Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди


2008.03.19

Сүргүндики тибәт рәһбәрлири, хитай даирилириниң тибәтләрниң исянини бастуруш җәрянида өлтүргән адими һазирға қәдәр тәхминән 100 гә йетидиғанлиқини, хәлқара җәмийәтниң вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришини тәләп қилмақта. Кишилик һоқуқни қоғдиғучи тәшкилатлар вә тибәт һәрикитини һимайә қилғучи хәлқара органлар ғәрб әллирини бейҗиң олимпик йиғиниға байқут елан қилиш, болмиди дегәндә олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимини байқут қилишни тәләп қиливатиду. Мәркизи париждики чигрисиз мухбирлар вә нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқлар бейҗиң олимпик мусабиқисини омумйүзлүк байқут қилишни қоллимайдиғанлиқини, лекин олимпикниң ечилиш яки йепилиш мурасимиға қатнишидиған һәр қайси дөләт рәһбәрлирини чоңқур ойлишип көрүшкә чақирди.

" Дөләт рәһбәрлири ху җинтав вә вен җябавлар билән бир сәһнидә олтурушниң тоғра - хаталиқини яхши ойлишиш лазим "

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вашингтон ишханисиниң мәсули ричардсон ханим радиомизға буниң сәвәблирини чүшәндүрүп, һәр қайси дөләт рәһбәрлири олимпик мусабиқисиға қатнашса бу хитай рәһбәрлиридә улар хитайниң тибәттики бастуруш һәрикитини қоллаватиду, дегән тонуш пәйда қилиши мумкин, дәп көрситиду. У, "биз олимпик мусабиқисиниң ечилиш яки йепилиш мурасимиға қатнишидиған һәр қайси дөләт рәһбәрлиригә шуни алаһидә тәвсийә қилимиз. Улар мурасимға қатнишиштин бурун буниң кишиләрдә қозғайдиған тәсирини чоңқур ойлишиши керәк. Болупму техи йеқиндила тинч йиғилиш өткүзгән пуқраларни бастурған ху җинтав вә вен җябавлар билән бир сәһнидә олтурушниң тоғра - хаталиқини яхши ойлишиш лазим. Хитай һөкүмити дуня рәһбәрлириниң олимпик йиғиниға қатнишишини хитай һөкүмити вә униң сияситини қоллиғанлиқтур, дәп чүшиниши мумкин " дәп көрсәтмәктә.

Ричардсон ханим йәнә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати әгәр тибәт вәзийити яки ахбарат әркинлики қатарлиқларда йетәрлик сәвәбләрни байқиса дуня рәһбәрлиригә " олимпик мусабиқисиниң ечилиш яки йепилиш мурасимиға қатнишиш тоғра әмәс "дәйдиғанлиқини агаһландурди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң инкаси бир қәдәр кәскин болуп, хитай һөкүмитиниң олимпик мурасимида өзидә мәвҗүт болмиған образни тиклимәкчи болуватқанлиқини вә олимпикниң ечилиш мурасимини байқут қилишни тәләп қилмақта. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси брейсул радиомизға бәргән баянатида мундақ дәйду, " бизниң һес қилишимизчә, хитай һөкүмити олимпик мурасими арқилиқ хитайниң өзидә мәвҗүт болмиған мәсилиләрдә җүмлидин кишилик һоқуқ, тибәт мәсилиси, муһит вә ахбарат әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә өзигә образ тиклимәкчи болуватиду, лекин бу образни қобул қилиш мумкин әмәс. Биз һәр қайси дөләт рәһбәрлирини вә хан җәмәти әзалирини ечилиш мурасимиға қатнашмаслиққа чақиримиз."

" Әгәр бастуруш йәнә давамлашса бу сиясий рәһбәрләрниң олимпик мурасимиға қатнишиш пиланида өзгириш пәйда қилиши мумкин "

Хәлқара тәшкилатларниң ечилиш мурасимини байқут қилиш һәққидики чақириқиға һазирға қәдәр явропа парламентиниң рәиси хәнз герт поттериң бир қәдәр тәбәссум билән инкас қайтурди. У сәйшәнбә күни германийә аммиви радиосиға бәргән баянатида "бирси чоқум хитайға шуни йәткүзүши керәк: әгәр бастуруш йәнә давамлашса бу сиясий рәһбәрләрниң олимпик мурасимиға қатнишиш пиланида җүмлидин мениңму қатнишиш пиланимда өзгириш пәйда қилиши мумкин "дәп көрсәтти. У йәнә бу мәсилидә "пүтүн еһтималлиқларни нәзәрдә тутуш керәк" дәйду.

