Хитай олимпики вә уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлири

Бу йил 3 - айниң 3 - күни уйғур вәтинидә „вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш курси" йолға қоюлған иди. Уйғур сиясийонлири хитайниң бу һәрикитини „миңә тазилаш оператсийиси" дәп атиди. 5 - Айниң 1 - күнидин башлап, йәнә 26 - қетимлиқ "милләтләр иттипақлиқи ейи паалийити" йолға қоюлди.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.05.08

 Хитай ахбаратлирида бу паалийәтләрниң түп мәқситиниң муқимлиқни әмәлгә ашуруштин ибарәт икәнлики көрситилмәктә. Уйғур диярида муқимлиқ әмәлгә ашамду?

Уйғурлар вәқә пәйда қилиши мумкин

Бу йил март айлирида тибәтликләрниң һәрикити қозғилиштин илгирила, хитай һөкүмити уйғурларниң бейҗиң олимпикигә қарши террор һәрикәтлири билән шуғуллиниватқанлиқини ашкарә елан қилған иди. Хитайниң 1 - айдин 4 - айғичә үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа вә хотән қатарлиқ районларда йүз бәргән вәқәләрни, уйғур террористлириниң қаршилиқ һәрикәтлири катигорийисигә киргүзүп хәлқ араға бәргән баянатлири ғәрб мәтбуатлириниң диққитини тартқан. Болупму, йеқинда интерпол (хәлқара сақчи)ниң бейҗиң олимпикиниң террор һуҗумиға учраш еһтималиниң юқирилиқи һәққидики агаһландуруши вә бу тәһдитниң әл - қаидә гуруһи билән һәмкарлашқан уйғур террористлиридин келидиғанлиқи тоғрисидики мәлуматлар 24 - 25 - апрелдин буян ғәрб ахбарат саһәсидә техиму җәлип қиларлиқ бир темиға айланди.

Германийидики „дуня гезити", "әйнәк" зорнили, з д ф телевизийә қанилиға охшаш тәсирлик ахбарат васитилириму бу һәқтә учурлар вә мулаһизиләр елан қилди. Уйғур сиясийонлири болса, бу сәвәблик уйғур диярида қаттиқ бастуруш һәрикитиниң йәниму күчәйгәнликини тәкитләшти.

Әмма хитайниң қаттиқ бастуруш сияситини әйибләп кәлгән бәзи ғәрб сиясийонлири хитайни агаһландуруп, зораванлиқниң мәсилә һәл қилишниң йоли әмәсликини, әгәр хитай уйғурлар кәби аз санлиқ милләтләргә қарита давамлиқ зорлуқ вастилирини қоллинип идарә қилмақчи болса, зулум астида қалған, өз авазини дуняға йәткүзәлмәйватқан аҗиз милләтләрниң олимпиктин ибарәт бу пурсәттин үнүмлүк пайдилинип өз ирадисини намайән қилишқа урунуши мумкинликини оттуриға қоюшмақта.

Хитайниң ғәризи ениқ

2003 - Йили америка вә б д т намәлум "шәрқий түркистан ислам һәрикити" тәшкилатини террор тизимликигә киргүзгәндин буян, шәрқий түркистандики нурғунлиған қаршилиқ һәрикәтлириниң террор намида қаттиқ бастурулуп кәлгәнлики һәммигә аян, шундақла чәт`әлләрдики уйғур миллий һәрикити вә униң рәһбәрлириниңму террор билән қарилинип, таки бүгүнгичә хитайниң тәһдитигә дуч келиватқанлиқи һәм дуняға мәлум. Хитай бу арқилиқ зади немигә еришти?

Д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, алди билән хитайниң бу нәйриңиниң ғәрб әллиридә изчил карға кәлмигәнликини вә ғәрб демократик әллириниң хитайниң бу сияситиниң маһийитини билип йәткәнликини тәкитлиди.

Әсқәрҗан әпәнди йәнә, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан террор төһмитиниң олимпиктин илгирики қаттиқ бастуруш сияситини хәлқарада қанунлаштурушни мәқсәт қилған болсиму, әмәлийәттә тамамән сахта көрүнүшләрни мәнбә қилғанлиқи үчүн, хитайниң чойлида тохтиғудәк бир дәлил - испатни һазирға қәдәр көрситәлмәй, өз ғәризини ашкарилап қоюватқанлиқини әскәртти. Хитай елан қилған тибәтликләрниң террор һуҗуми пиланлиғанлиқи тоғрисидики мәлуматиниң сахтилиқиниң ашкарилиниши, хитайниң уйғурларға артиватқан төһмәтлириниң асассизлиқини испатлаш ролини ойниған.

Немила болмисун, уйғурлар мәсилисиниң хәлқ`арада зор тәсир пәйда қилидиғанлиқи мөлчәр ичидә турмақта. Сиясий анализчилар, өз дәрдини дуняға аңлиталмиған пәләстинликләрниң 1933 - йили германийидә өткүзүлгән олимпик мусабиқисида вәқә пәйда қилип, пәләстин мәсилисини дуня сиясий сәһнисигә елип чиқиш мәқситигә йәткәнликини мисал қилишмақта.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.