Хитай пиланлиқ туғут сиясити дуня екологийилик муһитини қоғдашниң һәл қилғуч тәдбириму?

AFP Photo
Мақалидә нуқтилиқ һалда хитайниң пиланлиқ туғут сиясити мәдһийиләнгән болуп, аптур хитайни пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ дуня екологийисигә зор төһпә қошуватиду дәп мәдһийлигән. У мақалисидә инсанийәтниң кишини биарам қилидиған бир һәқиқәт билән қаршилишиватқанлиқини, дуня келиматиниң мәйли иссип кетиши вә яки совуп кетишини болсун, һәммисини дуня нопусиниң ешип кетиши кәлтүрүп чиқириватқанлиғини илгири сүрүп, хитай һөкүмити туғутни интайин қаттиқ контрол қилған әһвал астида, дуня бойичә һәр 4 күндә бир милюн бовақ туғулуватиду, шуңа хитайниң пиланлиқ туғут сияситини дуня екологийисини яхшилаштики үлгилик сиясәт дәп қараш керәк дегән идийәни илгири сүргән.
Аптур дианә хитайниң пиланлиқ туғут сияситини мәдһийилигән бу мақалисидә йәнә, бир хәлқаралиқ тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқат нәтиҗисини нәқил кәлтүрүп, "әгәр һазир дуня бойичә хитайдәк һәр бир аилә бир пәрзәнтлик болуш сиясити йолға қоюлса,2050 - йилиға барғанда дуня нопуси һазирқи 6.5 Милярдлиқ ешиш сүритидин төвәнләп 5.5 Милярдлиқ сәвийәни сахлап қалған болатти. 2075 - Йилиға барғанда бу хил ешиш сәвийиси 3.43 Милярдқа чүшкән болатти. Әгәр бундақ болғанда дунядики орманлиқлар, өсүмлүкләр, деңиз - окянлар вә һаваниң булғиниши қоғдап қелинип, инсанийәтниң турмуш сәвийәсини юқири көтәргили болатти. Әгәр буниң әксичә болғанда йәни дуняда нопус контрол қилинмиғанда 2050 - йилиға барғанда дуня нопуси тез сүрәттә ешип, 9 милярдқа йетиши мумкин," дәп язиду.
Бу мақалә елан қилинғандин кейин җәмийәттә күчлүк инкас қозғиди. 3 Күнгә йәтмигән вақт ичидә, дөләтлик почта гезитигә бу мақалиға қарита йезилған инкас характерлик мақалиләрниң сани 10 ға йәтти. Ундин башқа бу гезитниң бу мақалә һәққидики пикир - инкаслар сәһиписидиму хитайниң пиланлиқ туғут сияситини дуня екологийисини түзәштики бирдин - бир чарә дейишкә боламду дегән муназириләр давам қилмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.