Хитай йемәклири һазир дуняда мислисиз кризис ичидә
Мухбиримиз вәли
2008.10.14
2008.10.14
AFP Photo
Хитайда һазир 'сүт' десә, кишиләрниң чирайи өңүп кетиду. Хитайниң дөләт игиликидики ширкәтлири ишләпчиқирип пүтүн дуняда базарға салған сүт йемәклиридә зәһәр барлиқи ениқланғанлиқи хитай миллити үчүн наһайити қаттиқ зәрбә болди. Һазир чәтәлләрдә туруватқан, йемәкниң тәмини тетишқа зоқмән хитайлар 'хитайда ишләнди' дегән хети бар йемәкни көрсила, ичидә сүт бармиду, дәп ойлайдиған вә уни тетип көрүштин тилини йиғидиған болди. Һәтта өзлирини җуңго билән һәмнәпәс - һәмтәқдир, дәп қәсәм қилидиған вәтәнпәрвәр хитайларму 'хитайда ишләнди' дегән хети бар һәр қандақ мални көрсә чирайи өңиду, зувани тутулуп қалиду.
Хитайлар сүт ичидиған болғанлиқи үчүн 'баяшат турмуш көчүрүватимиз' дәп көрәңләшкә башлиған иди
Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, буниңдин бир нәччә йил бурун, хитай учур вастилири хитайларда калтисий маддиси кам, әгәр күндә сүт ичип бәрсә, бәдинидә кам болған бу мадда толуқлинип күчлинип кетиду, дәп тәшвиқ қилинишқа башлиғандин кейин, хитайлар өйлиридә сүт ичишкә адәтләнди.Балилириға, һамилдар аялларға, яшанғанларға һәр күни сүт ичкүзүшкә әһмийәт беридиған болди. Балилар бағчилирида наштида сүт беридиған болди, мәктәпләрдиму оқуғучиларға сүт беридиған болди. Буниң билән хитайлар, худди дуняда башқилар техи шундақ қилалмиғандәк, өзлиричә 'баяшат турмуш көчүрүватимиз' дәп көрәңләйдиған болди.
Хитайлар әмди өзлири сүт әмәс, бәлки йиллардин буян зәһәр ичиватқанлиқини сәзди
Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, һазир бундақ баяшатлиқниң кәйнидә немә барлиқи аян болған иди.2004 - Йили әнхуйниң фуяң шәһридә 'юғанбаш бала' маркилиқ сүт парашуки делоси паш болғанда, гәрчә хитайлар бундақ зәһәр сүткә писәнт қилмиған болсиму, әмма бу йил 9 - айда 'сәнлу' маркилиқ сүт парашукида зәһәр барлиқи ениқланғандин кейин, шималий америкидики сода сарайлирида 'ақ тошқан' кәмпүт, 'лидүн'сүтлүк чай, , 'меңню'сүт йемәклири, 'йили'сүт парашуки , 'ричиң' нават сүйи , 'тоху гөши қонақ' дегәндәк бир йүрүш хитай йемәклирини сетиш тохтиғандин кейин, хитайлар өзлириниң сүт әмәс, бәлки йиллардин буян зәһәр ичиватқанлиқини, һазир саламәтлик кризисиға дуч кәлгәнликини сезишкә башлиди.
'Чәтәлликләр сүт ичсә күчлинип бәдини таштәк болуп кәтсә, хитайлар сүт ичсә бәдининиң өзидила таш үниду' дегән юмурниң мәнисини чүшәнди. Шуниңдин кейин 'җуңголуқниң җени етибарсиз' , 'хитайда яшимақ тәс' дәп һөкүмәткә наразилиқ ипадиләйдиған тәнқидләр чиқти.
Хитай йемәклири базардин чикиндүрүлгәндә шинхуа агентлиқиниң тәшвиқатлириму керәккә кәлмиди
Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, шуниңдин кейин, хоңкоңда ишләнгән 'венди' маркилиқ сүтлүк чай, 'юәняң'маркилиқ қәһвә, чиңдавда ишләнгән 'қуш чаңгиси'маркилиқ қәһвә, макавда ишләнгән 'лотте'маркилиқ бөлдүргән печиниси, әнхуйда ишләнгән 'юғанбаш бала' маркилиқ сүт парашуки, һәтта америка базидики 'м м' маркилиқ кәмпүт қатарлиқ бир йүрүш сүт йемәклириму базардин чекиндүрүлди.Нюйоркта, һиндунезийидә, австралийидә, канадада, җәнубий асия базарлирида , явропа базарлиридиму ' хитайда ишләнди' дегән хети барлики йемәкләр һәммиси базардин чекиндүрүлди. Шинхуа агентлиқиниң тәшвиқатлириму керәккә кәлмиди.