Хитай ташқи ишлар миниситириниң түркийә зияритидә уйғур мәсилиси
Мухбиримиз арислан
2010.01.28
2010.01.28

www.worldbulletin.net Дин елинди.
Икки саәт давам қилған учришиштин кейин икки дөләт министирлири бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини Уюштурди. Йиғинда түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу вә хитай ташқи ишлар министири мухбирларниң икки дөләт мунасивәтлиригә алақидар сориған соаллириға җаваб бәрди.
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу йиғинда, икки дөләт министирлириниң учришишида оттуриға қоюлған мәсилиләр һәққидә мәлумат берип, кәң көләмлик истиратегийилик хизмәт ишләш гурупписи қуруш тәлимати бәргәнликини, тунҗи болуп ишни буниңдин башлайдиғанлиқини, һәр икки дөләтниң районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләргә һәссә қошалайдиған ортақ истратегийилик нәзирийисиниң мәвҗутлуқини билдүрди.
Әхмәт давут оғлу сөзидә йәнә икки дөләт министирлириниң учришишида, қатнаш вә енергийә саһәлиридә музакирә елип барғанлиқини билдүрүп, хитайдин башлинип, үрүмчи арқилиқ түркийигә тутишидиған йипәк йоли төмүр йоли ясаш һәққидә сөзләшкәнликини илгири сүрди.
Әхмәт давут оғлу сөзидә йәнә мундақ деди: шинҗаң уйғур аптонум райониниң хитай вә түркийә оттурисида иқтисадий вә мәдәнийәт саһәләрдә достлуқ көврүки болғанлиқини вә түркийиниң уйғур районида һәр түрлүк хизмәтләргә һәссә қошалайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигәнликини илгири сүрди. Түркийә вә хитай оттурисидики мунасивәтләрниң тарихи бир дәвирдин өткәнликини билдүргән давутоғлу сөзидә йәнә бу мунасивәтләрни хәлқара вә икки дөләтниң районлириға ортақ тинчлиқ вә бихәтәрлик кәлтүрдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.
Йиғинда мухбирларниң соалиға җаваб бәргән хитай ташқи ишлар министири, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу билән елип барған учришишта, икки дөләт мунасивәтлири вә һәр икки дөләткә мунасивәтлик хәлқаралиқ мәсилиләр вә икки дөләт оттурисида узун муддәтлик истратегийилик мунасивәтләр һәққидә чоңқур вә кәң түрдә пикир алмаштурғанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министири яң җечи, хитай вә түркийә оттурисида сияси вә иқтисади һәмкарлиқни күчләндүрүш керәкликиниң һәр икки дөләт тәрәптин қобул қилинғанлиқини билдүрди у йәнә мундақ деди: "бирликтә, мәдәнийәт, саяһәт, маарип вә аммиви тәшкилатлар оттурисидики мунасивәтләр вә учришишларни тәрәққий қилдуруш вақти кәлди. Түркийидики пүткүл йәрлик хәлқ вә дөләтлик органларниң шинҗаң уйғур аптоном райони қатарлиқ хитайниң пүткүл райони билән мунасивәтләрни күчәйтишкә тәшвиқ қилдуқ. Икки дөләт хәлқләр вә районлар оттурисидики мунасивәтләр һәққидә бир җүмлә қошумчә қилишни халаймән, хитай һөкүмити болуш сүпитимиз билән биз чоқум шинҗаң уйғур аптоном райони қатарлиқ пүткүл районлар билән түркийидики районлар оттурисидики мунасивәтләрни күчләндүрүшни тәшвиқ қиливатимиз."
Хитай ташқи ишлар министири яң җечи бүгүн чүштин кейин йәнә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған биләнму әнқәрәдә айрим учрашқан.
Хитай ташқи ишлар министириниң түркийә зиярити һәққидә, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди өз көз қарашлирини баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.