму қурулған. Бәзи шәхсләр тор бәтләрдә хитайни байқут қилиш һәрикитини тәшвиқ қилмақта.