Хитай тәнһәрикәтчилири “олимпик машина адәмлириму?”
2012.08.03
Болупму һәрқайси ахбарат вастилиридә хитайдики мәхсус тәнтәрбийә маһирлири йетиштүрүлидиған мәктәпләрдә тән җазасиға охшап кетидиған залим усуллар арқилиқ тәрбийиилиниватқан кичиккинә балиларниң рәсимлири елан қилғандин кейин, җамаәтниң қаттиқ диққитини тартип, мулаһизә яратти. Төвәндә мухбиримиз ирадәдин бу һәқтә тәпсилий мәлумат аңлиғайсиләр.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йеқинда франсийә агентлиқи, бирләшмә вә ройтерс агентлиқлири мухбирлириниң хитайниң нәнниң, шаңхәй шәһәрлиридики гимнастика мәктәплиридә зиярәттә болуп, бу балиларниң күндилик мәшқ җәрянидики рәсмилири ахбаратта елан қилинғандин кейин, хәлқарада күчлүк инкас қозғиди. Бу сүрәтләрдики 2 яштин 10 яшқичә болған балиларниң қурамиға йәткән кишиләрму көтүрүлмәйдиған усуллар арқилиқ чениқтурулуши оқурмәнләрни һәйран қалдурди. Чәтәл ахбарат вастилиридә, кишиләр бу көрүнүшләргә бу балилар “мәшиқ қиливатамду яки җазаландурулуватамду” дәп суал қоюшти.
Әнгилийидә чиқидиған “күндилик мәктуп” гезитидә елан қилинған “хитайниң кәлгүси олимпик чимпийонлирини ясап чиқидиған рәһимсз тәнтәрбийә мәктәплири” мавзулуқ рәсимлик мақалидә, мухбир хитайниң нәнниң шәһиридики даңлиқ тәнтәрбийә мәктипини зиярәт қилған. У бу мәктәптә 5 - 6 яшлар ариисидики балиларниң ғәрбликләрниң көз қариши буйичә рәһимсизләрчә усуллар билән тәрбийилинидиғанлиқини билдүргән. Бу йәрдә мухбирни һәйран қалдурған йәнә бир муһим ноқта болса, бу балиларниң кичикидинла “вәтән үчүн шәрәп қочуш” идийиси билән йетиштүрүлидиғанлиқи болуп, у бу мәктәпләрдики теринирларниң балиларға “америка вә башқа риқабәтчи дөләтләрни йеңип, дөлитимизгә алтун медал арқилиқ шәрәп кәлтүримиз” дәп тәрбийә беридиғанлиқиға һәйран қалған.
Мәзкур гезит йәсли йешидики балиларниң мана мушундақ усулларда йетиштүрүлүшини хитайниң олимпиктә алған алтун медаллириниң кәйнидики рәһимсиз һәқиқәт, дәп көрсәткән.
Канадада чиқидиған “юлтуз” гезитиму бу һәқтә мақалә елан қилған болуп, униңда хитайниң олимпик маһирлирини йетиштүрүш усули һәққидә мунулар дейилгән :
- Хитай тәнтәрбийә маһирлирини наһайити қаттиқ чениқтуриду. Хитайниң тәрбийиләш усули узун йиллардин бери қаттиқ талаш - тартиш яритип кәлмәктә. Улар балиларни уруп тәрбийиләйду. Чүнки, хитай мәдәнийитиниң көз қариши бойичә улар “урмисаң, нәтиҗә алалмайсән” дәп қарайду.
