”Бу хәнзуларниң олимпики, бизниң олимпикимиз әмәс“
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.17
2008.06.17

AFP Photo
Уйғур районида давам қиливатқан бейҗиң олимпикиниң мәшәл узутуш паалийәтлири чәтәл ахбаратлирида төвәндикидәк сәрләвһиләрдә хәвәр қилинди: " олимпик мәшили шинҗаңда қарши елинмиди", " олимпик мәшили исянкар шинҗаңға йетип кәлди", " хитай мәшәл мурасимида уйғурларни өйигә қамап қойди."
Бу һәқтә, франсийә ахбарат агентлиқиниң мухбири дән мартин мундақ язиду: "мәйданда 3000 ға йеқин киши җуңго алға, олимпик алға дәп шуар товлаватиду. Буларниң һәммиси дегүдәк хәнзулар, уйғурлар йоқ дийәрлик. Мәйданни сақчилар, әскәрләр қоршавға еливалған, сақчи апшаркилири болса, шәһәрниң уйғур кочилирини пурап йүрүйду."
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқи мундақ язиду: " мәйдандики чоң бир лозункида, 'милләтләр иттипақлиқи яшисун' дәп йезиқлиқ, телевизор икранидиму, 'шинҗаңдики 47 милләт қериндаштур' дәп йезиқлиқ, әмма хитай һөкүмити, уйғурларни мурасимни өйидә олтуруп телевизорда көрүшкә чақирған."
Чәтәл мухбирлириниң диққитини тартқини, мурасимниң дағдуғисиға әмәс бәлки, райондики йәрлик хәлқ болған уйғурларниң мәшәл узутушқа пәрвасизлиқи болған. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқи қәшқәр кочисида бир уйғур аялни зиярәт қилғинида, бу аял "бу мурасимға мән қизиқмаймән һәм қарши алмаймән" дәп җаваб бәргән. Бирләшмә агентлиқ хәвиридә үрүмчидә мәшәл күтивалғучиларниң һөкүмәт тәшкиллигән ишчи - хизмәтчи вә оқуғучилар икәнликини әскәрткән.
Тәйвәндә чиқидиған боғаз вақти гезитидә мундақ дейилгән : " елинған бихәтәрлик тәдбирлириниң қаттиқлиқи, бу райондики сиясий вәзийәтниң назүклиқини көрситиду. Хәнзулар иқтисадий җәһәттин монопол қиливалған шинҗаң - бу райондики 8 милйондин артуқ уйғурниң ана маканидур."
Франсийә ахбарат агентлиқи, райондики вәзийәттин мундақ хуласә чиқарған: " уйғурлар сиясий җәһәттин тамамән қулға айланған. Уларниң һечқандақ бир инсаний һәқ - һоқуқидин сөз ечиш мумкинсиз."
Бүгүнки дуня хәвәрлиридә омомйүзлүк уйғурларниң узундин бери хитай һакимийитиниң зулумиға учрап кәлгәнлики, уларниң мустәқиллиқ күришини изчил давамлаштуруп келиватқанлиқи, хитайниң уйғур районини нопус җәһәттин толуқ хитайлаштурушқа урунуш билән биллә районда ассимилатсийә сияситини йүргүзиватқанлиқи баян қилинди.
Николис әпәнди бу һәқтә бирләшмә агентлиқиға мундақ дегән: "хитай узундин бери, иҗтимаий җинайәтләрни, тенчлиқ шәклидики өктичиликни вә һөкүмәткә қарши қораллиқ һәрикәтни хата һалда террорлуқ билән әйибләватиду." Николис әпәнди бүгүнгә қәдәр уйғур мәсилиси һәққидә көп қетим пикир баян қилған. У бурунқи ипадилиридә ялғуз хитайниң тинчлиқ шәкилдики қаршилиқларни террорлуқ билән әйиблишини тәнқид қилған әмма, қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлирини ақлап ипадә билдүрмигән иди. У, бу қетимқи сөзидә, хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ қаршилиқни террорлуқ билән әйибләшкә болмайдиғанлиқини билдүргән. У дуня кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң хитай мутәхәссисидур.
Уйғурлар мурасимни өйидә олтуруп телевизорда көрүшкә буйрулди
юқириқи хәвәрләрдә билдүрүлишичә, хитай олимпик арқилиқ дуняға оз дөлитиниң қудритини көрситиш койида болуватқан болса, олимпик мәшилини уйғур райониға әкилиш арқилиқ өз һакимийитиниң уйғур районидики сағламлиқини көз - көз қилмақчи иди. Әмма чәтәл мухбирлири уйғур районида хитай тәшвиқатидин пүтүнләй әксичә бир вәзийәтни көргән.Бу һәқтә, франсийә ахбарат агентлиқиниң мухбири дән мартин мундақ язиду: "мәйданда 3000 ға йеқин киши җуңго алға, олимпик алға дәп шуар товлаватиду. Буларниң һәммиси дегүдәк хәнзулар, уйғурлар йоқ дийәрлик. Мәйданни сақчилар, әскәрләр қоршавға еливалған, сақчи апшаркилири болса, шәһәрниң уйғур кочилирини пурап йүрүйду."
