Хитай баш министириниң түркийә зиярити кечиктүрүлди

Түркийә "җиһан хәвәр агентлиқи" ниң 5 - айниң 14 - күнидики хәвиридә, түркийә һөкүмитиниң мунасивәтлик органлириниң хәвәр қилишичә, икки дөләт баш министирлириниң хизмити алдираш болғанлиқи сәвәбидин, бу зиярәтниң алдимиздики айларда елип берилидиганлиқи йезилған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.05.14
wen-jiabao-305.jpg Хитай баш министири вен җйабав.
AFP Photo

Хәвәрдә йәнә түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүлниң 6 - айда хитайға рәсми зиярәт елип баридиғанлиқиму йезилған.

Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири хитай баш министири вен җиябавниң түркийә зиярити җәрянида намайиш өткүзүш үчүн тәйярлиқ қилған иди.

Бүгүн бу зиярәтниң кечиктүрүлгәнликидин хәвәрдар болған шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири мәсуллири немиләрни ойлимақта? хитай баш министири вен җиябавниң бу зияритиниң кечиктүрүлүшидики сәвәб немә? түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт һазир қайси сәвийидә?

Бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн, түркийә хитай мунасивәтлири мутәхәссиси др. Әркин әкрәм вә бәзи сиясий паалийәтчиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.