Хитайниң милләтләр сиясити һәққидики ақ ташлиқ китаби һәққидә
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.28
2009.09.28

www.bbc.co.uk/zhongwen Дин елинди.
Хитайниң милләтләр сиясити һәққидики бу китаби хитай һөкүмитиниң мушу һәптә ичидә елан қилған, хитайниң милләтләр сиясити һәққидики 2 - ақ ташлиқ китаби болуп, хитай һөкүмити 21 - сентәбир күни "шинҗаңниң тәрәққияти вә илгирлиши " намлиқ йәнә бир ақ ташлиқ китабини елан қилған иди. Нөвәттә, хитай һөкүмитиниң хитайниң дөләт байриминиң 60 йиллиқини хатириләш һарписида өзиниң милләтләр сияситини хуласилиған йәнә бир ақ ташлиқ китабини елан қилиши хәлқара җәмийәт вә мәтбуатларниң диққитини қозғимақта.
Түнүгүн хитайниң һөкүмәт тәрәп ахбарат органлири бу китабни елан қилиши биләнла, б б с, америка авази, явропа вақти гезити, франсийә агентлиқи, японийә қатарлиқ хәлқара органлири арқа - арқидин бу һәқтә хәвәр вә хәвәр анализлирини бәрди.
Б б с хәвәр агентлиқи хитай елан қилған "хитайдики милләтләр сиясити вә милләтләрниң ортақ гүллиниши вә тәрәққияти" намлиқ ақ ташлиқ китаб һәққидә чүшәнчә берип, "бу китаб хитай һөкүмитиниң хитайдики милләтләр иттипақлиқи мәсилисидә сақлиниватқан зиддийәт вә мәсилиләргә бәргән изаһати" деди.
Хитай бу нөвәт елан қилған милләтләр мәсилиси һәққидики ақ ташлиқ китабида, хитайдики хитай болмиған милләтләрниң тәрәққиятиниң аста болушидики сәвәб чүшәндүрүлүп, хитайниң бу 60 йилдин буян милләтләр сияситидә нәтиҗә қазанғанлиқини, әмма хитайниң 56 милләттин тәркип тапқан, бир милярд 300 милйон нопусқа игә техи тәрәққий қиливатқан чоң дөләт икәнликини, хитайдики бу хил алаһидә әһвалниң хитайниң тәрәққиятидики тәңпуңсизлиқни кәлтүрүп чиқириватқан сәвәбләрниң бири икәнлики баян қилинип, хитайда һәрқайси милләтләрниң ортақ гүллиниши үчүн, йәнә бир мәзгил кетидиғанлиқини, техиму көп әҗир сиңдүрүш тәләп қилинидиғанлиқи баян қилинған.
Ақ ташлиқ китабта йәнә хитайниң милләтләр сиясити изаһлинип, хитай һөкүмитиниң қанун, иқтисад, мәмури қатарлиқ җәһәтләрдә тәдбир қоллинип,т арихтин қелип қалған милләтләргә болған кәмситиш һәм милләтләр арисида шәкилләнгән миллий сүркилишләрни йоқитип, һәрқандақ бир милләтниң кәмситилиши вә езилишигә хитай қануниниң йол қоймайдиғанлиқини, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилидиған һәм милләтләр арисидики бөлүнүшни кәлтүрүп чиқиридиған һәрқандақ қилмишниң қанунда чәклинидиғанлиқи баян қилинған. Мәзкур ақ ташлиқ китабта дөләтниң милләтчиликкә қарши туридиғанлиқини, чоң хәнзучилиққа қарши туруш билән бирликтә йәнә, йәрлик милләтчиликкиму қарши туридиғанлиқи тәкитләнгән.
