5 Машина төмүрни оғрилап сатқан икки нәпәр хитай ишчиси тутулди

Мәккә, мина, әрәфат вә муздәлифә қатарлиқ җайлардики төмүр йолда ишләватқан хитай ишчилириниң җинайәтлири вә рәзилликлири арқа - арқидин оттуриға чиқмақта.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.10.26

Сәуди әрәбистанида чиқидиған "әл рияд" гезитиниң 2010 - йили8 - өктәбир күнидики санида: "мәккә мукәррәмә сақчи оргини 5 аптомобил төмүрни оғрилап сетивәткән икки нәпәр хитай ишчисини қолға чүшүрди" дегән темида бир хәвәр елан қилинған.

Хәвәрдә мундақ дәп йезилған: "мәккә мукәррәмә районлуқ сақчи оргининиң чарлаш әтрити муқәддәс җайларниң төмүр йол қурулушида ишләватқан хитай ишлиридин икки кишиниң 5 аптомобил төмүрни сәуди әрәбистанлиқ бир нәпәр қурулушчиға әрзан баһада 33 миң америка доллири қиммитидики мални (125 миң риял пулға тәң) сетивәткәнлик делосини паш қилди. Нәқ мәйданда тутулған хитай ишчилири мәккә мукәррәмә районлуқ сақчи оргининиң әзизийә шөбисидә өзлириниң оғрилиқ җинайитини етирап қилған. Мәккә мукәррә районлуқ сақчи оргини баянатчисиниң гезитимизгә бәргән баяниға көрә, төмүрни оғрилап сатқанлар бу җинайәтни хели бурунла пиланлиған болуп, қара базарлардики келиштүргүчиләрниң васитиси билән базар баһасидин хели бәк әрзан пулға сетивәткән. Төмүрләрни алғучи бу төмүрләрниң оғриланғанлиқини билмәстин алғанлиқини дәва қилип қутулған. Келиштүргүчиләр билән оғрилар сақчи идарисида қамаққа елинған болуп, йеқинда сотқа чиқирилидикән."

Сираҗиддин әзизи билән сөһбәт

Муқәддәс җайлардики төмүр йолда ишләйдиған хитайларниң рәзилликлири вә әхлақсизлиқлири һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үмиди билән вәтәнпәрвәр устаз сираҗиддин әзизигә бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.

Сираҗиддин әзизи мундақ деди: " муқәддәс җайлардики ишчи хитайларниң җинайәтлири буларла әмәс, бәлки гезитләрдә елан қилинғанлири ондин яки йүздин бири болуши мумкин. Елан қилинмиған қилмишлириниңму әлвәттә көплүкидә шәк йоқ. Бу қетим паш қилинған җинайәт бу җайдики ишчи хитайлар садир қилған бир қанчә түрлүк мәсилиләрниң биридур. Қисқиси, мәккиниң чегрисиниң сиртида туруватқан хитайларни мусулман әмәсләр киришкә болмайдиған җайларға билип туруп киргәнлики үчүн чарлаш әтрәтлири тутувалған әһвалларму көп. Хитай ишчилириниң мундақ қилиши тәбиий әһвал. Чүнки хитайлар өз юртлиридиму ишсизлиқ вә башқа сәвәбләр билән оғрилиқ вә башқа җинайәтләрни қилип өгинип қалғанлиқтин бу җайлардиму мундақ җинайәтләрни раһәт қилиду."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.