Америка, хитай - пакистан ядро һәмкарлиқ пиланиға б д т ниң арилишишини тәләп қилди
Мухбиримиз әркин
2010.09.22
2010.09.22
AFP Photo
Америка , һиндистан қатарлиқ дөләтләр хитай билән пакистанниң ядро саһәсидики һәмкарлиқини узундин бери көзитип келиватқан иди. Бу қетим хитайниң пакистанға йеңи ядро реактори қуруп беришни қарар қилиши бу дөләтләрниң диққитини қозғиди. Америка бу содиға б д т ниң арилишишини тәләп қилған.
Бәзи анализчилар бу дөләтләрниң хитай - пакистан арисидики ядро һәмкарлиқидин биарам болушиға йетәрлик сәвәблири барлиқини илгири сүрмәктә.
Хитайниң бир ядро енергийә ширкити алдинқи күни пакистанға йеңидин миң мега ватлиқ чоң типтики ядро реактори қуруп беридиғанлиқини елан қилғандин кейин, бу мәсилә дәрһал америка, һиндистан қатарлиқ пакистандики ядро әслиһәлириниң бихәтәрликидин әндишә қилидиған дөләтләрниң диққитини қозғиди. Америка дәрһал ипадә билдүрүп, хитай - пакистан арисидики мәзкур қурулуш чоқум хәлқара атом енергийә оргининиң назарити астида елип берилиши керәкликини тәкитлиди.
Дүшәнбә күни, америка "вол стерит жорнали" қатарлиқ бәзи чоң гезитлар хитай ядро санаити гуруһиниң муавин баш директори йө җйәнгаңниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитайниң пакистанға миң мега ватлиқ бир ядро реактори қуруп бәрмәкчи болуватқанлиқи, икки тәрәпниң сөһбәт елип бериватқанлиқини илгири сүргән иди. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси җяңйүй, сәйшәнбә күни миң мега ватлиқ чоң типтики мәзкур ядро реактор қурулушидин хәвири йоқлиқини билдүргән болсиму, лекин хитай - пакистан ядро һәмкарлиқи мунасивәтлик дөләтләр арисида талаш - тартиш қозғиди.
Талаш - тартишниң мәркизи хитай мәзкур ядро реактор қурулушида хәлқара ядро материяллири комитетиниң тәстиқини елиш керәкму - йоқ дегән мәсилидур. Америка әмәлдарлириниң чаршәнбә күни әскәртишичә, пакистан йәр шари ядро қораллирини чәкләш шәртнамисиға имза қоймиған бир қанчә дөләтниң бири. Шуңа хәлқара ядро материяллири оргини хитайниң мәзкур пиланиға арилишиши керәк. Лекин, хитай тәрәпниң әскәртишичә, җоңгу - пакистан оттурисидики ядро һәмкарлиқида хитай хәлқара комитетниң тәстиқини елиш һаҗәтсиз.
Түркийә һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, хитай мәсилилири мутәхәссиси әркин әкрәм, пакистанниң бурун башқа дөләтләрни ядро материяллири вә ядро техникиси билән тәминләш тарихий барлиқи вә шундақла радикал исламниң тәһдити қатарлиқ сәвәбләрдин, америка қатарлиқ дөләтләрниң әндишә қилишиға йетәрлик сәвәби барлиқини билдүрди.
Хитай бурун пакистан билән исламабадниң 180 километир ғәрбий - җәнубидики чәшмә ядро истансисида 4 ядро реактори қуруп беришкә пүтүшкән иди. Бу ядро реакторлириниң бири бурун пүтүп рәсми ишқа киришкән. Йәнә бир реактор пүтүп синақ басқучида туриватқан иди. Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни қалған икки ядро реактор қурулушиниң рәсми башлинидиғанлиқи, хитай ядро ширкитиниң қурулуш елип беришиға рухсәт қилинғанлиқини елан қилди.
Җяң йүйниң әскәртишичә, бу икки ядро реактор қурулуши пакистан билән хитайниң 2003 - йили имзалиған ядро һәмкарлиқ келишими асасида елип берилидиған болуп, йеңидин қурулидиған 3 вә 4 - номурлуқ реакторларниң һәр бири 300 мегават ток ишләпчиқириш иқтидариға игә икән. Җяң йүй сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида, "җоңгу бу қурулушқа мунасивәтлик тәпсили әһвалларни хәлқара атом енергийә идарисиға мәлум қилди вә бу органни мәзкур қурулушниң бихәтәрлик вә көзитиш ишлириға тәклип қилди" дегән.
Лекин, америкиниң бу мәсилидики мәйдани хитайдин пәрқлиқ болуп, хитай билән пакистанниң ядро һәмкарлиқи чоқум хәлқара ядро материяллирини назарәт қилиш органлириниң көзитиши астида елип берилиши керәк, тәстиқидин өтүши керәк.
Америкиниң ядро бихәтәрлик ишлириға мәсул ярдәмчи дөләт ишлар министири томас дагостино чаршәнбә күни венада мухбирларға баянат берип, хитай билән бу мәсилә үстидә сөзлишишкә башлайдиғанлиқи вә хәлқара ядро материяллири оргинини ишқа салидиғанлиқини илгири сүрди. У, "биз ядро әслиһәлири оргинини пүтүн күчимиз билән ишқа салимиз. Биз бу органдики барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип, хитай билән пакистан яки башқа дөләтләр арисида имзаланған конкрет ядро келишимлирини һәл қилимиз," дәйду.
Хитай дуняда пакистан билән ядро һәмкарлиқи елип бериватқан вә пакистанниң ички муқимсизлиқиға қаримай, униңға мәбләғ селиватқан бирдин бир чоң дөләт. Әркин әкрәмниң әскәртишичә, хитайниң пакистан билән болған кәң даирилик һәмкарлиқи, кәшмир мәсилисидә пакистанни қоллиши қатарлиқ сәвәбләр пакистанниң хитайға тайинишини күчәйтип, бу униң уйғур мәсилисидә хитай билән һәмкарлишишиға түрткә боливатиду.
Хәлқара ядро материяллири комитети 1975 - йили қурулған болуп, хитай бу органға 2004 - йили қатнашқан иди. Мәзкур органниң бәлгилимисигә асасән америка, хитай русийә, франсийә, әнглийә қатарлиқ ядро қораллар кулубиға әза 5 дөләттин башқа әлләр ядро материяллирини импорт қилса, чоқум хәлқара ядро материяллири комитетиниң назаритини қобул қилиши керәк. Пакистан, бу шәртнамиға имза қоймиған исраилийә, һиндистан вә шимали корийә қатарлиқ аз сандики дөләтләрниң биридур.
Америка 2008 - йили һиндистан билән ядро келишими имзалиғанда мәзкур органниң тәстиқини алған. Америка қатарлиқ дөләтләр хитайниң пакистанға ядро реактор қуруп бериштин бурун бу органниң тәстиқини елишни тәләп қилмақта. Лекин, хитай пакистан билән чәшмә ядро истансисида қурмақчи болған 3 вә 4 - номурлуқ ядро реактор қурулуши хитай хәлқара ядро материяллири комитетиға әза болуштин бурун пүтүшүп қойған иш икәнликини илгири сүргән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.