Ақ ташлиқ китабта, хитайдики милләтләр мәсилисиниң хитайниң өзиниң ички иши икәнликини, һәрқандақ сиртқи күчләрниң " милләт", "дин", " кишилик һоқуқ" байрақлирини көтүрүп чиқип, хитайниң милләтләр мәсилисигә арилишишини әйибләйдиғанлиқини, дөләт ичи вә сиртидики "террорчи, миллий бөлгүнчи һәм радикал күчләр"ниң хитайниң земин пүтүнлүкигә бузғунчилиқ қилиш һәрикәтлиригә қарши туридиғанлиқи баян қилинған.
Ақ ташлиқ китабта йәнә, хитайдики милләтләр иттипақлиқиға тәсир йетидиған зиддийәт вә мәсилиләргә қарита, хитай һөкүмитиниң тәрбийә бериш, зиддийәтни юмшитиш, мәсилә көрүлгән һаман һәл қилиш усулини қоллинип, мәсилиниң кеңийип кетиши һәм зиддийәтниң өткүрлишип кетишиниң алдини алидиғанлиқи баян қилинған.
Бу ақ ташлиқ китабта, "дөләт қанунниң иззәт - абройини қоғдайду, хәлқниң мәнпәәтини қоғдайду, қанунға хилаплиқ қилмишлар көрүлгән һаман, мәйли қайси милләт, яки қайси диндикиләр болушидин қәтий нәзәр қанун бойичә чарә көрүлиду" дәп көрситилди.
Хитай һөкүмити арқа - арқидин елан қилған бу икки парчә ақ ташлиқ китабида оттуриға қоюлған мәзмунларға қарита дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит б б с агентлиқи һәм әркин асия радио истансисиға баянат берип, хитай һөкүмитиниң "5 - июл үрүмчи" вәқәсидин кейин һәм хитай коммунист һакимийитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң земинини бесивалғанлиқиниң 60 йиллиқ һарписида бундақ бир китабни елан қилишиниң, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң бу 60 йилдин буянқи миллий сияситиниң пүтүнләй мәғлуп болғанлиқиниң намайәндиси дәп көрсәтти.
Чәтәлләрдики хитай демократлиридин " бейҗиң баһари" җурнилиниң баш муһәррири, әркин асия радио истансисиниң обзорчиси ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң хитай һөкүмити елан қилған бу 2 парчә ақ ташлиқ китабиға нисбәтән қаришини баян қилип өтти.
Хупиң әпәнди, "хитай һөкүмити бу нөвәт елан қилған милләтләр сиясити һәққидики ақ ташлиқ китабида, конкрет мәсилиләр тилға елинмиған, пәқәтла хитай коммунист һөкүмитиниң милләтләр сияситидә баравәрликни тәшәббус қилидиғанлиқи оттуриға қоюлуп, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилидиған һәрқандақ күчкә қаттиқ зәрбә берилидиғанлиқи тәкитлинипту, бу 60 йилдин буян хитайда йүз бәргән милләтләр мәсилисигә аит конкрет ишлар вә вәқәләр һәққидә тохталмиған. Әмма бу китабниң елан қилиниши әмәлийәттә хитайниң бешини ағритип келиватқан тибәт мәсилиси вә уйғурлар мәсилисигә қаритилғанлиқи ениқ," дәйду.
Хупиң әпәнди сөзидә, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң "хитайниң мушундақ бир пәйттә бу 2 парчә ақ ташлиқ китабни елан қилиши, хитай һөкүмитиниң 60 йилдин буянқи милләтләр сияситидики мәғлубийәтниң ипадиси"дегән қаришиға пүтүнләй қошулидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: "мән әлвәттә дилшат әпәндиниң қаришиға қошулимән. Бултур тибәттә йүз бәргән 'март вәқәси' һәм бу йил язда үрүмчидә йүз бәргән '5 - июл үрүмчи вәқәси'ниң өзила хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йилдин буянқи милләтләр сияситиниң пүтүнләй мәғлуп болғанлиқиниң ипадиси. Хитай коммунист һөкүмити өзиниң хитай болмиған милләтләргә қаратқан сияситидә әзәлдин баравәрлик сиясити йүргүзгән әмәс, уйғурлар һәм тибәтләргә қарита үзлүксиз һалда кәмситиш, ассимилятсийә қилиш вә қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзүп кәлди, шуңа бултурқи 'тибәт вәқәси' вә бу йилқи 'үрүмчи вәқәси' йүз бәрди."
