'Хитай, қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдашниң орниға, уни йәр билән йәксан қилмақчи'

2003 - Йилидин буян хитай йәрлик һөкүмити күчәйтип елип бериватқан қәшқәр қәдимий шәһирини чиқип аһалә көчүрүш һәрикити, бу йилдин башлап техиму кеңәйтилгән болуп, нюйорк вақти гезитидә бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә хитай әмәлдарлириниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, кәлгүси бәш йил ичидә қәдимий қәшқәр асасән чеқилип болидикән.
Мухбиримиз җүмә
2009.06.02
Qeshqerni-Cheqish-Xitay-Pilani-305 Сүрәт, аптор майкил вайнис ниң "хитай қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдашниң орниға, уни йәр билән йәксан қилмақчи" намлиқ мақалисида берилгән сүрәтләрдин өрнәкләр болуп, чеқиливатқан қәшқәр шәһириниң кечә вә күндүз мәнзириси вә қәшқәрни қандақ чеқишни пиланлаватқан бир топ хитай енҗинерлириниң нәқ мәйдандики көрүнүшлиридин ибарәт.
Сүрәтләр www.nytimes.com Дин елинди. Аптори майкил вайнис

29 - Май нюйорк вақит гезитидә берилгән "Хитай қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдашниң орниға, уни йәр билән йәксан қилмақчи" Намлиқ мақалидә аптор майкил вайнис, қәдимий йипәк йолиниң муһим түгүнигә җайлашқан, тарихта нәччә чөкүп вә нәччә қайта гүлләнгән бу қәдимий шәһәрниң йәнә вәйран болуш гирдабида турғанлиқини баян қилинған.

Мақалидә тарихчи вә архитектор җорҗ мичелниң " қәдимий йипәк йолидики бостанлиқ шәһәр қәшқәр" намлиқ китабидики қәшқәр " оттура асияниң һәр қандақ йеридикигә қариғанда әң яхши сақлинип қалған исламчә әнәниви шәһәрләрниң әң типик үлгиси" дегән қурлар нәқил қилинған вә " шәһәр әмәлдарлириниң билдүрүшичә, кәлгүси бәш йил ичидә улар бу шәһәрниң гүзәлликигә тәсир көрситип турған 85 пирсәнт йерини чақидикән" дейилгән.

Хитай һөкүмәт даирилириниң қәдимий қәшқәр районини чеқип йөткәштә көрсәткән бирдин ‏ - бир баһаниси кона кесәк өйләрни чеқип йөткәп " йәр тәврәш апитиниң алдинқи елиш" болуп, германийидә яшайдиған сиясий паалийәтчи шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси күрәш атахан мәзкур баһаниниң хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мақуллуқини қолға кәлтүрүштики йүзә чариси икәнликини илгири сүрди.

Мәзкур мақалини оқуғандин кейин, калифорнийилик инглиз тили тәләппуз мутәхәссиси вә рид институтида диншунаслиқ бойичә бакалавирлиқ унвани алған Мириам җ вуд ханим америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, президент обамани қәдимий қәшқәрни қоғдап қелишта тәдбир қоллинишқа дәвәт қилған вә гәрчә хитай көп миқдардики америка дөләт зайомини сетивалған дөләт болсиму, әмма хитайниң мәзкур салаһийити, бизни пүткүл инсанийәт аилисигә, биз һәммимизгә тәвә болған мәдәний мирасларниң чеқилишқа қарши пикри баян қилиштин тосуп қалмаслиқи керәк" дәп хитаб қилған.

Қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилишиға, бир қисим хитай зиялийларму қарши пикир баян қилған болуп, мақалидә көрситилишичә, бейҗиңға җайлашқан аммиви тәшкилат мәдәний мирасларни қоғдаш мәркизиниң директори ву ли" мәдәний вә тарихи нуқтидин елип ейтқанда , уларниң мәзкур пилани интайин әхмиқанә болуп, йәрлик хәлқниң нуқтисидин ейтқанда бу вәһшиянә һәрикәт" дәп көрсәткән.

Қәдимий қәшқәрниң чеқилишиға нисбәтән әндишилирини оттуриға қойған сиясий паалийәтчи күрәш атахан, қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилиши билән униңға яндашқан бир идеологийиниң вәйранчилиққа учрайдиғанлиқини билдүрди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.