Хитайниң уйғур юртлирида узитидиған олимпик мәшили дөләт террорлуқи вә миллий зулумниң бәлгиси

Хитайниң 'шинҗаң хәвәр тори' да баян қилинишичә, хитайниң олимпик мәшили 6 ‏ - айниң 16 - күни үрүмчигә йетип кәлгән, 17 ‏ - числадин башлап үч күнгичә үрүмчи, қәшқәр, шихәнзә, санҗидин ибарәт төт шәһәрдә мәшәл узутуш һәрикити елип берилидикән.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.16

 Аптоном районниң муавин рәиси, мәшәл узутуш комитетиниң муавин башлиқи тиливалди абдурешитниң ейтишичә, хитай һөкүмити бу қетим мәшәл узатқучиларни таллашта, хитайлар билән йәрлик милләтләрниң нисбитини тәңшәшкә алаһидә әһмийәт бәргән. 377 Нәпәр мәшәл узатқучиниң 165 ни 13 хил йәрлик милләттин талливалған.

Хитайниң 'шинҗаң пайтәхт гезити' дә баян қилинишичә, аптоном районлуқ қатнаш назарити өзиниң җайлардики тармақлиридин олимпик мәшилини узитидиған хадимларға 'қолайлиқ йол' ечип беришни, қатнаш тармақлириниң асаслиқ мәсуллири һәммә өткәлдә өзи туруп назарәтчилик қилишни тәләп қилған.

Һазир германийидә туруватқан язғучи көрәш атаханниң қаришичә, хитайниң олимпик мәшилини уйғур юртлирида узутуш иши тарихтин буян давам қилип келиватқан олимпик әнәнисигә қарши һәрикәт. У хәлқара тәшкилатлардин, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини вақтида тәкшүрүшни, бу һәқтә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилди.

Б б с ниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң һазир уйғур аптоном районида олимпик мәшилини узутуш һәрикити наһайити сәзгүр мәсилә болуп қалди. Хәвәрдә баян қилинишичә, уйғур аптоном районида олимпик мәшилини узутуш һәрикити елип баридиған үч күн ичидә, бихәтәрлик мәсилисигә четилидиған адәм сани наһайити көп болғанлиқтин, хитай һөкүмити хәлқтин сиртқа чиқмай өйдә олтуруп телевизор көрүшни тәләп қилған. Һөкүмәт бу һәқтики тәшвиқатлирида, буйил 'шинҗаңни база қилған террорчиларға даир икки делони паш қилинғанлиқи, болупму бейҗиңға маңған йолучилар айропиланида от апити пәйда қилиш суйиқәсти йүз бәргән вәқәни алаһидә әскәрткән. Хитай һөкүмити җакарлиған бәлгилимиләрдә йәнә, хәлқтин бу төт шәһәрдә олимпик мәшилини узутуш җәрянида тез от тутушидиған нәрсә елип йүрмәсликни, етилдақ атмаслиқни, йолларда, болупму көврүкләрниң үстидә турмаслиқни, хитайниң дөләт образини чүшүридиған шоарларни товлимаслиқни алаһидә тәләп қилған.

Көрәш атаханниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур юртлирида узутидиған бу олимпик мәшили һазир хитайниң дөләт террорлуқи вә миллий зулум йүргүзүшниң бәлгиси болуп қалди. Хәлқниң разилиқсиз, роһи майиллиқисиз елип берилған һәр қандақ һәрикәт шу җайдики һакимийәтниң абройини төкиду. Шу җайдики хәлқниң әркинликкә болған арзу - истәклирини техиму күчәйтиду. Хитай һөкүмити уйғур юртлирида бундақ мәшәлни узутуш һәрикити елип барған вақитта, шәрқий түркистан тәшкилатлири вәтән ичидә вә сиртида өз қәлбидики әркинлик мәшилини туташтуриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.