'Хәлқара қаидә' билән 'җуңгониң әһвали' һәққидә селиштурма
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.21
2008.08.21
Буниңда хитайда рәһбәрләр ағзида 'хәлқара қаидә'ни көп сөзлисиму, әмма әмәлийәткә кәлгәндә 'җуңгониң әмәлий әһвали охшимайду' дәп сәвәб көрситип, хәлқара қаидә буйичә иш қилмайватқалиқи, хитайниң 'шинхуа агентлиқи' өзи елан қилған 35 парчә доклатта баян қилинған мәлуматлар асасида көрситип өтүлгән.
'Хәлқара қаидә билән җуңгониң әһвали һәққидә селиштурма' дегән бу обзорда баян қилинишичә, 'хәлқара қаидә', 'җуңгониң әһвали' дегән икки аталғу хитайда наһайити омумлашқан. Хитайдики мәнпәәтдар тәбиқә вә монополийичи гуруһлар, әгәр өзигә пайдилиқ болсила, нефит баһасини өрлитиш, әмәлдарниң паклиқини сақлаш үчүн юқири мааш бериш, туралғуларни таварға айландуруш, банкилар рәсмийәт пули елиш қатарлиқларни йолға қоюп, буни хәлқара қаидигә маслашқанлиқ дәвалиду. Әмма 'хәлқара қаидә' гә уйғун болмиған иш һәққи, почта һәққи, өй баһаси қатарлиқ хәлққә зиян болидиған мәсилиләргә кәлгәндә, 'җуңгониң әмәлий әһвалиға һүрмәт қилиш керәк' дәп тәкитләп қопуду.
Давалаш суғуртиси җәһәттә
Бу обзорда баян қилинишичә, давалаш суғуртиси җәһәттә, әнгилийә, бразилийә қатарлиқ дөләтләрдә пүтүн хәлқ дөләт һесабиға давалинидиған шәкил йолға қоюлған. японийидә дөләт пуқралириниң һәммиси давалиниш суғуртисиға қатнишиду, 30%ни хәлқ өзи төләйду, %70 ни дөләт төләйду. Америкида болса, 2003 - йилидики санлиқ мәлуматқа қариғанда, хәлқниң давалиниш чиқиминиң 46%ни федерал һөкүмити көтүриду. Буниңдин сирт, һөкүмәт йәнә баҗ қайтуруш арқилиқ хәлқниң чиқимини йениклитиду. Буниң һәммисини қошуп һесаблиғанда, хәлқниң давалиниши үчүн дөләт %60 мәбләғ салиду. Мана бу 'хәлқара қаидә'.Хитайда болса, хитай дөләт кабинтиниң 2005 - йилидики бир тәстиқида 'давалиниш суғуртиси ислаһатиниң таварлаштуруш, базарлаштуруш йөнилиши давалаш ишлириниң асасий қанунийитини бузувәтти, шуңлашқа бу ислаһат мувәппәқийәтлик болмиди' дәп сәвәб көрсәтти. Лаң шйәнпиң бу һәқтә 'давалашни таварға айландурғандин кейин, дохтурлар бимарға қаримай пулғила қарайдиған болди' дәп обзор язғандин кейин, хитай сәһийә министирлиқиниң шу йили чүшүргән бир һөҗҗитидә 'давалиниш суғуртиси ислаһати мувәппәқийәтлик болмиди дегән көз қарашқа қошулмаймиз' дәп көрсәтти.
Маарип җәһәттә
Бу обзорда баян қилинишичә, маарип җәһәттә, хәлқарада көпинчә дөләттә маарип пүтүнләй һәқсиз. японийидә йәнә оқуғучиларға чүштә бир вақ қуввәтлик йемәк бериду. японийидә 1947 - йилидин башлап 9 йиллиқ мәҗбурий маарип түзүми йолға қоюлған, 1969 - йилидин кейин һәммиси һәқсиз, башланғуч мәктәпниң биринчи йиллиқидин тартип толуқсиз оттура мәктәпкичә дәрслик һәқсиз. Германийидә 12 йиллиқ мәҗбурий маарип түзүми йолға қоюлған, һөкүмәт башқуридиған мәктәпләрниң һәммисидә оқуш һәқсиз. Әнгилийә, шотландийидә 5 яштин 15 яшқичә мәҗбурий маарип, шималий ерландийидә 4 яштин 16 яшқичә мәҗбурий маарип түзүми йолға қоюлған. Австралийидә башланғуч мәктәптин оттура мәктәпкичә 12 йиллиқ мәҗбурий маарип йолға қоюлған.Хитайда болса, маарип таварға айландурулған. Оқуғучиларниң һәммиси содида пайда қазинишниң нишани қилинған. Алий мәктәпләрдә оқутуш һәққи наһайити юқири. 1980 - Йилидин 2006 - йилиғичә болған арилиқта, үч әвлад оқуғучи, ата - анилириниң кирими өсмигән иқтисадий шараитта, йүз һәссә өстүрүлгән оқуш пули төләп оқуди. 20 - Әсрниң ахиридики мәлуматқа қариғанда, мәктәпләрдә хәтәр астидики синипларниң көлими 13 милйон квадрат метир. Буниң көпинчиси ғәрб тәрәптә. 3 Тин 2 қисим өлкидә, оттура мәктәп оқутқучилириниң кечиктүрүлгән мааш пули 10 милярд юәндин ашиду. Әмма хитайниң дөләт органлирида 4 милйон аптомобил бар, һәр йили униңға 300 милярд йүәнлик йеқилғу сәп қилиниду. Бу сан, сәншя қурулушиға сәп қилинған пулдин 3 һәссә көп. 2004 - Йилидики санлиқ мәлуматқа асасланғанда, бир нәпәр али мәктәп оқуғучисини 3 деһқан аран бақалайду.
'Маарипни таварға айландуруш дегән гәпни мән чүшәнмәймән'
Бу обзорда баян қилинишичә, җәнубий корийидики корийә университетиниң башлиқи 'маарипни таварға айландуруш дегән гәпни мән чүшәнмәймән' дегән болса, әмма шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хитайдики бир өлкә башлиқи толуқ оттура мәктәп оқуғучилириға нисбәтән, буниңдин кейин дөләт 'әмчәк селиш'ни тохтатмаслиқ керәк болсиму, әмма йәнила мәктәп кирим қилиши, униң бир қисмини дөләт малийисигә тапшуруши лазим, дегән.Хитайда һәтта бурун селинған айродромлар үчүнму һәқ алиду
'Хәлқара қаидә билән җуңгониң әһвали һәққидә селиштурма' дегән бу обзорда баян қилинишичә йәнә, хәлқарада көпинчә дөләттә беләт алған йолучидин айродром қурулуш һәққи алмайду. Әмма хитайда болса, бурун селинған айродромлардиму айродром қурулуш пули елип, 'бу дегән җуңгониң әмәлий әһвали' дәп сәвәб көрситиду.Бу обзорда йәнә, хәлқарада банка системисиниң иш үнүми, омум мәһсулат қиммитиниң тәқсимлиниш әһвали қатарлиқ җәһәтләрдә 'хәлқара қаидә' билән хитайда йолға қоюлуватқининиң оттурисидики пәрқләр баян қилинған.