Германийидә хитай сахта пул содигәрлири сотқа тартилди
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2011.11.28
2011.11.28
Германийә әдлийә органлириниң ашкарилишичә, яврупа бирликиниң пуллиридин бир явро вә икки явролуқ тәңгә пулларниң сахтисини хитайда ясап, германийигә оғрилиқчә елип киргән төт нәпәр хитай содигәрлири илгири - кейин 232 қетим җинайәт садир қилған болуп, җинайәт гумандарлириниң йеши 29 - 46 яшлар арисида икән. Бу сахта пул йөткәш ишлириға һәмкарлашқан ханза (һанса) авиатсийә ширкитиниң үч нәпәр хадимиму бу дилоға четилип сотқа тартилди.
Германийә долқунлири радиосиниң бу тоғрисида 28 - ноябир елан қилған хәвиридә көрситилишичә, хитай сахта пул содигәрлири ясиған тәңгә пуллар әслидә явро бесиш завутлири тәрипидин яврупа әллиридә ишләнгән, әмма сүпитидә мәсилә көрүлүп әткәс қилинған пуллар болуп, хитай содигәрлири бу пулларни дөләтму - дөләт қатрап йүрүп топлап, хитайға апирип қайтидин қораштуруп ясап, германийә қатарлиқ дөләтләргә оғрилиқчә елип киргән һәмдә қәғәз пулларға айландурмақчи болған. Франкфурт тәптиш мәһкимиси башлиқиниң билдүрүшичә, бу пул һаянкәшлириниң бир учи хитайға бағланған. Улар ханза шеркити хизмәтчилирини сетивелип, айродромда алаһидә ишикләр арқилиқ сахта тәңгә пулларни оңушлуқ һалда германийигә йөткәп киргән. Бу йилниң бешида бир нәпәр айропилан хизмәтчисиниң сомкиси ахтурулуп, униң ичидин 9 миң явро тәңгә пул тепилғандин кейин, бу сахта пул дилоси паш болушқа башлиған.
Тәптиш мәһкимиси салаһийити техи ашкариланмиған үч нәпәр ханза авиатсийә ширкити хадимлири билән төт нәпәр хитай содигәрлириниң пул әткәсчилики гуруһини шәкилләндүридиғанлиқини бекиткән. Айропилан хизмәтчилириниң хизмәт қолайлиқидин пайдилинип, хитайниң сахта пуллирини тәкшүрүштин өткүзмәйла айропиланға елип чиқип, германийигә йөткишигә шерик болғанлиқини илгири сүргән. Ханза авиатсийә ширкити сөзчиси германийидә ғулғула пәйда қилған бу мәсилә тоғрисида мәтбуатқа баянат берип “германийә әдлийә тармақлириниң тәкшүрүватқини ханза авиатсийә шеркити әмәс, бәлки үч нәпәр хизмәтчи хадимдинла ибарәт” дәп көрсәткән. Германийидики һәрқандақ сахта тавар, әткәсчилик, көчүрмичилик һадисилириниң хитайларға алақилиқ болуп чиқиши түпәйли германийә пуқралириниң хитайларға болған көз қаришиниң барғансери начарлишиватқанлиқини тилға алған уйғур зиялийси раһилә ханим бу һәқтики пикрини оттуриға қоюп өтти.
Франсийә ахбарат агентлиқи бу йилниң бешида елан қилған учурида, 2007 - йилидин 2010 - йилиғичә хитайдин германийигә йөткәп келингән сахта тәңгә пулниң 29 тонна әтрапида болуп, 6 милйон явру қиммитидә икәнликини ашкарилиған. Бирақ, германийә ахбарат агентлиқиниң сот мәһкимисидин игилигән әң йеңи хәвиридә омуми пул соммисиниң 500 миң явро икәнлики тилға елинған. Бу сахта пул дилоси паш болғандин кейин, яврупа бирлики банкиси пүтүн яврупа бирликигә әза дөләтләргә дәрһал җиддий агаһландуруш елан қилип, сахта тәңгә пуллардин пәхәс болушни уқтурған. яврупа бирлики банкисиниң статистикисиға қариғанда, германийиниң 2010 - йили паш қилған сахта пул дилоси алдинқи йилиға қариғанда 14% ашқан.