Хитай уйғур вә тибәт районлирида сиясий мәһбусларни пушайман қилғанлиқини баян қилишқа мәҗбурлимақта
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.30
2010.06.30
RFA File
Бүгүн нюйорк вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, тибәттики бир раһиб хәлқара ахбарат вастилиригә сөз қилип өзиниң, бурун қилған ишлириға пушайман қилғанлиқини билдүргән. Пушайман қилғанлиқини баян қилған раһибниң исми Norgye болуп, у 2 йиллиқ қайта тәрбийә җазасини йеңила тамамлиған. У мухбирларниң зияритини қобул қилип пушайман қилғанлиқини баян қиливатқанда, бейҗиң вә лхасадин кәлгән икки нәпәр һөкүмәт хадими вә бир бәштә яхши (һөкүмәт тәрәпдари) раһиб, униңға һәмраһ болуп турған.
Норгйе сөзидә, өзиниң бурун қанунни билмигәнлики үчүн, вәзийәт һәққидә тоғра хуласә чиқиралмиғанлиқини, әмди қайта тәрбийә җәрянида қанунни чүшинип өзиниң хаталиқини тонуп йәткәнликини билдүргән.
Әслидә норгей, 2008 - йили тибәттә 14 - март вәқәси йүз берип, 2 һәптә өткәндә ибадәтханиға зиярәткә кәлгән чәтәл мухбирлириға йиғлап туруп сөз қилип, һөкүмәтниң ялған сөзләватқанлиқини, 14 - марттики вәқәдә тибәтликләрдин көп кишиниң өлгәнликини билдүргән. У йәнә шу қетим, тибәттә әркинлик йоқлуқини, өзлириниң 10 - марттин башлап, ибадәтханидин сиртқа чиқишиға рухсәт қилинмайватқанлиқини ашкарилиған.
Түнүгүн чәтәл мухбирлири униңдин "тибәттә әркинлик барму?" дегән соални қайта сориған. Норгей бу соалға "бар" дәп җаваб бәргән. Әмма у бу сөзни авазини пәс қилип вә бешини төвән селип туруп ейтқан.
Б д т мутәхәссиси новак техи алдинқи күни вашингтондики бир йиғинда сөз қилип, хитайда сиясий мәһбусларға тән җазасидин башқа, роһий җаза қоллиниватқанлиқини, әмгәк билән қайта өзгәртиш дегән бу түзүмниң кишиләрниң роһини сундуруш җазаси икәнликини билдүргән. Новак шу қетимқи сөзидә роһий җазаниң хитайда асаслиқи тибәт вә уйғур районида иҗра қилиниватқанлиқини билдүргән.
Сабиқ мәһбуслардин бириниң баян қилишичә, хитай сиясий мәһбусларни пушайман қилғанлиқини баян қилишқа мәҗбурлашта икки түрлүк вастә қолланмақта; буниң бири тәһдит селиш, йәнә бири болса қаймуқтуруш.
Хитайниң бу түр җазалири уйғур районида көп һалларда күтүлгәнниң әксичә нәтиҗә бериватқанлиқи мәлум болмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.