Америка мәтбуатлири хитайниң олимпики һәққидә йәнә мулаһизә елан қилди

Америкиниң асаслиқ мәтбуат вастилиридин Orlando Sentinel, Suntimes қатарлиқларда хитайға қарита тәнқиди обзор вә мулаһизиләр елан қилинған болуп, америка авази радиоси бу һәқтә қисқичә хуласә баян қилди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.03

 Америкиниң флорида шитатида чиқидиған оOrlando Sentinel гезити сентәбирниң бешида мәхсус обзор елан қилип, олимпиктин кейинки хитайниң ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш яки қилмаслиқ мәсилиси үстидә мулаһизә йүргүзди. Мәзкүр мулаһизә хитайниң ахбарат әркинликиниң кәйнигә чекиниш әмәс бәлки тәрәққиятқа қарап йол алидиғанлиқиға ишәнч бағлиған кишиләргә яхши бир җаваб һазирлиған болуп, болупму хитайниң олимпик путбол командиси һәққидә елан қилинған хәвәрләрни бир тәрәп қилиш позитсийиси, хитайниң мәтбуат әркинликигә иҗабий пикир бәргүчиләргә зәрбә бәргән.

Orlando Sentinel Ниң обзорида хитай хәлқара олимпик путбол командисиниң нәтиҗисиниң көрүнәрлик болмаслиқтәк әһваллири һәмдә олимпик мусабиқисидә нәтиҗигә еришәлмигәнлик сәвәблири хәлқара мәтбуатлар тәрипидин мәсхирә вә тәнқид қилиш шәклидә тәсвирләнгән. Нюйорк вақти гезитиниң билдүрүшичә, бу хил әркинликни қобул қилалмиған хитай мәркизи һөкүмити тәшвиқат министирлиқи буйруқ чүшүрүп, ахбарат вастилириниң хитай путбол командиси һәққидә сөз қилишини чәклигән.

Мулаһизиниң ахирида, олимпик мурасими җәрянида хитайниң ахбарат әркинликигә азрақ болсиму орун бәргәнлики, әмма америкиниң нәзиридики ахбарат әркинликигә йетиши үчүн, хитайға йәнила интайин узун бир мүддәт кетидиғанлиқи тәкитләнгән.

Чикагода чиқидиған қуяш вақти гезитидиму охшашла хитайниң ахбарат әркинликигә мунасивәтлик обзор елан қилинған болуп, статистикилиқ нуқти нәзәр буйичә анализ қилинған бу мақалидә хитайниң бу қетимлиқ олимпик мурасимида әң көп алтун медалға еришкәнлики, әгәр бейҗиң мушундақ чоң шан - шәрәпләр астида, муһитниң булғинишини яхшилиялиса бу кишини техиму хошал қилидиғанлиқи тилға елинған.

Обзорда йәнә, хитайниң 51 алтун медалға еришип, алтун медал буйичә иккинчи орунда туридиған америкидин 15 алтун медални артуқ алғанлиқи қәйт қилинған, әмма арқидинла 1 милярд 300 милйон нопусқа игә бир дөләтниң 51 алтун медалға еришишиниң анчә һәйран қаларлиқ бир иш әмәс икәнлики алаһидә әскәртип қоюлған.

Chicago Sun times Гезитиниң обзорида, киши беши буйичә һесабланған нәтиҗидин қариғанда, пүтүн дуня нопусиниң 20 пирсәнтини игиләйдиған хитайниң алтун медалға еришиш нисбити %17 кә тоғра кәлгән болуп, охшаш нисбәт буйичә дуня нопусиниң 5.4 Пирсәнтини игиләйдиған америкиниң алтун медалға еришиш нисбити %12  кә йәткән.

Буниңдин башқа, обзорда хитайниң олимпик мурасимида қолға кәлтүргән алтун, күмүш, мис медаллириниң 100 гә йәткәнлики, америка еришкән барлиқ медалларниң омумий саниниң болса 110 ға йетип, омумий нәтиҗә америкиға тәвә болғанлиқи мулаһизә қилиниш билән биргә, санлиқ мәлуматларни һесаблаш усулини һәр хил муддиалар үчүн ишқа селишқа болидиғанлиқи көрситилгән. Обзорниң ахирида хитайниң олимпик мурасими өткүзүш үчүн ишләткән барлиқ енергийисини ишқа салғанға охшаш, муһит булғинишини яхшилаш үчүнму охшаш күч чиқириши керәклики оттуриға қоюлған.

Хитайниң олимпик мурасими җәрянидики мәсилилирини наһайити адди уқумлар билән хуласилап бәргән, америкиниң бу икки мәтбуати хитайниң қаттиқ тәнқидигә учриған болуп, хитай мәтбуатлирида алтун медалға еришкән хитай тәнтәрбийә маһирлири америка мәтбуатлири тәрипидин һуҗумға учримақта дейилгән. Аял гимнастика мусабиқисидә алтун медалға еришкән бир қанчә хитай гимнастикичилириниң хәлқара олимпик тәнтәрбийә комитетиниң өлчәмлиригә хилаплиқ қилип, яш чәклимисдә көз боямчилиқ қилғанлиқи тоғрисидики хәвәр америка мәтбуатлирида ашкариланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.