Хитай ташқи ишлар министири қазақистанда икки күнлүк зиярәттә болди
2010.12.30

Астанидики икки күнлүк сәпәр җәрянида яң җиечи қазақистан рәһбәрлири билән учришип, сиясий, иқтисади вә иҗтимаий саһәләр бойичә икки оттуридики һәмкарлиқ, хәлқаралиқ вә районлуқ бихәтәрлик мәсилилири, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә асиядики бирлишип һәрикәт қилиш вә ишәнч чарилири кеңәшмисигә охшаш хәлқаралиқ тәшкилатларда һәмкарлишишниң муһим мәсилилирини муһакимә қилған.
Қазақистан тодей агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан җумһурийитиниң президенти нурсултан назарбайеф 28-декабир күни хитай ташқи ишлар мәсулини ақордида қобул қилип, икки мәмликәт оттурисидики мунасивәтләрниң истратегийилик әһмийәткә игә икәнликини алаһидә тәкитлигән. Мәзкур агентлиқ шундақла қазақистан рәһбириниң ахбарат хизмити мәлуматлириға таянған һалда, н. Назарбайеф вә яң җиечиниң икки оттуридики һәмкарлиқ вә хәлқара вәзийәтниң көплигән мәсилилирини муһакимә қилғанлиқини баян қилған. "Қазақистан вә хитай арисидики мунасивәтләр истратегийилик әһмийәткә игә. Биз дөләтлиримиз оттурисидики достлуқ, ишәнч вә қошнидарчилиқни юқири баһалаймиз. Хитай дуняви иқтисади кризис дәвридә қазақистанға көп ярдәм көрсәтти.
Биз көп саһәләрдә, йәни енергийидә, транспортта һәмкарлишиватимиз, һазир болса биз, болупму қазақистанниң санаәт программисини әмәлгә ашуруш даирисидә бирлишип һәрикәт қилишни техиму күчәйтишни халаймиз" дегән иди қазақистан рәһбири.
Хитай вәкили яң җиечи болса өз нөвитидә мундақ дегән: "биз 2011-йили астанада шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң учришишини алий дәриҗидә өткүзүшниң зөрүрлүкини муһакимә қилдуқ. Мән нурсултан назарбайефни униң рәһбәрликидә қазақистанниң асасән иҗтимаи-иқтисади тәрәққиятта, районлуқ вә кәң даиридики бихәтәрликни вә турақлиқни тәминләштики утуқлири билән тәбриклидим, шундақла йеңи йилда, қазақистан мустәқиллиқиниң 20 - йиллиқида йәниму мувәппәқийәтләр қазинишини вә гүллинишини тилидим."
Зиярәт давамида ян җиечи шундақла қазақистан юқири палата вә мәҗлисиниң рәһбәрлири қасим җомарт тоқайеф вә орал мухамедҗаноф билән көрүшүп, икки дөләт вә икки тәрәплимилик парламент мунасивәтлири һәққидә музакирә йүргүзгән.
"Казахстанская правда" гезитидә елан қилинған елена козинсеваниң "сүпити истратегийилик вә үнүмлүк" дегән мақалисидә ейтилишичә, ян җиечи нурсултан назарбайефқа қазақистанниң ташқи ишлар министири қанат саудабайеф билән болған учришишиниң йәкүнлирини баян қилған.
Мәлум болушичә, қанат саудабайеф икки дөләт рәһбәрлириниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини орнитиш вә раваҗландуруш тоғрилиқ бирләшмә һөҗҗәт қобул қилғанлиқиға бу йили бәш йил толидиғанлиқини тәкитлигән. У шундақла мәзкур һөҗҗәтниң пәқәт икки тәрәплимилик мунасивәтла әмәс, бәлки район даирисидиму тинчлиқ вә турақлиқ муһитини бәрпа қилишта муһим әһмийәткә игә икәнликини илгири сүргән. Улар сода-иқтисад саһәсидә йәниму һәмкарлишишниң кәң программисини әмәлгә ашуруш бойичә вәзипиләрни муһакимә қилған. Асасий җәһәттин енергийә саһәсидики лайиһиләргә, хитайға йеза игилики мәһсулатлирини експорт қилишқа көпрәк нәзәр ағдурулған.
Мақалидә шундақла икки дөләт ташқи ишлар министирлириниң хәлқаралиқ тәшкилатларда, асия-тинч окян райони бойичә һәр хил мәзмунларда буниңдин кейинму бирлишип һәрикәт қилишниң зөрүрлүкини тәкитлигәнлики һәққидә ейтилған. Улар "үч хил күч" кә қарши бирлишип күрәш қилишта мәқсәтлириниң бир икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән. Министирлар 2011-йили қазақистанда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 10 йиллиқ йиғинини, 2012-йили хитайда тәшкилатниң нөвәттики чарә-тәдбирлирини өткүзүш йиғинини қоллайдиғанлиқи вә уларға актип қатнишидиғанлиқи һәққидә өз - ара келишкәнликини тәкитлигән. Қазақистан вә хитай ташқи ишлар министирлириниң музакирилири давамида қобул қилинған 2011 -, 2013 -йиллиқ һәмкарлиқ һәққидики баянатида икки дөләт оттурисидики истратегийилик һәмкарлиқниң мәқсәт-вәзипилири әкс етилгән.