Ваң җүнтав: хитай даирилири хитай хәлқини садда милләтчилик йолиға йетәкләватиду
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.28
2010.01.28

AFP Photo
Мақалидә, хитай даирилириниң һайтидики йәр тәврәш вәқәсини сиясийлаштуруп, хитай хәлқидә миллий һаяҗан пәйда қилишқа урунғанлиқи тәнқид қилинған.
Мақалиниң аптори америкидики коломбия университетиниң сиясәт пәнлири доктори ваң җүнтавдур. Униң қаришичә,хитай даирилири узундин бери хитай хәлқини мәқсәтлик һалда садда милләтчилик йолиға йетәклимәктә. Хитай хәлқи ичидики бир қисим кишиләрму бу җәһәттә һөкүмәткә әгәшмәктә. Хитай даирилири болупму, хитайниң олимпикни қазиниши, дуня сода тәшкилатиға кириши қатарлиқ вәқәләрдин хитай миллитини садда милләтчилик йолиға йетәкләштә үнүмлүк пайдиланған. Даириләр бу арқилиқ хәлқ арисиида һакимийәттики чирикликкә қарита қозғулуватқан ғәзәп -нәпрәтләрни суслаштурған; сайлаш-сайлиниш вә әркин пикир қилиштин ибарәт әң әқәллий һоқуқлириниң дәпсәндә болуватқанлиқини унтулдурған.
Ваң җүнтав бу қетим хитайниң һайтида йәр тәврәш апити йүз бәргән пәйттиму, хәлқни милләтчиликкә йетәкләштин ваз кәчмәнликини әйиблигән.
Хитайниң һайтиға алақидар паалийәтлири хәлқара җамаәтниңму әйиблишигә учриған. Мәсилән, ялғуз хитай пуқралирини қутқузуш чақириқи, тәйвән президентиниң һайтини зиярәт қилишини, хитайниң бир җуңго принсипиға бағлап баянат бериши хәлқарада ғулғула пәйда қилған иди. Ваң җүнтав мақалисидә нуқтилиқ һалда, һайтида өлгән 8 нәпәр әскәрниң матәм мурасими үстидә тохталған." Мурасимға ху җинтавтин җу йүнкаңға қәдәр сиясий биюрудики 9 нәпәр даимий әзаниң толуқ қатнишиши вә уларниң җәсәт сандуқлири алдида игилип тазим қилиши, адәттә бир тәзийә мурасиминиң әмәс, бир сиясий маниверниң көрүнишидур" дейилиду мақалидә.
Ваң җүнтав йәнә мурасимдики лозункилар вә хәвәрләрдики мавзуларниңму бир матәм мурасиминиң кәйпиятини әкс әттүрүштин һалқип кәткәнликини көрситиду.
Ваң җүнтавниң қаришичә, хитай даирилири бу катта матәм мурасими арқилиқ, өзлириниң хитай пуқралириниң һаятини қәдирләйдиғанлиқини, хәлқи билән һессият җәһәттә бир нуқтида икәнликини; хитай һөкүмити билән хитай хәлқи арисиида зиддийәт йоқлуқини дуняға көз-көз қилмақчи; даириләр йәнә, бу арқилиқ хитай дуч келиватқан бир қатар реал мәсилиләрни йошурмақчи. Ваң җүнтав нөвәттә гогул интернет ширкити, пикир әркинлики шәртини оттуриға қойғандин кейин, хитай һөкүмитиниң дөләт ичи - сиртида осал әһвалға чүшкәнликини, мана бу осал әһвалдин қутулуш үчүн, һайтида қазаға учриған 8 әскәрниң өлүмини сиясийлаштурғанлиқини вә хитай хәлқиниң диққитини башқа тәрәпкә буривәткәнликини көрситиду вә бу оюнни хитай хәлқи билмигән билән дуня җамаитиниң көрүп туруватқанлиқини әскәртиду.
"Садда милләтчилик икки бислиқ хәнҗәргә охшайду" дәп язиду ваң җүнтав, "бу хәнҗәр дөләт ичидә шундақ кәскин, (рәһми қилишни билмәйду) әмма, дөләт сиртида қуруқ шуардин башқиға яримайду."
Ваң җүнтав оттуриға қойған хитай хәлқиниң милләтчиликкә йетәклиниш мәсилиси уйғур зиялийлири узундин бери диққәт қилип келиватқан мәсилиләрдур.
Уйғур зиялийлириниң қаришичә, хитай миллитидә шәкиллиниватқини ваң җүнтавниң дегинидәк садда милләтчилик әмәс, бәлки тәлвә милләтчилктур. Шавгуән вәқәси, үрүмчидики калтәкчиләр һуҗуми, алдинқи һәптиләрдә хубей вә шенҗинларда йүзбәргән уйғурларға қарши қатиллиқ вәқәлири әнә әшу тәлвә милләтчиликниң ақивитидур.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.