Шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралиқ мәтбуатларда әкс етиши вә тәтүр тәшвиқат мәсилиси

Тәтүр тәшвиқат шәхс вә җәмийәтләрни мәлум тәрәпкә йүзләндүрүш үчүн ялған мәлумат яки хәвәр тарқитиш болуп, әң муһим вә қарши тәшвиқат васитилиридин бири һесаблиниду.
Мухбиримиз арислан
2010.05.27
Urumqi-xitay-piqaq-esker-qatil-305 Сүрәттә, 14 - ийул, дөң көврүк базириниң йенида, қораллириға өткүр тиғларни бекитип, уйғурларға қарши постта турған хитай қораллиқ сақчилиридин бири.
AFP Photo

Йеқинда инсаний ярдәм вәхпи тәрипидин нәшр қилинған, 'һөр шәрқий түркистан' намлиқ мақалиләр топлими уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йезилған 18 парчә илмий мақалини өз ичигә алған болуп, бу мақалиләр топлимидин, әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктур әркин әмәтниң 'шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралиқ мәтбуатларда әкс етиши вә тәтүр тәшвиқат мәсилиси' дегән темида язған мақалисидин арийә тәқдим қилимиз.

Бу мақалидә асаслиқи, хитай коммунист һакимийитиниң шәрқий түркистанда йүргүзгән хата сиясәтлирини хәлққә тоғра көрситиш үчүн елип бериватқан тәтүр тәшвиқатлири вә хитайларниң шәрқий түркистанда ахбарат әркинликигә қайси дәриҗидә чәклимә қойғанлиқи дәлил испат билән ечип ташланған.

Мақалә мундақ башланған: дунядики пүткүл аммивий учур алақә васитилириниң кәспий вә әхлақий роли мәлумат бериш вә хәвәр тарқитиштинла ибарәт болуп, қачаники бу функисийә мәлумат вә хәвәр тарқитиштин шәкил бериш вә мәлум тәрәпкә йүзләндүрүлүшкә башлиса, әнә шу вақиттин башлап һәм кәспий, һәм әхлақий ролидин айрилған болиду. Болупму, шәхс вә җәмийәтләрни мәлум тәрәпкә йүзләндүрүш үчүн ялған мәлумат вә хәвәр тарқитиш (тәтүр тәшвиқат), бир аммивий учур алақә васитиси үчүн ейтқанда, бәкму хата вә әхлақсизлиқ һесаблиниду.

Мақалидә хитай һакимийитиниң тәтүр тәшвиқат қилишта ялғанчилиқни йошуруш маһаритиниң юқири икәнликини оттуриға қоюп мундақ дейилгән:

Хитай җумһурийити 61 йилдин бери шәрқий түркистандики ишғалийитини йоллуқ көрситиш вә (өзиниң) һәқлиқ икәнликини оттуриға қоюш үчүн қаттиқ тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә. Хитай коммунист партийисиниң өзигә бағлиқ болған 56 қаналлиқ кктв вә башқа мәркизий вә йәрлик миңлиған тәшвиқат органлириниң ярдими билән хәлқ аммисини шәрқий түркистанниң ишғалийити һәққидә қайил қилғанлиқини көрүвелишқа болиду. Шуңа хитай хәлқи шәрқий түркистанни өз земини дәп билмәктә. Буниң нәтиҗисидә, 5 июл вәқәси җәрянида намайишқа чиққан хитайлар: "уйғурлар шинҗаңдин йоқалсун, түркийигә кәтсун!" дәп шуар товлашти. Әмма хитай һөкүмитиниң 61 йилдин бери уйғурлар һәққидә йүргүзүп келиватқан тәтүр тәшвиқатини бәкму үнүмлүк болди дәп қариғили болмайду. 5 Июл вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити дуня уйғур қурултийи вә рабийә қадирни қарилап, бу вәқәни рабийә қадирниң кәлтүрүп чиқарғанлиқиға даир дәлил барлиқини елан қилған болсиму, өзи қилған қәтлиамни йоллуқ көрсәткидәк һечқандақ дәлил испат оттуриға қоялмиди. Хитай коммунист партийиси өзиниң бәзи доклат вә баянатлирида йетәрлик дәлил йоқлуқини етирап қилған болсиму, униңдин бурун елан қилған сахта мәлуматлири хитай вә дуня хәлқидә чоңқур әкис тәсир пәйда қилди. Һелиму һәм нурғунлиған хитай пуқраси " хитай коммунист партийиси һакимийитиниң қилғини һәқлиқ, чүнки уйғурлар бизниң бихәтәрликимизгә тәһдит салди" дәп қаримақта. 5 Июл вәқәсидин кейин, йошурулуп келиватқан һәқиқәтләрниң оттуриға чиқиши бизгә, хитай һакимийитиниң тәтүр тәшвиқатта бәкму тәрәққий қилғанлиқини көрситип бәрди. Хитай мәтбуатлири хитай һөкүмитиниң ялғанчилиқ билән толуп кәткән тәтүр тәшвиқатиниң хәлққә омумйүзлүк йейилиши үчүн васитилик рол ойниди.

