Хитайниң шаңхәй 6 рамкиси астида елип бериватқан бирләшмә һәрбий маневириниң һәқиқий мәқсити немә? (1)

Техи йеқиндила хитай 2009 - тинчлиқ бурчи намида русийә билән террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневириниң биринчи бөликини өткүзгән иди. Һәрбий ишларға даир хәвәрләргә қариғанда, хитай йәнә нөвәттә 2010 - йили тинчлиқ бурчи бирләшмә һәрбий маневириниң иккинчи бөликини қазақистан билән бирлишип өткүзүш тәйярлиқини көрүватмақта икән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.05
SHANGXEY-6-305 Шаңхәй 6 гуруһиниң президентлири хитайға қилған зийаритиниң биридә.
AFP Photo

Көзәтчиләр, хитайниң қазақистан билән бирлишип өткүзмәкчи болған бу һәрбий маневириниң сиясий истиратегийилик арқа күрүнишиниңму хитайниң райондики уйғур мустәқилчилиригә тәһдит пәйда қилишни мәқсәт қиливатқанлиқи билән бағлап мулаһизә қилмақта.

Хитай һәрбий ишлар тор бетиниң учурлиридин ашкарилинишиға қариғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң " тинчлиқ бурчи" дәп нам бәргән бирләшмә һәрбий маневириниң иккинчи басқучлуқ пиланини түзүш йиғини 24 - июл алматада ахирлашқан. Йиғинда хитай билән қазақистанниң 2010 - йили 9 - айда бирлишип, тинчлиқ бурчи бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқ келишими имзаланған.

Бу һәқтики учурларға қариғанда, маневир қазақистан чегриси ичидә, келәр йили 9 - синтәбирдин 17 синтәбиргичә елип берилиш бәлгиләнгән болуп, маневирға 10 миң әтрапида әскәр қатнаштурулидикән.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида елип берилидиған " тинчлиқ бурчи бирләшмә маневириниң 1 - бөлики хитай ‏ - русийә армийисиниң һәмкарлиқида 26 - июн тамамланған иди. Мәзкур бирләшмә маневириниң үчинчи басқучиниң қәйәрдә өткүзүлидиғанлиқи келәр йили қазақистанда өткүзүлидиған маневирдин кейин, 11 - айда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алматада өткүзүлидиған бихәтәрлик министирлири йиғинида бекитилидикән.

Хитай гәрчә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш һәм һәрбий һәмкарлиқни өз ичигә алған паалийәтлириниң мәқситини илгири,хәлқара террорлуққа қарши һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишни һәм район бихәтәрлики вә әза дөләтләр ортақ мәнпәтлирини қоғдашни мәқсәт қилғанлиқини көрситип кәлгән болсиму, хәлқаралиқ террорлуққа қарши туруш баһанисидә аталмиш үч хил күчләрниң йәни шәрқий түркистан мустәқилчилириниң райондики тәсиригә қарши турушни асаслиқ мәқсәт қиливатқанлиқи хәлқарадики ашкара мулаһизә темиси болуп кәлгән.

Бу қетим хитайниң русийә билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш һарписида 5 - июл үрүмчи вәқәси мәйданға келиши билән хитай һөкүмити " 5 - июл үрүмчи вәқәси шәрқий түркистан террор вә бүлгүнчилириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт вә районларға нисбәтән ортақ мәвҗут болған тәһдити күч икәнликини испатлиди" дәп көрситип кәлмәктә шундақла бу арқилиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләргә қайтидин топлиниш сигнали берип"үч хил күчләр"ниң мәбләғ һәм маддий әшя өткүзүшини чәкләп, уларни районда қамал қилип туруп, бирликтә зәрбә бериш тәшәббусини оттуриға қойди.

Һәтта хоңкоң сумруғ теливизийисиниң зияритини қобул қилған хитай азадлиқ армийиси баш қомандани чең биңде, 25 - июл хитай һәрбий даирилириниң шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә бериш үчүн оттура асияға әскәр киргүзүш ғәризи барлиқини ашкарилиған болуп, у бу һәқтә тохтилип " хитай армийисиниң терролуққа қарши җәң қилиш пухта тәйярлиқи бар, әгәр бирләшкән дөләтләр тәшкилати йол қойса, биз шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида оттура асияға әскәр киргүзсәк болиду" дегән.

Хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида йиллардин бери елип бериватқан бирләшмә һәрбий маневирлири анчә диққәт қозғимиған болсиму, әмма бу нөвәт 5 - июл вәқәсиниң хитай русийә бирләшмә һәрбий маневириниң алдида йүз бериши һәм униңдин кейин хитайниң қазақистан биләнму һәрбий маневир өткүзүшни пиланлиғанлиқи қатарлиқ вәқәләр дуня мәтбуатиниң диққитини тартти.

Мулаһизиләрдә хитай билән русийиниң 2009 - һәрбий маневириниң ениқ қаратмилиққа игә икәнлики йәни аталмиш үч хил күчләргә ортақ зәрбә беришни мәқсәт қиливатқанлиқи оттуриға қоюлди.

Йәнә бәзи мулаһизиләрдә, хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида барғанчә оттура асиядәк истратегийилик әһмийәткә игә районда тәсир күчини турғузушқа тиришиватқанлиқини, аталмиш үч хил күчләргә зәрбә бериш вә яки террорлуққа қарши ортақ күришиниң пәқәт бир баһанә болғанлиқини оттуриға қоймақта.

Хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида елип бериватқан һәрбий һәрикәтлириниң мәқсити һәм тәсирлири һәққидә, түркийә һаҗитәпә университетидики мәркизи асия иситратегийә тәтқиқатчиси әркин әкрәм әпәнди өзиниң мулаһизилирини оттуриға қоюп, оттура асияда қәдимини мустәһкәмләшниң, хитайниң тарихтин буянқи сиясий иситратегийилик арзуси икәнликини, әмма уни сиясий йоллар билән әмәс, һәрбий вә башқа күчигә тайинип реаллиққа айландуруш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, юқирида хитай һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкисида, тәшкилатқа әза дөләтләр билән елип бериватқан һәм елип барғуси бирләшмә һәрбий маневирлириниң һәқиқий мәқсәтлири һәққидә тәйярланған мулаһизә программимизниң алдинқи қисми билән тонуштуңлар, давамини кейинки қетимлиқ программизда тонуштурумиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.