Илһам тохти: хитайда баш көтәргән чоң хитайчилиқ милләтләр арисидики зиддийәтни кәскинләштүрмәктә
2012.12.14

Илһам тохти әпәнди хоңкоң “қуяш вақти һәптилик гезити” мухбири билән болған сөһбәттә, нуқтилиқ һалда йеқинқи 20 йилдин буян хитайлар арисида барғанчә күчәйгән чоң хитайчилиқ қаришиниң, хитай миллити билән хитай болмиған милләтләр оттурисидики зиддийәт - сүркилишләрниң көпийишигә сәвәб болуватқан амилларниң бири болуватқанлиқини тәкитлигән.
Хоңкоң “қуяш вақти һәптилик гезити” мухбири илһам тохти әпәндидин йеқиндин буян хитай тор бекәтлиридики муназириләргә сәвәб болған, 3 - декабир күни хунәндә йүз бәргән уйғур тиҗарәтчи билән хитай херидарлар арисида йүз бәргән яңақ торт маҗирасида хитайларға җәриманә қоюлуп,уйғур тиҗарәтчиләргә 24 миң доллар(160 миң сом хәлқ пули) төләм берилип, уйғур тиҗарәтчилирини юртиға қайтуруш буйрулған вәқәгә қандақ қарайдиғанлиқини сориғанда илһам тохти әпәнди мундақ җаваб бериду:
- Хәнзучә тор бекәтлиридә бу вәқәниң шу қәдәр көп муназиригә сәвәб болушиниң өзила хәнзуларниң уйғурларға болған позитсийисини көрситип бәрмәктә. Бир қисим хәнзулар тор бекәтлиридә уйғур миллитини әйибләйдиған, сөкидиған, уйғурларға һуҗум қилидиған язмиларни толдурувәтти. Бу интайин хәтәрлик. Тордашлар вәқәдин кейин сақчиларниң уйғур тиҗарәтчилиригә 160 миң сом төләм берилишини буйрушини уйғурларға кәңчилик қилинди дейишти. Мән сақчиларни вәқәдә уйғурларға кәңчилик қилди дәп қаримаймән. Мениңчә, бу вәқәниң бир тәрәп қилинишида сияси мудда ипадиләнгән. Бу қандақтур уйғурларниң үстүнлүкидин болуватқан иш әмәс. Бу вәқәни қәшқәр шамалбағдики мәҗбурий өй чеқишта өйлири чеқиветилгән уйғурларға һәр квадрат метир йәр үчүн 350 сом хәлқ пули төләм берилгәнлики үчүн бейҗиңға әрз қилип кәлгән уйғурларниң әһвалиға селиштурсақ, уйғурларниң һазирқи әһвалини(йәни хитай тор бекәтлиридә дейилгән “сияси җәһәттә етивар беришкә, уйғурларниң әзәлдин еришип бақмиғанлиқини) һес қилишқа болиду. Мән бу йәрдә яңақ торт вәқәсидики уйғурларни ақлимақчи әмәсмән. Әмма маңа тәсир қилғини, бу вәқә баһанә қилинип пүткүл уйғур миллитиниң әйиблиниши! әҗиба биз хитай генерали ваң җенниң )әйни чағда уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрни бастурған)қилмиши сәвәблик пүткүл хитай миллитини әйиблисәк боламду? зәһәрлик сүт парашоки вәқәси сәвәблик пүткүл хитай миллитини әски адәм десәк боламду? шинҗаңда зораванлиқ қиливатқанларниң һәммиси дегүдәк хәнзулар. Шинҗаңдики хәнзуларниң җинайәт өткүзүш ниспити юқири, болупму көчмәнләрниң техиму шундақ. Мәсилән алайлуқ, мәҗбурий өй чеқиш, терилғу йәрләрни игиливалғанлар һәммиси хәнзу ширкәтлири. Бир адәм, бир ширкәт яки бир гуруппа кишиләрниң қилмиши һәргизму бир милләткә вәкиллик қилалмайду.