Ху пиң әпәнди өз сөзидә йәнә хитай мәркизи һөкүмити түнүгүн 27 - сентәбир күни милләтләр мәсилиси һәққидики ақ ташлиқ китабни елан қилиш билән бирла вақитта уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң 7 маддидин тәркип тапқан " уйғур аптоном районниң учур алақиси һәққидики қарари" намлиқ қанун бәлгилимисини елан қилишиниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң пуқраларниң әркин һалдики учур алақисини боғуш арқилиқ, өзиниң миллий сияситидики нуқсанларни йошурмақчи болуватқанлиқини, бундақ қилишниң хитайдики миллий мәсилиләрни һәл қилиш әмәс, бәлки миллий зиддийәтләрни техиму кәскинләштүриветип, бундин кейин техиму зор көләмлик миллий зиддийәтләрниң келип чиқишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитлиди.
Ху пиң әпәнди мундақ деди: "хитай коммунист һөкүмитиниң милләтләр мәсилиси һәққидики ақ ташлиқ китабни елан қилиш билән бирла вақитта интернет вә учурни қамал қилидиған бундақ қанун бәлгилимисини чиқириши, хитай һөкүмитиниң өзиниң миллий сияситидә йүз бәргән хаталиқларни түзитиш нийитиниң әсла йоқлиғини көрситиду. Хитай һөкүмити бу қетим үрүмчидә йүз бәргән вәқәни қандақтур чәтәлләрдики бөлгүнчи күчләрниң қутратқулуқ қилиши билән йүз бәргән бир қетимлиқ зораванлиқ һәрикити дәп изаһлиди, һәм аз кәм 3 айдин буян уйғур аптоном райониниң чәтәлләр билән һәтта хитай өлкилири арисидики нормал һалдики телефон алақиси һәм интернет алақисини узуп ташлиди. Хитай коммунист һөкүмити әсли пуқраларниң әркин пикир қилишиға йол қойса болатти, әмма һазир мәхсус қарар чиқирип хәлқара кишилик һоқуқ қануниға пүтүнләй хилап һалда пуқраларниң нормал пикир баян қилиш әркинликини боғуватиду, ақ ташлиқ китаб елан қилиш арқилиқ, өзидики хаталиқларни бойниға елиш әмәс бәлки келип чиққан миллий тоқунушларниң җавабкарлиқи үчүн қурбанлиқ қой издәватиду. Көрүнүп туруптики хитай өзиниң миллий сияситини өзгәртмәйдикән, пуқраларниң кишилик һоқуқ әркинликини давамлиқ чәкләйдикән, бундин кейин уйғурлар һәм тибәтләрла әмәс бәлки хитайдики башқа милләтләрниңму наразилиқ һәрикәтлири тәкрар йүз бериши, миллий зиддийәтләргә қошулуп башқа зиддийәтму көпийиши мумкин. Ахирқи һесабта хитай коммунист һөкүмити вәзийәтни контрол қилалмаслиқи мумкин."
Хәлқара ахбарат васитилирида көзәткүчиләрниң сөзлири нәқил елинип, хитай һөкүмити гәрчә 10 күнгә йәтмигән вақит ичидә арқа - арқидин 2 парчә ақ ташлиқ китаб елан қилип, өзиниң милләтләр сияситини изаһлимақчи болған болсиму, лекин һәр иккила китабта хитайдики милләтләр мунасивитигә даир конкрет мәсилиләрниң оттуриға қоюлмиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң милләтләр арисидики зиддийәтни һәл қилишниң йолини издимәстин мәсилини чәтәлләрдики демократик җәмийәтләр һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириға артиш арқилиқ мәсулийәттин өзини қачуриватқанлиқи оттуриға қоюлмақта.