Франсийә ташқи ишлар министири бернард кочинер, явропа иттипақиниң бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимини байқут қилиш тәлипи иттипақниң алдимиздики күнләрдә словинийидә ечилидиған ташқи ишлар министирлар йиғинида музакиригә қоюлуш еһтимали барлиқини билдүрди. Чаршәнбә күни парижда мухбирларға "бу тәклипни ойлишип көримиз " дәп тәкитлигән кочинер, "олимпик мусабиқисини омумйүзлүк байқут қилишқа қариғанда ечилиш мурасимини байқут қилишниң сәлбий тәсири бир қәдәр аз"болидиғанлиқини әскәртти.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатидики брейсул радиомизға немә үчүн олимпик йиғинини омумйүзлүк байқут қилишни қоллимайдиғанлиқиниң сәвәблирини чүшәндүрди. У," биз олимпик мусабиқисини омумйүзлүк байқут қилишни қоллимаймиз, чүнки бу бир тәнтәрбийә мусабиқиси, олимпик мәзгилидә нәччә миң мухбир хитайға бариду. Бу уларниң кишилик һоқуқ мәсилисидики ипадисини елишниң яхши пурсити. Буниң сиртида йәнә, нурғун тәнтәрбийичиләр кишилик һоқуқниң дағдуға қилинишиға қатнишиду " дәйду.

Вен җябав "далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлинимән"

Хитай һөкүмити тибәттики вәқәниң мәсулийитини далай лама вә униң адәмлиригә артқан болсиму, лекин хитайниң бу мәсилидә хәлқара җәмийәтниң илгири мисли көрүлмигән бесимиға дуч келиватқанлиқи сир әмәс. Италийә һөкүмити чаршәнбә күни явропа иттипақиниң бейҗиңға алаһидә әлчи әвәтип, тибәт вәзийитини музакирә қилишини тәләп қилди. Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис бейҗиң һөкүмитини далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди.

Финландийиниң муавин ташқи ишлар министири тейҗа тиликайнән, 18 ‏- март күни хитайниң хелсинкидики баш әлчиси ма кечиңни чақиртип, тибәт вәзийитиниң өзлиридә әндишә қозғаватқанлиқини билдүргән. Чаршәнбә күни рим папаси бенедикт 16, тибәт мәсилисидики сүкүтни бузуп, зораванлиқниң мәсилини һәл қилмай, уни өткүрләштүрүвитидиғанлиқини агаһландурди. Бу папаниң тибәт мәсилиси тоғрисида 1 ‏- қетим ашкара ипадә билдүрүши болуп, у "мениң қәлбим азап - оқубәт чекиватқан бу хәлқни көрүп ечишти вә азабланди " дәйду.

Чаршәнбә күни әнгилийә баш министири бровенниң сөзи кишиләрдә хәлқара җәмийәтниң тәнқиди вә аммиви тәшкилатларниң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи өз күчини көрситиватамду ? дегән туйғу пәйда қилди. Чүнки әнгилийә баш министири голден бровен әнгилийә парламентида сөзлигән нутуқида өзиниң чаршәнбә күни әтигән хитай баш министири вен җябав билән телефонда сөзләшкәнликини вә вен җябавниң өзигә " далай ламаниң икки мәсилидә, бири мустәқиллиқни қоллимиғанлиқи, йәнә бири зораванлиқни әйиблигәнликини көздә тутуп, униң билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлинимән " дегәнликини ашкарилиди.

Вен җябав алдинқи күни бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида далай ламани "тибәттики исянни пиланлиди " дәп әйиблигән вә далай ламаниң тибәт мустәқиллиқидин ваз кәчтим дегини "пүтүнләй алдамчилиқтур " дәп әйиблигән иди. Голден бровен әнгилийә парламентидики сөзидә " һазирқи әң муһим мәсилә зораванлиққа хатимә бериш, ишәнч турғузуш вә тәрәпләрни сөһбәткә әкилиштур ' дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.