Илһам тохти әпәнди хитай тор бекәтлиридики уйғурларниң милләт бойичә һақарәтлинишиниң хитайда йеқинқи йилларда әвҗ алған хитай чоң милләтчиликиниң бир хил ипадиси икәнликини әскәртип мундақ дәйду:
- Тор бекәтлиридә уйғурларға һуҗум қилидиған язмилар көпәймәктә. Бу ғәрбликләрниң қариши бойичә ейтқанда, тар милләтчилик, фашитик кәйпият. Хәнзу миллитидә йеқинқи 20 йилдин буян чоң хәнзучилиқ хаһиши әвҗ алди. Болупму хәнзу яшлирида бу әһвал толиму еғир. Һазир хәнзулар арисида бизниң хәлқимизгә қарита фашизимлиқни тәшәббус қилғучилар, уйғурларға қарши “тақирбашлар партийиси” шәкилләнди десәкму болиду. Бу хил нәзирийә вә бу хил кәйпият толиму хәтәрлик. Хәнзу миллити җуңгода һакимийәт үстидики милләт болуш сүпити билән, әсли бу дөләткә, бизниң һаятимизға мәсул болуши керәк иди. Силәр бизни өзүңларға қошувалдиңлар, бизгә рәһбәрлик қилимиз дедиңлар, ундақта, рәһбәрлик қилимән дегүчи, мәсулийәтчан болуши, кәң қосақ болуши керәк идиғу? әмма, һазир 1милярд 300 милйон хитай хәлқи 10 милйон уйғурни сиғдурмайватиду, бундақ әһвалда сән қандақму бирлик, иттипақлиқ һәққидә сөз ачалайсән?
Илһам тохти әпәнди мухбирниң “сизниңчә(хитайлардики) бу хил йүзлинишкә сәвәб болуватқан амил немә?” дегән соалиға җаваб берип мундақ дәйду:
- 1989 - Йилдин кейин даириләр милләтчиликни риғбәтләндүрүш арқилиқ ғәрп дунясиға тақабил турмақчи болди. Шинҗаң мәсилиси вә шизаң мәсилисини гәвдиләндүрди. Һөкүмәт өзиниң сияситидә муқимлиқни баһанә қилип, шинҗаң вә шизаңға қарита қаттиқ басқуруш сиясити йүргүзди. Аталмиш миллий сиясәт нурғунлиған мәсилиләрни йошуруп қалди. Йәнә бир тәрәптин ислаһат җәрянида һичкимму ислаһат мәсулийитини үстигә елишни халимиди. Муқимлиқни сақлаш мәнпәәт елишниң вастиси қилинди. Шинҗаңдики муқимлиқ сақлиғучи тармақлар ички өлкиләрдикидин зор. Ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң өзидила 2 милйон 600миң адәм муқимлиқни сақлайду. Униңдин башқа армийә, қораллиқ сақчи, чегра қоғдиғучи сақчи вә башқилар бар. Мәркизи һөкүмәттиму шизаң вә шинҗаңниң муқимлиқини сақлаш тармақлири бар. Чүнки буларниң һәммиси мәнпәәт үчүн болуватиду. Уларниң буниңға еһтияҗи бар, йәнә һоқуққиму еһтияҗи бар.
Илһам тоохти әпәнди сөһбәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидә хитай чоң милләтчиликиниң ашкара ипадиләнгәнликини, уйғурларниң орни болмиғанлиқини мисаллар билән оттуриға қойған:
- Мәркизи һөкүмәтниң шинҗаң сияситидики йетәкчи орни сияси қанун кометити. У җайда мәркәзниң шинҗаң хизмәт ишханиси бар. Илгири бу ишханиниң 1 - қол башлиқи җу йүңкаң, 2 - қол башлиқи ваң лечүән иди. Бу ишханида уйғур йоқ. Дөләтлик миллий ишлар комитетида бир милләтләр тәтқиқат мәркизи бар, бу җай мәркизи һөкүмәтниң сиясәтлири үчүн пайдилиниш материяллири һазирлайду. Бу йәрдә һәтта бирму уйғур йоқ. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин нурғунлиған тәкшүрүш гуруппилири шинҗаңға барди, бейҗиңда муһакимә йиғинлири ечилди, әмма йиғинға уйғурларниң тәклип қилинғинидин хәвирим йоқ.
Илһам тохти әпәнди мухбирниң “сизниңчә, хитай зиялийлири уйғурларниң әһвалиға қарита чүшиниш вә ярдәмдә болуватамду?” дегән соалиға җаваб берип мундақ дәйду:
- Мән хитай зиялийлири билән тәшәббускарлиқ билән йеқинлишиватимән. Лекин мениң һес қилишимчә, уларниң ичидә нурғунлириниң тәтқиқати, доклатлири, һәтта хитай ахбарат вастилириниң қиливатқиниму, бу милләт билән билән қандақ биллә яшаш әмәс, бәлки бу милләтни қандақ контрол қилиш, бу милләтни қандақ башқуруш үчүн болуватиду. Мәсилә мана мушу йәрдә. Уйғур зиялийлири әлвәттә саңа ярдәмлишип бу милләтни контрол қилиш, бу милләтни башқуруш үчүн ишлимәйду.