Ваң яң: 'җуңго аз санлиқ милләтләр сияситигә чоқум түзитиш киргүзүши керәк'
Мухбиримиз ирадә
2009.07.31
2009.07.31
AFP Photo
Мәйли уйғурлар болсун, мәйли чәтәлләрдики демократлар болсун бирдәк ваң лечуәнниң бу қетим чоқум вәзипидин елип ташлиниши керәкликини оттуриға қоюп кәлгән иди.
Гәрчә бейҗиң даирилиридин бу һәқтә һечқандақ бир сада кәлмәйватқан болсиму, әмма түнүгүн өзиниң ху җинтавға йеқинлиқи билән тонулған, компартийә сияси бюросиниң әзаси, гуаңдуң өлкилик парткомниң секритари болған ваң яңниң чәтәл мухбирлириға "аз санлиқ милләтләр сияситигә чоқум түзитиш киргүзүш керәк, җуңго дегән көп милләтлик дөләт. Әгәр дәрһал түзитиш киргүзүлмәйдикән, техиму чоң вәқә чиқиду" дәп баян бериши, чәтәл мухбирлириғиму бир йеңилиқ болуп билинди.
Биз ваң яңниң бу сөзиниң немидин дерәк беридиғанлиқи һәққидә түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.