Хитай, рабийә қадир ханимниң австиралийә зиярити хәвиридин олтуралмай қалди
Мухбиримиз әркин
2009.07.29
2009.07.29
Youtube Дин елинди.
Уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханим пат йеқинда австиралийини зиярәт қилип, 8 - авғуст күни милборинда өткүзүлидиған австиралийә хәлқара филим фестивалиға тәклип билән қатнишиду. Рабийә қадир ханимниң австиралийә хәлқара филим фестивалиға қатнишиш пилани австиралийилик филим режисори Jeff Danail ишлигән рабийә қадир ханимниң һаятиға аит "муһәббәтниң 10 шәрти" дегән филим билән мунасивәтлик болуп, мәзкур филим 8 - авғусттики хәлқара филим фестивалиға қатнаштурулатти.
Австиралийә хәлқара филим фестивалиниң мәсули ричард мор рабийә қадир ханимни филим фестивалиға тәклип қилған иди. Бу вәқә "үрүмчи қирғинчилиқи" хәлқарада зор ғулғула қозғап, вәқәни тәкшүрүш елип бериш һәққидики чақириқлар күчийиватқан, лекин хитай һөкүмити "үрүмчи вәқәси" гә рабийә қадир ханимни "җавабкар" дәп әйибләп, униң чәтәлләрдики паалийитини тосуш үчүн дипломатик урунушларда болуватқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Рабийә қадир ханим болса, үрүмчидики вәқәниң уйғурларға қарши елип берилған "ирқий тазилаш" җинайити икәнликини тәкитләп, б д т ниң тәкшүрүш өмики әвәтип, вәқәдә өлгән вә из дирәксиз йоқап кәткән 10 миң уйғурниң ақивитини сүрүштүрүшни тәләп қиливататти. Рабийә қадир ханим бу чақириқини японийә пайтәхти токйодики японийә дөләтлик ахбарат кулубида чақирған мухбирларни күтүвелиш йиғинида тәкитлигән.
Австиралийә мәтбуатлириниң хәвәригә қариғанда, хитайниң австиралийидики баш әлчиханиси канберра һөкүмити билән алақилишип, рабийә қадир ханимниң австиралийә зияритигә қарши наразилиқини ипадилигән. "Австиралийә" гезитиниң бу һәқтики бир хәвиридә канберрадики хитай әлчиханисиниң австиралийә ташқи ишлар министирлиқи билән дипломатик алақидә болғанлиқини, австиралийә ташқи ишлар министирлиқидики исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәлдарниң бу хәвәрни түнүгүн мәзкур гезиткә ашкарилиғанлиқини язди.
Австиралийә ташқи ишлар министирлиқидики бу әмәлдар мундақ дегән": бу мәсилә үстидә канберра билән бейҗиң арисида бир қанчә қетим музакирә елип берилди. Лекин биз өз - ара музакириниң тәпсилатини ашкарилимаймиз."
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитайниң рабийә қадир ханимниң австиралийини зиярәт қилишиға шиддәтлик қарши чиқишидики сәвәби рабийә қадир ханимниң австиралийә хәлқиғә үрүмчидики қирғинчилиқни ашкарилайдиғанлиқдур, дәп көрсәтти.
Рабийә қадир ханимниң һаятини тема қилған"муһәббәтниң 10 шәрти" филимниң дректори җон ләвес, бирләшмә агентлиқиға бәргән мәлуматида, рабийә қадир ханимниң келәр чаршәнбә күни мелборинға йетип келидиғанлиқини, униң 11 - авғуст күни пайтәхт канберрадики дөләтлик ахбарат кулубида нутуқ елан қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай рабийә қадир ханимниң кино фестивалиға қатнишишини тосуш үчүн ялғуз дипломатик паалийәт билән чәкләнмигән иди. Бу һәқтики хәвәрләрдә, хитайниң мелбориндики консулханиси австиралийә хәлқара филим фестивалиниң мәсули ричард мор билән алақилишип, рабийә қадир ханимниң филимини фестивалға қатнаштурмаслиқни тәләп қилғанлиқи, лекин хитайниң тәлипи қобул қилинмиғанлиқи, нәтиҗидә хитайларниң мелбориндики фестивалға қатнишидиған 3 хитай филимини чекиндүрүп чиққанлиқи илгири сүрүлгән.
Рабийә қадир ханимниң австиралийә зиярити, кино фестивали вә хитайниң инкасини чөридигән бу бир қатар вәқәләр австиралийә мәтбуатлиридики қизиқ темиларниң бири болуп қалған иди. Бу талаш - тартиш йүз бәргән вақит хитайниң австиралийә рио тинто кан ширкитиниң иҗраийә әмәлдари стерин хуни қолға елиш вәқәси йүз берип, хитай - австиралийә арисидики ихтилап күчәйгән мәзгилгә тоғра кәлгән.
Хитай һөкүмити йеқинда рио тинто ширкитиниң австиралийә тәвәликидики иҗраилийә әмәлдари стерин ху билән йәнә 4 нәпәр хитай пуқрасини дөләт бихәтәрлик мәсилисигә алақидар гуманлар билән қолға алған иди.