Атом бомбиси совет-хитай достлуқиниң бузулушидики асаслиқ амил (3)

Хитайниң тунҗи атом бомбиси пилани вә совет иттипақиниң хитайниң ядро қораллири техникисиға көрсәткән тәсири һәм әмәлий ярдәмлири шуниңдәк буниң совет-хитай мунасивәтлириниң рәқиблик дәвригә киришидә ойниған роли рус, хитай вә ғәрб тарихчилири үчүн қизиқарлиқ тема.
Мухбиримиз үмидвар
2010.12.30
mao-xrushew-305.jpg 1958-Йили авғуст вә 1959-йили өктәбирдики мао билән хрушев сөһбити икки коммунистниң арисидики бошлуқни толдурди.
www.soviethistory.org

Русийә тарихчиси вектор усовниң москвада чиқидиған "время новостей" журнилида елан қилинған "хрушев немә үчүн хитайға ядро бомбисини бәрмиди? атом мәсилиси совет иттипақи билән хитайниң достлуқини қандақ бузди?" сәрләвһилик мақалиси илгири мәхпий тутулған архип материяллири асасида хрушев-мав мунасивәтлириниң бузулушида атом бомбиси амилиниң асаслиқ сәвәб болғанлиқини бир қәдәр әтраплиқ йорутқан әсәрдур.

Мақалидә баян қилинишичә, 1957-йили, совет иттипақи хитай билән атом пилани бойичә келишим түзүп, ишқа киришкән болуп, совет алимлири хитайниң атом саһәсиниң шәкиллиниши вә раваҗлинишида муһим рол ойниған.

Хрушевниң мавниң атом пиланини башта қоллимай, кейин қоллап униңға ярдәм беришидики асаслиқ сәвәб униң коммунизм дунясидики рәһбәрлик салаһийитини күчкә игә қилишта мавниң қоллишиға еришишни үмид қилғанлиқи иди. Мав хрушевниң бу еһтияҗини чүшинип, униңдин атом саһәсигә ярдәм бериш шәртини қойған. Совет алимлири хитайниң тунҗи атом реактор қазини қуруп бәргән вә хитай мутәхәссислирини тәрбийиләш билән уларни исхима вә материяллар билән тәмин әткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.