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқи мундақ язиду: " мәйдандики чоң бир лозункида, 'милләтләр иттипақлиқи яшисун' дәп йезиқлиқ, телевизор икранидиму, 'шинҗаңдики 47 милләт қериндаштур' дәп йезиқлиқ, әмма хитай һөкүмити, уйғурларни мурасимни өйидә олтуруп телевизорда көрүшкә чақирған."
Чәтәл мухбирлириниң диққитини тартқини, мурасимниң дағдуғисиға әмәс бәлки, райондики йәрлик хәлқ болған уйғурларниң мәшәл узутушқа пәрвасизлиқи болған. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқи қәшқәр кочисида бир уйғур аялни зиярәт қилғинида, бу аял "бу мурасимға мән қизиқмаймән һәм қарши алмаймән" дәп җаваб бәргән. Бирләшмә агентлиқ хәвиридә үрүмчидә мәшәл күтивалғучиларниң һөкүмәт тәшкиллигән ишчи - хизмәтчи вә оқуғучилар икәнликини әскәрткән.
" Шинҗаң - бу райондики 8 милйондин артуқ уйғурниң ана маканидур "
Хәлқара хәвәрләрдә омумйүзлүк тәкитләнгини, бу нөвәт уйғур районида мәшәл мурасими мунасивити билән шәкилләндүрүлгән муқимлиқниң хәлқниң райиға асасланған тәбиий муқимлиқ әмәс, бәлки тәһдит вә бастуруш арқилиқ шәкилләндүрүлгән суний муқимлиқ икәнликидур. Йәршари вақти гезити, мурасимдин аввал, уйғур районида кишиләргә вәтәнпәрлик тәрбийиси нами астида әгитмә тәһдит елип берилғанлиқи, уйғурларниң паспортиниң йиғивелинғанлиқи, районда омумйүзлүк тутқун елип берилғанлиқи баян қилинған.Тәйвәндә чиқидиған боғаз вақти гезитидә мундақ дейилгән : " елинған бихәтәрлик тәдбирлириниң қаттиқлиқи, бу райондики сиясий вәзийәтниң назүклиқини көрситиду. Хәнзулар иқтисадий җәһәттин монопол қиливалған шинҗаң - бу райондики 8 милйондин артуқ уйғурниң ана маканидур."
Франсийә ахбарат агентлиқи, райондики вәзийәттин мундақ хуласә чиқарған: " уйғурлар сиясий җәһәттин тамамән қулға айланған. Уларниң һечқандақ бир инсаний һәқ - һоқуқидин сөз ечиш мумкинсиз."
" Хитайниң шинҗаңда һәр милләт иттипақ дегини ялған "
Хоңкоңда турушлуқ хитай инсан һәқлири көзәткүчиси николис бикколин, бу вәзийәт һәққидә мундақ дегән : "хитай мурасимға тәйярлиқ қилиш үчүн наһайити көп зәхмәт чәккән. Елинған бихәтәрлик тәдбирлири, шуни ениқ баян қилидуки, хитайниң шинҗаңда һәр милләт иттипақ дегини ялған. Демәк хитай, йәрлик хәлқниң өзлирини халимайдиғанлиқини ениқ билиду."Бүгүнки дуня хәвәрлиридә омомйүзлүк уйғурларниң узундин бери хитай һакимийитиниң зулумиға учрап кәлгәнлики, уларниң мустәқиллиқ күришини изчил давамлаштуруп келиватқанлиқи, хитайниң уйғур районини нопус җәһәттин толуқ хитайлаштурушқа урунуш билән биллә районда ассимилатсийә сияситини йүргүзиватқанлиқи баян қилинди.
" Хитай һөкүмәткә қарши қораллиқ һәрикәтни хата һалда террорлуқ билән әйибләватиду"
Хәвәрләрдә йәнә, 19 яшлиқ уйғур қизи гүзәлнур турдиниң бу йил 3 - айда олимпиккә қарши айропилан қачурушқа урунғанлиқи, һаҗимуһәммәд қатарлиқ 45 нәпәр яшниң алдинқи айда террорлуқ билән әйибләнгәнлики һәққидики хәвәрләр әсләп өтүлди.Николис әпәнди бу һәқтә бирләшмә агентлиқиға мундақ дегән: "хитай узундин бери, иҗтимаий җинайәтләрни, тенчлиқ шәклидики өктичиликни вә һөкүмәткә қарши қораллиқ һәрикәтни хата һалда террорлуқ билән әйибләватиду." Николис әпәнди бүгүнгә қәдәр уйғур мәсилиси һәққидә көп қетим пикир баян қилған. У бурунқи ипадилиридә ялғуз хитайниң тинчлиқ шәкилдики қаршилиқларни террорлуқ билән әйиблишини тәнқид қилған әмма, қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлирини ақлап ипадә билдүрмигән иди. У, бу қетимқи сөзидә, хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ қаршилиқни террорлуқ билән әйибләшкә болмайдиғанлиқини билдүргән. У дуня кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң хитай мутәхәссисидур.