Мақалидә 2005 - йили әнгилийилик су үзүш маһири, 4 қетимлиқ олимпик алтун медали қазанғучиси мәттию пинсентниң бейҗиңдики шахәй тәнтәрбийә мәктипигә зиярәткә барғандин кейинки тәсиратлири берилгән болуп, писент хитайдики тәнтәрбийә мәктәплири һәққидә тохтилип мундақ дегән:
- Әлвәттә, гимнаситика вә шуниңдәк башқа тәнтәрбийә түрлирини кичик яшта башлашниң көп пайдиси бар. Шундақтиму у мәктәпләрдә көргәнлирим мени қаттиқ чөчүтивәткән иди. Ғәрбликләр вә шәрқлиқләрниң мәшқ вә тәрбийиләшкә болған көз қариши охшимайдикән. Мениң қаришимчә, бу балилар у йәрдә харлинидикән. Нурғун балилар маңа өзиниң таяқ йәйдиғанлиқини ейтип бәрди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитайға охшаш диктатор дөләтләрдики балилар учраватқан бу түрдики муамилә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму диққитини қозғап келиватқан бир мәсилә. Мақалидә ейтилишичә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири дериктори фелим кайин хитайға охшаш дөләтләрдә балиларни қоғдайдиған асасий механизмлар техи орнитилмиғанлиқини, хитайдики балиларниң мушуниңға охшаш узун муддәтлик, роһий вә җисманий шиддәткә учраш әһвалиниң юқири болушиниң сәвәби, дәп көрсәткән.
“юлтуз” гезити хитайдики бундақ тәнтәрбийә мәктәплирини алтун медал завутлириға охшатқан болуп, хитай тәнһәрикәтчилириниң паҗиәси һәққидә мақалидә мундақ дейилгән : “хитайниң олимпик медал завутлири дөләт тәрипдин бирдәк орунлаштурулиду. Дөләт уларни бивастә башқуриду вә бақиду. Буни хитайда һәммә киши билиду. 2010 - Йили ванковер қишлиқ олимпик мусабиқисдә 18 яшлиқ хитай қар тейилиш маһири җув яң алтун медалға еришкәндә сөз қилип, алди билән ата - анисиға рәһмәт ейтқанлиқи үчүн теринерлири тәрипидин қаттиқ тәнқидләнгән, әйни чағда бу иш хитайда қаттиқ ғулғула қозғиған иди. Бу наһайити муһим бир нуқта. Әйни чағда һәтта, хитай дөләтлик тәнтәрбийә комитетиниң муавин башлиқи йү зәйчиң уни тәнқидләп “җув яңниң вәтәнпәрвәрлики гуманлиқ” дегән вә тәнһәрикәтчиләрниң ата - анисиға рәһмәт ейтишитин авал, чоқум дөләткә рәһмәт ейтиши керәкликини тәкитлигән. Мана бу хитайниң дөләтниң абройини тикләшнила мәқсәт қилидиған олимпик чүши.
Гезитләрдә қозғалған муназириләрдә нурғун оқурмәнләр өз пикрини баян қилишқан. Уларниң бәзилири қалдурған сөзлиридә бу балиларниң әһвалиға ечинғанлиқини, уларниң роһий вә җисманий җәһәттин һәргизму нормал кишиләргә охшаш чоң болмайдиғанлиқини йезишқан. Йәнә нурғун кишиләр дектатор хитай һөкүмитиниң бу балиларни залимларчә усуллар билән йетиштүрүп, уларни дөләт үчүн аброй тикләйдиған машина адәмләргә айландуруп қойғанлиқини қаттиқ тәнқид қилған.
юлтуз гезити мулаһизисдә, әгәр мәқсәт пәқәтла алтун медал елиш болса, хитайниң бу усули ишқа ярайду. Әмма хитай тәнһәрикәтчиләр олимпикни бир мусабиқә вә хошаллиқ дәп қараштин йирақ. Улар дөләткә хизмәт қилиш үчүн өзликидин айрилип қалған. Бу сестима тәнтәрбийиниң кишигә беридиған хошаллиқини битчит қиливәткән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, материяллардин қариғанда, хитайда 3000 әтрапида тәнтәрбийә мәктипи бар болуп, бу мәктәпләрдә 400 миң тәнһәрикәтчи тәрбиилинидикән. Буларниң ичидин көзгә көрүнгәнлири таллинип, йәни тәхминән 40 миңдәк бала мәхсус олимпик тәнтәрбийичилири йетиштүрүлидиған гимназийиләрдә тәрбийилинидикән. Йәнә мушу 40 миңниң ичидин ахири берип аран 400 и олимпиккә қатнишиш салаһийитигә еришәләйдикән. Тәнһәрикәтчиләрниң ичидин бәзилири 5 яштин башлап тәрбийилинидикән.