Сахтилиқлар дуняси хитай
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.05.01
2008.05.01
Мақалида мундақ дейилгән:" хитайлар дунядики һәр нәрсиниң сахтисини ишләйду вә қоллиниду. Һәтта дөләт вә шәһәрләрниң намлириниму өзлириниң тилиға тәрҗимә қилип қоллиниду. Хитайниң сахта маллири дуняниң һәр қайси җайлиридики ширкәт вә муәссәсиләргә, хусусән шәхсләргә зор дәриҗидә зиян кәлтүрмәктә. Иқтисадшунаслар һазир дуняда нефит баһасиниң өрләп кетишиниң сәвәбчиси хитайлар, дәп қаримақта".
Хитай кәшпиятчи әмәс
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: "хитай дуняда йеңилиқ яратқучи яки иҗад қилғучи бир дөләт әмәс, әксичә башқилар ишләпчиқарған сүпәтлик малларниң сүпитини, тәркибни вә қиммитини бузғучи вә базирини касат қилғучи бир дөләт болуп қалди. Хитай әгәр һәқиқий ишләпчиқарғучи дөләт болидиған болса, аввал өз хәлқиниң иқтисадий мүшкилатлирини һәл қилип, уларниң турмушини яхшилиған болатти. Хитайниң бәзи чоң шәһәрлиридә кишиләрниң йиллиқ кирими нормал һесаблансиму, көп санлиқ районлардики пуқралириниң йиллиқ кирими әң пеқир дөләтләрдики хәлқләрниңкидин пәрқләнмәйду. Улар ишсизлиқ, һәқиқи пеқирлиқта яшайду. Һазир дуняниң һәрқайси җайлиридики базарларни тәкшүрүп көргән кишиләргә аян болидуки, дуня базарлирида хитайниң көк чейидин башқа чиқарған нәрсилириниң һәммиси башқиларниң лайиһисидин пайдилинип сахтилиқ йоллири билән ишләпчиқарған нәрсиләрдур, мәсилән: японниң 'тойота' машинилиридин башлап, мәшһур маркилиқ компйотерларғичә һәммини хитайлар сахтилиқ йоллири билән ишләпчиқармақта."Африқа дөләтлири хитайни ишләпчиқириш дөлити дәп билиду
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:" бәзи африқа дөләтлири хитайни ишләпчиқиришниң макани вә һәр қандақ кәшпиятларниң үлгиси дәп чүшиниду. Әслидә бу хата чүшәнчә уларниң ишларниң һәқиқитини билмәслик яки билмәсликкә селиштин келип чиққан. Чүнки хитайниң ишләпчиқирип дуня базарлирини толдуривәткән хитай маллириниң һечқайсиси өзлириниң иҗадийити яки кәшпияти әмәс. Әксичә дунядики мәшһур маркиларниң сахта нусхилири бәс. Әһвал бундақ турса, биз қандақму бу дөләтни кәшпият вә иҗадийәт дөлити дейәләймиз?""Хитай иқтисадиниң күндин күнгә йүксилип хәлқара базарлириға тәсир көрситиши вә сахта маллири билән дуня базарлирини толдурғанлиқи бизни қайил қилмаслиқи лазим. Чүнки бу иқтисадниң асаси йоқ. Немә үчүн дегәндә, хитайниң ишләпчиқарған нәрсилириниң һәммиси башқиларниң ишләпчиқарғанлириниң сахтиси вә башқиларниң әмгикидур. Бу асаси йоқ игилик дегәнлик."