Тәйвәндики милләтчи партийә билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийиниң тарихтики һәмкарлиқидин кәлгүсигә нәзәр
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.02
2008.06.02
Бу растинла йәнә бир қетимлиқ икки партийә һәмкарлиқидин дерәк берәмду? улар қайтидин йәнә бир қетим һәмкарлашса немә қилалайду? униң нәтиҗиси немә болиду?
Бу икки партийә қурулғандин тартипла бир - биригә қирғинчилиқ қилишқа башлиған иди
Әркин асия радиосиниң обзорчиси лю шавҗу әпәндиниң 'йеңи әср журнили'да елан қилған мақалисидә баян қилинишичә, хитайниң йеқинқи заман тарихида, бу икки партийә, сәккиз йиллиқ японға қарши уруш дәвридә өз -ара урушмиғанни һесабқа алмиғанда, та қурулғандин тартип һазирғичә бир - бири билән уруш қилип, бир - биригә қирғинчилиқ қилип келиватиду.Дәсләптә, - дәйду лю шавҗу әпәнди мақалисидә,- милләтчи партийә 'он иккинчи април вәқәси'дин башлап коммунист партийини тазилашқа киришкән, қирған иди. Бу җәрянда төкүлгән қан хитай земинида дәря болуп ақти. Кейин, коммунист партийә 'үчкә қарши туруш', 'бәшкә қарши туруш' дегән һәрикәттин башлап та 'мәдәнийәт инқилаби' ғичә пүтүнләй милләтчи партийини тазилиди, қирди. Бу җәряндиму төкүлгән қан дәря болуп ақти.
Бу риал тарих. Әмди һазирқи вақитта, бу икки партийиниң рәһбәрлириниң тәбәссуми вә көтүрүшкән қәдәһлири тарихни ююветәләмду? бу икки партийә пәқәт,- дәйду лю шавҗу әпәнди, - тарихқа тоғра муамилә қилғандила, андин кәлгүсигә қарап илгирилийәләйду.
Тарихқа тоғра муамилә қилиш керәк
Тарихқа тоғра муамилә қилиш дегән мәсилидә лю шавҗу әпәндиниң қаришичә, тәйвәндики милләтчи партийә (гоминдаң) билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийә (гоңчәндаң) әслидила 'бир пиләктә чүшкән икки хәмәк' . Уларниң нишани дәсләптила хитайда хәлқ инқилаби қозғаштин ибарәт болған иди. Сүн җуңсән мәслики 'төтинчи май һәрикити' дин кейин парчилинип, бу икки партийә охшимиған йолға маңди.Бири сүн җуңсәнниң сәнминҗуйи мәсликини давамлаштурди, йәнә бири коммунизмға етиқад қилишқа башлиди. 1949 - Йилидин кейин, бири мәғлуп болуп тәйвәнгә чекинип, йәнила шу мәсләкни давамлаштуруп тоғра иқтисадий сиясәт қоллинип, ахир тәйвән хәлқини һазирқидәк әркинлик вә баяшатлиқтин бәһриман қилди.
Йәнә бири хата иқтисадий сиясәт йүргүзүп, һәтта сталинизмға әгишип, чоң қуруқлуқта йүз милйонлиған хәлқни ачарчилиққа қоюп өлтүргәндин кейин, қалған хәлқни йәнә мәдәнийәт инқилаби дегән һәрикәт арқилиқ азаблиди. Һазирға қәдәр йәнила бир партийә мустәбитликини давамлаштуруп, чоң қуруқлуқни сиясий қалақлиқта туртиватиду. Бу көз юмғили болмайдиған пакит.
Қолға кәлгән нәтиҗини қәдирләш үчүн тосалғуни түгитиш керәк
Һазирқи риаллиқни қандақ қәдирләш керәк дегән мәсилидә лю шавҗу әпәндиниң қаришичә, тәйвәндики демократийә асан қолға кәлгән әмәс, чоң қуруқлуқтики ишикни ечиветиш- ислаһат елип беришму асан қолға кәлгән әмәс. Икки қирғақниң һазирқидәк тинчлиқта биллә турушқа йүзлинишиму асан қолға кәлгән әмәс.Һазир тәйвән хәлқи чоң қуруқлуқни әркин чүшиниш пурсәтлиригә игә, лекин чоң қуруқлуқ хәлқи бундақ әркинликкә игә әмәс, һазир бу тосалғуни йоқ қилғанда андин һәр икки тәрәп парлақ кәлгүсигә қарап илгирилийәләйду.
Һазир бу икки партийә 'қондақтин чүшүвалидиған пәләмпәй' издәватиду
Кәлгүсигә йүзлиниш қандақ болуши керәк дегән мәсилидә лю шавҗу әпәндиниң қаришичә, коммунист партийиниң сүн җуңсән қурған җумһурийәтни йоқ қилип, өзи бир коммунизм һакимийити қурғанлиқи бир тарихий хаталиқ. Коммунист партийә бу хата йолдин чиқалмай ахири йәнә ' коммунизм қуруш' дегән шуарини 'шавкаң җәмийити қуруш' йәни бир һаллиқ җәмийәт қуруш дегән шуарға өзгәртип бақти. Әмма униң бу шуари йәнила дең шавпиңниң 'ақ мүшүк, қара мүшүк' сиясити билән туюқ йолға кирип қалди.Әмди мушу күнгә кәлгәндә, бу икки партийә рәһбәрлири учришип, өзлири үчүн 'қондақтин чүшүвалидиған пәләмпәй' издәватиду. Әгәр улар тарихқа тоғра муамилә қилалса, милләтчи партийә тәйвәндики һазирқи демократийини чоң қуруқлуққа елип келәлисә, коммунист партийә мустәбитликтин ваз кәчсә, андин һәр иккиси қайтидин терилип қопалииши мумкин.
Тәйвәндики демократийә-илғарлиқ партийиси йәнила икки қирғақ мунасивитидики бир муһим күч
Милләтчи партийә билән коммунист партийиниң рәһбәрлири йеқинда бейҗиңда учрашқандин кейин, америкидики станфорд университетиниң хитай мәсилилири мутәхәссиси лари әпәндиниң, тәйвәндики сайламни көзәткәндин кейин вә йеқинда чоң қуруқлуқни зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин әркин аися радиоси арқилиқ елан қилған мулаһизисидә баян қилинишичә, бу қетим сичүәндә йәр тәврәш апити йүз бәргән һаман, тәйвәндә йеңидин президент болған ма йиңҗю әпәнди апәткә учриған хәлққә ярдәм бериш җәһәттә сәмимийлик ипадилигәндин кейин, икки қирғақтики икки партийә рәислири қәдәһ көтүрүшти.Әмма бу, икки қирғақ мунасивити яхшиланғанлиқидин дерәк бәрмәйду. Буниң билән пәқәт икки қирғақ оттурисида барди- кәлди көпийиши мумкин, халас. Чүнки коммунист партийиниң тәйвәнни қариға елип тикләп қойған башқурулидиған бомбилири техичә елип ташланғини йоқ.
Лари әпәндиниң қаришичә, икки қирғақ мунасивитидә, тәйвәндики демократийә-илғарлиқ партийиси йәнила бир муһим күч. Әмма униң қайтидин күчлинип оттуриға чиқишиға йәнә бир мәзгил вақит керәк, аз дегәндә йәнә бир қетимлиқ президент сайлими керәк. Шундақтиму, һазирқи шараитта милләтчи партийә билән коммунист партийә һазирқи қәдәмлири билән узун мусапигә йетип баралмайду.