Хитайниң әң чоң тәшвиқат оргини болған кктв қанилидин сирт, хитай күндилик хәвәрлири (China Daily News), хәлқ гезити(人民日报), нур гезити(光明日报) қатарлиқ гезитләр хитай коммунист һөкүмитиниң боһтанлирини қайта қайта елан қилип, пүтүн уйғур хәлқини җинайәтчи дәп қарилаштин қилчә тәп тартмиди. Буларниң әң вәһимлиқи уйғурларни дуня җамаәтчиликигә "террорчи" қилип көрситишкә урунуш иди.

Мақалидә йәнә, тәтүр тәшвиқатниң хитайда дөләт сиясити сүпитидә қоллинилғанлиқини тәнқид қилип мундақ дейилгән:

Хитай һакимийити барлиқ органлирини совет иттипақидин өрнәк елип қурғачқа, хитай коммунист партийиси (х к п) қурулғандин кейин, алди билән шинхуа хәвәр агентлиқини қурди. Шинхуа агентлиқи: хитай хәлқ җумһурийитиниң тунҗи вә әң чоң хәвәр агентлиқи болуп, 1931 йил 11 айниң 7 күни қурулған. Шинхуа агентлиқиниң чәтәлләрдә 120 дөләттә, мәмликәт ичидә 33 район вә өлкидә, униңдин сирт һәрбий районларда шөбиси бар. Хитайниң өткән йиллиқ мәлуматиға көрә, һазир хитайда нәшр қилиниватқан хәлқаралиқ, дөләтлик, өлкилик вә шәһәрлик гезитләрниң сани 1938; һәптилик журнал сани 9468; тарқитиш бериватқан телевизийә истансиси 296 болуп, радио истансисиниң сани телевизийә истансиси саниниң үч һәссисигә тәң келиду. Бунчивала кәң көләмдә актип паалийәт елип бериватқан учур ахбарат органлириниң бирла рәһбәрлик қурулмиси тәрипидин башқурулуши вә контрол қилиниши һәрқандақ кишиниң каллисида соал пәйда қилиду.

Мақалидә йәнә, хитайниң 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсидә елип барған тәтүр тәшвиқатлири һәққидә мулаһизә қилинип мундақ дейилгән:

Хитайниң қорчақ рәиси нур бәкри 6 июл күнидики телевизийә баянатида, бу вәқәниң гуаңдуң өлкиси шявгүән шәһиридики оюнчуқ фабрикисида мәйданға кәлгән уйғур хитай ишчилар арисидики тоқунуш сәвәбидин келип чиққанлиқини ейтти. Нур бәкри сөзидә йәнә, рабийә қадирниң 5 июл күни үрүмчигә телефон қилип, кишиләрни вәқә чиқиришқа күшкүрткәнликини ейтти. Хитай ахбаратлири хәлқара ахбаратиға әң дәсләптә мушу баянатларни йоллиди. Лекин бу вәқәниң қандақ башланғанлиқи вә хәлқ мәйданида өткүзүлүватқан тинчлиқ намайишиниң хитай сақчи даирилири тәрипидин қандақ бастурулғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим өзиниң бу вәқәләр билән һечқандақ алақиси йоқлуқини ейтип, нур бәкриниң сөзлирини рәт қилди. Рабийә қадир ханим йәнә уйғурларниң хитай сияситигә қарши наразилиқини билдүрүш мәқситидә тинчлиқ намайиши өткүзгәнликини билдүрди.

Мақалиниң ахирида йәнә, хитайниң тәтүр тәшвиқати һәққидә тохтилип мундақ дейилгән:

Шәрқий түркистанда йүргүзүливатқан бесим сиясити, хитай һөкүмити тәрипидин 1980 йиллири йолға қоюлған "(ахбаратта) очуқ ашкара болуш қарари" сайисидә чәтәлләргә ашкарилинип қелишқа вә чәтәл ахбаратлиридин орун елишқа башлиди. Хитай ахбарати болса, уйғурлар билән хитайларниң қериндашларчә хушал хурам, раһәт парағәт ичидә яшаватқанлиқини, ташқи күчләрниң бу әһвалдин биарам болуп, хәлқни күшкүрткәнликини илгири сүрди. Һәтта һәддидин техиму ешип, рабийә қадирниң өз иниси муһәммәд қадирға телефон қилип, 5 июл вәқәсини кәлтүрүп чиқарғанлиқини язди. Хитай ахбарати "һәқиқий әһвални дөләт ичи вә сиртиға әкс әттүрмәслик сиясити"ни шәрқий түркистан мәсилисидә қаттиқ иҗра қилди. Буниңға, 1997 йил 2 айниң 5 күни, шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән вәқә мисал болалайду. Хитай һакимийити күчлүк ахбарат васитилири билән шәрқий түркистан мәсилисигә қаратқан тәтүр тәшвиқат сияситини дөләтниң муһим сиясити сүпитидә давамлаштурушқа тиришса, хәлқарадики уйғурлар өзлириниң чәклик имканийәтлиридин пайдилинип хитайниң тәтүр тәшвиқатиға қарши турушқа тиришмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.