Хитай сақчилири тутқун қилған или педагогика институти оқуғучилири һәққидики учурлар
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.07
2010.10.07

Муштирилар әвәткән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, радиомиз зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийиниң или педагогика институтиниң 4 нәпәр оқуғучисиниң, өткән һәптә ғулҗа шәһәрлик сақчи идариси вә дөләт аманлиқини қоғдаш әтрити тәрипидин, тутуп кетилгәнлики һәққидә мәлумат алғанлиқини билдүрди.
Биз дилшат ришит тәминлигән учурға асасән, әһвал игиләш үчүн, или педагогика институтиниң қоғдаш бөлүмигә телефон қилдуқ.
Мухбир: мән өткән һәптә сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән мәктипиңларниң 4 нәпәр оқуғучиси һәққидики әһвални игиләй дегән идим.
Қоғдаш хадими: сиз ким болисиз?
Мухбир: мән мухбир, америкидин телефон қиливатимән. Бу оқуғучиларниң әһвалини биләй дегән идим.
Қоғдаш хадими: бу ишниң тәпсилатини биз таза ениқ билмәймиз. Из әң яхшиси ашу сақчиханиға телефон қилип, бу оқуғучилар һәққидики тәпсилий әһвални игиләң.
Мухбир: бу оқуғучилар мәктипиңларниң оқуғучилири икәнғу? силәр өз оқуғучилириңларниң әһвалини билмәмсиләр?
Қоғдаш хадими: оқуғучилар сиртта җедәл чиқирип қолға елинса, бу ишни сирттики җамаәт хәвпсизлик идариси бир тәрәп қилиду. Бу иштин мәнму техи әмдила хәвәр тепип турушум. У оқуғучиларниң немә сәвәбтин тутуп туруш орнида икәнликини таза тәпсилий билмәймән. Из әң яхшиси шу оқуғучиларни тутқан сақчиханидин әһвал игиләң.
Мухбир: бу оқуғучиларни қайси сақчихана тутуп кәтти? улар кимләр?
Қоғдаш хадими: мухбир ханим мән бу иш йүз бәргән мәзгилдә дәм елишта идим, тәпсилий әһвалдин растла хәвирим йоқ.
Мухбир: ундақта ишханида башқилар барму? улардин тәпсилатини сорап бақай. Оқуғучилар башқармисиниң телефон номурини дәп бәрсиңизму болиду.
Қоғдаш хадими: ишханида мәндин башқа адәм йоқ. Башқа бөлүмләрниң телефон номурини билмәйдикәнмән. Әтә мәктәп башлиниду. Бизму вәқәниң тәпсилатини әтә биләләймиз.
Телефонимизни алған бу нөвәтчи хадим, өзиниң бу вәқә һәққидә хәвири барлиқини билдүргән болсиму, әмма һазир дәм елиш мәзгили болғини үчүн, өзлириниң оқуғучиларниң тәпсилий әһвалини игиләшкә амалсизлиқини, бизниң ашу оқуғучиларни тутуп туруватқан сақчиханиға телефон уруп әһвал игилишимизни билдүрүп телефонни қоювәтти.
Или педагогика институтиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир хизмәтчиси зияритимизни қобул қилип, һазир байрам мәзгили болғини үчүн, мәктәптики оқутқучи- оқуғучиларниң бу иштин хәвәрсиз икәнликини, бәлким мәктәп башланғинида, бу иш мәктәп бойичә ақтурулуши мумкинликини билдүрди. У, сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән бу оқуғучилар һәққидики пәризини оттуриға қоюп, уларниң ғулҗа шәһиридә олтурушлуқ уйғурларниң балилири болиши мумкинликини илгири сүрди.
У йәнә, мәктәпниң оқуғучиларға қаратқан башқуруш түзүми һәққидә тохтилип, һазир мәктәптә оқуғучиларға қаритилған башқурушниң илгирикидин күчәйтилгәнликини, мәктәп ичидә җедәл чиқарған оқуғучиларни мәктәп қоғдаш бөлүми бир тәрәп қилидиғанлиқини, әмма мәктәп сиртида җедәл чиқирип, сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән оқуғучиларни һазир сирттики сақчиханиларниң биваситә бир тәрәп қилидиғанлиқини илгири сүрди.
У бу ишниң сәвәби һәққидә тохтилип, өктәбир байрими мәзгилидә, ғулҗиға келидиған саяһәтчиләр йиллардикидин көпийип кәткәнлики үчүн, ғулҗида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилип, сақчиларниң көпәйтилгәнликини, бу оқуғучиларниң бәлким чарлашқа чиққан сақчилар билән җедәллишип қалғанлиқи үчүн, тутуп кетилгән болиши мумкинликини илгири сүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу ишниң маһийити һәққидә тохтилип, буни хитай һөкүмити өз дөләт байрими мәзгилидә уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини техиму күчәйткәнликиниң дәлили, дейишкә болидиғанлиқини илгири сүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.