Әнқәрәдә куңзи тәтқиқат мәркизи қурулди
2007.12.25

Түркийиниң тонулған университетлиридин бири болған оттура шәрқ техника университетида куңзи тәтқиқат мәркизи рәсмий қурулған. Түркийиниң әң нопузлуқ гезитлиридин бири болған һөрийәт гезитиниң 24- декабир күнидики санида елан қилинған "оттура шәрқ техника университетида куңзи тәтқиқат мәркизи қурулди" мавзулуқ хәвәрдә университетниң мудири проф. Др. Урал ақбулут әпәндиниң гезиткә бәргән баянатиға йәр берилгән. У баянатида хитай тилини өгитиш, хитай мәдәнийитини вә түрк тарихини тәтқиқ қилиш үчүн оттура шәрқ техника университети тармиқида куңзи тәтқиқат мәркизи қурулғанлиқини, бу мәркәзниң түркийиниң мунасивәтлик органлири тәрипидин тәстиқланғанлиқини, 2008- йили 2- айдин етибарән хитайчә өгитиш башлинидиғанлиқини ейитқан.
Оттура шәрқ техника университети мудири проф. Др. Урал ақбулут әпәнди һөрийәт гезитигә бәргән баянатида түркләрниң хитайни яхши чүшәнмәйдиғанлиқини ейтип мундақ дегән: "хитай тарихи мәнбәлиридә түркләр һәққидә нурғун мәлуматлар бар. Түркийидә хитайчә билидиған мутәхәссислиримиз аз болғачқа түрк тарихини толуқ билмәймиз. Чүнки тарихта түркләр әң көп алақә қилған дөләт хитайдур. Шуңа хитайчини яхши билидиған мутәхәссисләр түрк тарихини йоруққа чиқириш үчүнму пайдилиқ. Йәнә бир тәрәптин хитай дөлити зорийиватқан бир күч."
Проф. Др. Урал ақбулут әпәнди баянатида куңзи тәтқиқат мәркизини хитайлар билән ортақ қурғанлиқини ейтип мундақ дегән:"бир қанчә ай бурун хитай әлчиси хитай мәдәнийитини , хитай тилини өгитиш үчүн бизниң университет билән ортақ бир мәркәз қуруш тәклипини оттуриға қойди. Биз музакирә қилиш нәтиҗисидә мувапиқ көрдуқ. Мәркизимизгә хитайлар оқутқучи әвәтмәкчи, иқтисадий чиқимниң йеримини хитай дөлити өтимәкчи. Хитай дөлити дуняниң һәр қайси җайлирида куңзи тәтқиқат мәркизи қуриватиду. Түркийидә қурулған бу мәркәзму уларниң биридур."
Хитай һөкүмити 1990- йиллардин тартип түркийә билән болған мунасивитигә алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин бери қәйсиридики әрҗийәс университетида, истанбулдики оқан университетида хитайчә бөлүм ечилди, әмди болса түркийиниң тонулған университетлиридин бири болған оттура шәрқ техника университетида куңзи тәтқиқат мәркизи қурулди. Бу неминиң ипадиси? хитай һөкүмити немә үчүн иқтисадий ярдәмләрни қилип бу хил мәркәзләрни қурдуриду? буниң уйғур давасиға болған тәсири қандақ болар? (әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур рәссами мәрвайит һапиз вә униң нәтиҗилири
- Алматада, уйғур тилида нәшир қилинған китаплар көргәзмиси ечилди
- "Уйғур сәтәткарлар" шиветсийидә консерт қоюшқа башлиди
- Хитай түркийидә мал ишләп чиқириш базиси қурмақчи
- Туркийәдики йеңи чағ телевизийисидә уйғурлар тонуштурулди
- Әслини сақлап қалған уйғур хәлқ нахшилиридин һузур елиң
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (2)
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (1)
- Рус алиминиң нәзиридики уйғур йеқинқи заман тарихи
- Уйғурларда саламлишиш әнәниси
- Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи
- Уйғур елидики тунҗи тарихий музей